Падишаһлар «2»
1
«Падишаһлар» — китапниң давами
Аһаб өлгәндин кейин Моаб Исраилға исян көтәрди.2Пад. 3:5
 
Илияс пәйғәмбәр Аһазияға тәнбиһ бериду
Аһазия Самарийәдә турғанда ордисидики балиханиниң пәнҗирисидин жиқилип чүшүп, кесәл болуп қалди. У хәвәрчиләрни әвәтип уларға: — Әкрон шәһиридики илаһ Баал-Зәбубдин мениң тоғрамда, кесилидин сақиямду, дәп сораңлар, деди.
Лекин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси болса Тишбилиқ Илиясқа: — Орнуңдин тур, Самарийә падишасиниң әлчилириниң алдиға берип, уларға: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили маңдиңларму? Шуниң үчүн Пәрвәрдигар һазир мундақ дедики: «Сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән» дегин, — деди.
Шуниң билән Илияс йолға чиқти.
Хәвәрчиләр падишаниң йениға қайтип кәлди; у улардин: Немишкә йенип кәлдиңлар, дәп сориди.
Улар униңға: — Бир адәм бизгә учрап бизгә: — Силәрни әвәткән падишаниң йениға қайтип берип униңға: «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Исраилда Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили адәмләрни әвәттиңму? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәңлар, — деди.
Падиша улардин: Силәргә учрап бу сөзләрни қилған адәм қандақ адәм екән? — дәп сориди.
Улар униңға: У түклүк, белигә тасма бағлиған адәм екән, деди. Падишаһ: У Тишбилиқ Илияс екән, деди.
Андин падиша бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән Илиясниң қешиға маңдурди; бу киши Илиясниң қешиға барғанда, мана у бир дөңниң үстидә олтиратти. У униңға: И Худаниң адими, падиша сени чүшүп кәлсун! дәйду, деди.
10 Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан асмандин от чүшүп, униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
11 Шуниң билән падиша йәнә бир әллик бешини униң қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди. У униңға: И Худаниң адими, падиша ейтти: Сени дәрһал чүшүп кәлсун! — деди.
12 Лекин Илияс әллик бешиға: Әгәр мән Худаниң адими болсам, асмандин от чүшүп сән билән әллик адимиңни көйдүрсун, дәп җавап бәрди. Шуан Худаниң оти асмандин чүшүп униң өзи билән әллик адимини көйдүрүвәтти.
13 Падиша әнди үчинчи бир әллик бешини қол астидики әллик адими билән униң қешиға маңдурди; әллик беши берип Илиясниң алдиға чиқип, тизлинип униңға ялвуруп: И Худаниң адими, мениң җеним билән сениң бу әллик қулуңниң җанлири нәзириңдә әзиз болсун! 14 Дәрвәқә, асмандин от чүшүп, илгәрки икки әллик бешини уларниң қол астидики әллик адими билән көйдүрүвәтти. Лекин һазир мениң җеним сениң нәзириңдә әзиз болсун, деди.
15 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Илиясқа: Сән чүшүп униң билән барғин; униңдин қорқмиғин, деди. У орнидин туруп униң билән чүшүп падишаниң қешиға берип 16 падишаға: Пәрвәрдигар сөз қилип: «Исраилда вәһий сориғили болидиған Худа йоқму, Әкрондики илаһ Баал-Зәбубдин йол сориғили әлчиләрни әвәттиңғу? Шуниң үчүн сән чиққан кариваттин чүшәлмәйсән; сән чоқум өлисән!» дәйду, — деди.
17 Шуниң билән Илияс дегәндәк, Пәрвәрдигарниң сөзи бойичә Аһазия өлди. Униң оғли болмиғачқа, Йәһорам униң орнида падиша болди. Бу Йәһошафатниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһорамниң иккинчи жили еди. «...Йәһорам униң орнида падиша болди» — бу «Йәһорам» бәлким Аһазияниң иниси. У Йәһуданиң падишаси Йәһорам дегән адәм әмәс. «Бу Йәһошафатниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһорамниң иккинчи жили...» — мошу айәттә икки Йәһорам бар; биринчиси Исраил, йәни шималий падишалиқниң падишаси, иккинчиси Йәһуданиң падишаси.
18 Әнди Аһазияниң башқа ишлири, униң қилған әмәллири болса, улар «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?«...улар «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» бу китаптин көп учурларни алған.
 
 

1:1 2Пад. 3:5

1:17 «...Йәһорам униң орнида падиша болди» — бу «Йәһорам» бәлким Аһазияниң иниси. У Йәһуданиң падишаси Йәһорам дегән адәм әмәс. «Бу Йәһошафатниң оғли, Йәһуда падишаси Йәһорамниң иккинчи жили...» — мошу айәттә икки Йәһорам бар; биринчиси Исраил, йәни шималий падишалиқниң падишаси, иккинчиси Йәһуданиң падишаси.

1:18 «...улар «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» бу китаптин көп учурларни алған.