11
Онинчи апәт — пүтүн Мисирдики тунҗа балиларниң өлүши. Мусаниң Пирәвнгә ейтқан ахирқи сөзлири
Шуниң билән Пәрвәрдигар Мусаға: — Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән. Андин у силәрни бу йәрдин кетишкә йол қойиду вә у силәрни һәммә нәрсилириңлар билән қошуп қоюп берип, бу йәрдин мутләқ қоғлап чиқириду. «Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән...» — бу сөзләрни Муса техи Пирәвнниң алдидин чиқмай туруп Пәрвәрдигар униңға ейтқан болса керәк (8-айәтни көрүң). Әнди сән хәлиққә тапилап: — Һәр бириңлар, әр кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин, аял кишиләрниң һәр бири өз хошнисидин күмүч буюмларни, алтун буюмларни сорап алсун, дегин, — деди «хәлиққә тапилап...» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға сөз қилип...».  Мис. 3:22; 12:35 (Пәрвәрдигар хәлқини мисирлиқларниң алдида илтипат тапқузди. Шуниңдәк Муса дегән бу адәм Мисир зиминида Пирәвнниң әмәлдарлириниң нәзиридә болсун, пухраларниң нәзиридә болсун, наһайити улуқ зат болди).Мис. 12:36 Андин Муса йәнә: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән йерим кечидә чиқип Мисирни кезип чиқимән. Мис. 12:29 Шу вақитта тәхттә олтириватқан Пирәвнниң тунҗа оғлидин тартип ярғунчақ тартидиған дедәкниң тунҗа оғлиғичә, шундақла барлиқ чарпайларниң тунҗилири, йәни Мисирдики барлиқ тунҗа җан егилири өлиду. Мис. 12:12 Бу сәвәптин пүткүл Мисир зиминида қаттиқ бир пәряд көтирилиду; униңдин илгири шундақ пәряд болуп бақмиған еди, мундин кейинму бундақ пәряд аңланмайду. Лекин Исраилларға, мәйли адәмлири, мәйли һайванатлириға болсун, һәтта бир тал иштму қавап қоймайду. Буниңдин Пәрвәрдигарниң мисирлиқлар билән Исраилни пәриқләндүридиғанлиғини билисиләр».
— Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: «Сили өзлири вә силигә әгәшкән барлиқ қовмлири чиқип кетишкәйла!» дәп ейтиду, андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти.«Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: .. андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти» — 1-8 айәттә хатириләнгәнләр Муса билән Пирәвнниң оттурисида болған җедәл (10-бапта хатирилгән)ниң давами болса керәк.  Мис. 12:30
Пәрвәрдигар Мусаға: — Мисир зиминида Мениң карамәт мөҗизилиримниң көпләп көрситилиши үчүн Пирәвн силәргә қулақ салмайду, — дегән еди.
10 Муса билән Һарун бу карамәт мөҗизиләрниң һәммисини Пирәвнниң алдида көрситип болди; лекин Пәрвәрдигар Пирәвнниң көңлини қаттиқ қилип қойғини үчүн у Исраилларни униң зиминидин кәткили қоймиди.Мис. 9:16; Рим. 9:17
 
 

11:1 «Йәнә бир апәтни Пирәвнниң үстигә вә Мисирниң үстигә чүшүримән...» — бу сөзләрни Муса техи Пирәвнниң алдидин чиқмай туруп Пәрвәрдигар униңға ейтқан болса керәк (8-айәтни көрүң).

11:2 «хәлиққә тапилап...» — ибраний тилида «хәлиқниң қулақлириға сөз қилип...».

11:2 Мис. 3:22; 12:35

11:3 Мис. 12:36

11:4 Мис. 12:29

11:5 Мис. 12:12

11:8 «Шуниң билән бу әмәлдарлириңниң һәммиси алдимға келип, маңа тазим қилип: .. андин чиқип кетимән» — деди-дә, қаттиқ ғәзәп билән Пирәвнниң алдидин чиқип кәтти» — 1-8 айәттә хатириләнгәнләр Муса билән Пирәвнниң оттурисида болған җедәл (10-бапта хатирилгән)ниң давами болса керәк.

11:8 Мис. 12:30

11:10 Мис. 9:16; Рим. 9:17