5
1 Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини олҗа елип, уни Әбән-Әзәрдин елип Ашдодқа барди. 2 У йәрдә Филистийләр Худаниң әһдә сандуғини елип Дагон бутханисиға әкирип, Дагон дегән бутниң йениға қойди. 3 Ашдоддикиләр әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана Дагон бути Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти. Шуңа улар Дагон бутни елип йәнә өз орнида турғузуп қойди. 4 Лекин әтиси сәһәр қопуп кәлсә, мана, Дагон Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти; Дагонниң беши һәм қоллири босуғида чеқилған еди; Дагонниң пәқәт белиқсиман тени қалған еди. □«Дагон Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғиниң алдида жиқилғиничә дүм ятатти» — «Дагон» дегән бутта адәмниң беши вә белиқниң тени бар еди. 5 Шуңа бүгүнгә қәдәр Ашдодта я Дагонниң каһинлири болсун я Дагонниң бутханисиға киргүчиләр болсун, Дагонниң босуғисиға дәссимәйду.
6 Андин Пәрвәрдигарниң қоли Ашдоддикиләрниң үстигә қаттиқ чүшүп, уларни вәйран қилип, Ашдод билән әтрапидикиләрни һүррәк кесили билән урди. □«һүррәк кесили» — яки «өсмиләр» яки «бовасир кесили». ■Зәб. 77:60-66. 7 Ашдоддикиләр буларни көрүп: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи бизләрдә турмисун! Чүнки униң қоли бизни вә илаһимиз Дагонни қаттиқ бесивалди, дейишти. 8 Шуниң билән улар адәм маңдуруп Филистийләрниң һәммә ғоҗилирини чақиртип җәм қилип улардин: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини қандақ бир тәрәп қилимиз? дәп сориди. Улар: — Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғи Гатқа чәт йол билән йөткәлсун, дәп җавап беришти. Шуниң билән улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини у йәргә чәт йол билән йөткиди. □«Гатқа чәт йол билән йөткәлсун» — бәлким башқа шәһәр-кәнтләрдин өткүзмәслик үчүн. 9 Вә шундақ болдики, улар уни чәт йол билән йөткигәндин кейин Пәрвәрдигарниң қоли у шәһәргә чүшүп кишиләрни қаттиқ сарасимигә чүшүрди. У кичикләрдин тартип чоңларғичә шәһәрдикиләрни урди, улар һүррәк кесилигә гириптар болди. 10 Шуниң билән улар Худаниң әһдә сандуғини Әкронға әвәтти. Лекин Худаниң әһдә сандуғи Әкронға йетип кәлгәндә, Әкрондикиләр пәряд қилип: — Биз билән хәлқимизни өлтүрүш үчүн улар Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бизгә йөткиди! — деди. 11 Улар адәм маңдуруп Филистийләрниң ғоҗилирини қичқартип җәм қилип уларға: — Биз билән хәлқимизни өлтүрмәслиги үчүн Исраилниң Худасиниң әһдә сандуғини бу йәрдин өз җайиға кәткүзүңлар, деди; чүнки қаттиқ вәһимә шәһәрни басқан еди; Худаниң қоли уларниң үстигә толиму еғир чүшкән еди. 12 Өлмигән адәмләр болса һүррәк кесили билән урулуп, шәһәрниң пәряди асманға көтирилди.