15
Түрлүк қурбанлиқлар тоғрисидики қаидә-низам
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән Исраилларға мундақ дегин: — Силәр маканлишишиңлар үчүн силәргә тәқдим қилип беридиған зиминға киргән чеғиңларда, әгәр Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған, униңға хушбуй болсун дәп бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар, қурбанлиқ кала яки қой-өшкә падисидин болсун. У көйдүрмә қурбанлиқ болсун, қәсәмни ада қилиш қурбанлиғи болсун, ихтиярий қурбанлиқ яки силәргә бекитилгән һейтлардики зөрүр қурбанлиқ болсун,«бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар» — бу айәттә көздә тутулған қурбанлиқларниң һәммиси «көйдүрмә қурбанлиқ» яки «енақлиқ қурбанлиғи»дур (5-айәтни көрүң). 4-5 қурбанлиқ сунғучи киши Пәрвәрдигарға атиғиниға бир ашлиқ һәдийәсини қошуп кәлтүрсун. Көйдүрмә қурбанлиқ яки башқа қурбанлиқ қоза болса, ундақта ашлиқ һәдийәси зәйтун мейидин бир һинниң төрттин бири иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин бири болсун; униңға йәнә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун.«бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр еди. Бир һин тәхминән 3.6 литр еди.  Лав. 2:1; 6:14
Қурбанлиғиң қочқар болса, сән униңға ашлиқ һәдийәси сүпитидә үчтин бир һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин иккиси болсун вә шарап һәдийәси сүпитидә төрттин бир һин шарапни қушуп сунсун; булар Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп сунулсун. Әгәр сән Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқ, яки қәсәм ада қилиш қурбанлиғи яки енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә топақ атиған болсаң, ундақта топаққа ашлиқ һәдийә сүпитидә йерим һин зәйтун мейи иләштүрүлгән есил ундин әфаһниң ондин үчини, 10 шарап һәдийә сүпитидә йерим һин шарапни қошуп сунғин; булар Пәрвәрдигарға атилип отта сунулуп, хушбуй чиқарсун дәп кәлтүрүлсун.
11 Һәр бир сунулған топақ, қочқар, қоза яки оғлаққа нисбәтән мошундақ қилинсун. 12 Силәр сунидиғиниңларниң сани бойичә, һәр хил қурбанлиқниң саниға қарап шундақ қилисиләр.
13 Шу зиминда туғулғанларниң һәммиси Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп, отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса әнә шундақ қилсун. 14 Шуниңдәк силәр билән биллә туруватқан мусапир яки әвлатму-әвлат силәр билән биллә туруватқанлар болса, хушбуй чиқарсун дәп отта сунулидиған қурбанлиқ қилмақчи болса, силәр қандақ қилған болсаңлар, уларму шундақ қилсун. 15 Пүткүл җамаәткә, мәйли силәр болуңлар яки силәр билән биллә туруватқан мусапир болсун, һәммиңлар үчүн охшаш бир бәлгүлимә болиду; силәр үчүн дәвирму-дәвир әбәдий бир бәлгүлимә болиду; Пәрвәрдигар алдида силәр қандақ болсаңлар, мусапирларму шундақтур.Мис. 12:49; Чөл. 9:14 16 Силәргиму, араңларда туруватқан мусапирларғиму охшаш бир қанун-бәлгүлимә, охшаш бир һөкүм болсун.
17 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
18 Сән Исраилларға сөз қилип уларға мундақ дегин: — «Силәр Мән силәрни әкиридиған зиминға йетип барғанда, 19 шу йәрдин чиққан ашлиқни йәйдиған чеғиңларда, Пәрвәрдигарға бир «көтәрмә һәдийә» тәқдим қилиңлар. 20 Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан нанлардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар; силәр уни тәқдим қилғанда худди хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун.«Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан наналардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нан пиширип уни «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар» (бирақ тәрҗимимиз «Әз.» 44:30дин қариғанда тоғрирақ болуши мүмкин). «хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун» — оқурмәнләргә мәлумки, Исраиллар йеңи пишқан һосулниң тунҗа қисмини хамандин айрип, Худаға атиши керәк («Мис.» 23:19, 34:22 вә 26ни көрүң.) 21 Дәвирдин-дәвиргә силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нанни «көтәрмә һәдийә» сүпитидә Пәрвәрдигарға сунуңлар.
 
Билмәй қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүрүш
22 Әгәр силәр өзүңлар билмәй езип гуна қилип, Пәрвәрдигарниң Мусаға буйруған бу барлиқ әмирлиригә әмәл қилмиған болсаңлар,«әмәл қилмиған болсаңлар» — бу айәтләрдә көздә тутулған гуна Худаниң әмирлиригә әмәл қилмаслиқтин ибарәт; «Лав.» 4-бапта тилға елинған қурбанлиқлар Худаниң әмирлиригә хилаплиқ қилған ишларға кафарәт кәлтүридиған қурбанлиқлардин ибарәт. 23 йәни Пәрвәрдигар буйруған күндин етиварән барлиқ әвлатлириңларғичә Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән силәргә буйруған барлиқ ишлириға әмәл қилмиған болсаңлар, 24 җамаәт шундақ бирәр гунаниң билмәй өткүзүлгәнлигидин хәвәрсиз болса, ундақта пүткүл җамаәт Пәрвәрдигарға хушбуй чиқарсун дәп яш бир топақни көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә сунсун һәмдә қаидә-низам бойичә униңға мунасивәтлик ашлиқ һәдийә билән шарап һәдийәни қошуп сунсун, вә униң үстигә бир текини гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун. 25 Шу йол билән каһин пүткүл Исраил җамаити үчүн кафарәт кәлтүрүп, бу гуна улардин кәчүрүм қилиниду; чүнки бу билмәй өткүзүп қойған гуна вә улар өзлириниң билмәй өткүзүп қойған гунайи үчүн қурбанлиқ, йәни Пәрвәрдигарға атап отта сунулидиған қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғини бирликтә Пәрвәрдигар алдиға сунған. 26 Бу гуна пүткүл Исраил җамаити билән уларниң арисида туруватқан мусапирларниң һәммисидин кәчүрүм қилиниду, чүнки бу пүткүл хәлиқ билмәй туруп өткүзүп қойған гунадур.
27 Әгәр бир киши билмәстин гуна қилип қойған болса, у бир яшлиқ бир чиши оғлақни гуна қурбанлиғи сүпитидә сунсун.Лав. 4:27 28 Каһин шу йол билән билмәй гуна қилип қойған адәм үчүн кафарәт кәлтүриду; униң үчүн кафарәт кәлтүрсә униң Пәрвәрдигар алдида билмәй өткүзгән гунайи униңдин кәчүрүм қилиниду. 29 Билмәй бирәр сәһвәнлик өткүзүп қойған барлиқ кишиләргә, мәйли шу зиминда туғулған Исраиллар болсун яки уларниң арисида туруватқан мусапирларға болсун, — силәрниң һәммиңларға охшаш бир қанун-бәлгүлимә тәтбиқлиниду.
 
Билип туруп қилған гуналар тоғрилиқ
30 Лекин жүригини қаптәк қилип иш көргән киши, мәйли у зиминда туғулған болсун яки мусапир болсун, Пәрвәрдигарға һақарәт кәлтүргән болиду; у һаман өз хәлқидин үзүп ташлиниду. 31 У Пәрвәрдигарниң сөзини мәнситмигән екән, Пәрвәрдигарниң әмригә хилаплиқ қилған екән; шуниң үчүн у чоқум үзүп ташлиниду; гунайи өзиниң бешиға чүшиду.
 
Шабат күнигә хилаплиқ қилғучиларға берилидиған җаза
32 Исраиллар чөл-җәзиридики вақитлирида, бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди.«бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди» — шүбһисизки, бу вақиә жуқуриқи 30-31-айәттики принсипқа мисал кәлтүрүлүш үчүн баян қилиниду. 33 Отун териватқанлиғини байқап қалғанлар уни Муса, Һарун вә пүткүл җамаәтниң алдиға елип кәлди. 34 Уни қандақ бир тәрәп қилиш керәклиги техи көрситилмигәчкә, улар уни қамап қойди.Лав. 24:12 35 Пәрвәрдигар Мусаға: — У адәм өлтүрүлмисә болмайду; пүтүн җамаәт уни баргаһниң тешиға әпчиқип чалма-кесәк қилип өлтүрсун, — деди. 36 Андин пүтүн җамаәт у адәмни баргаһ сиртиға әпчиқип, худди Пәрвәрдигар Мусаға буйруғандәк, чалма-кесәк қилип өлтүрди.
 
Кийим-кечәкләргә чуча тутуш низами
37 Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
38 Сән Исраилларға мундақ дегин, улар әвлатму-әвлат кийим-кечәклириниң чөрисигә чучиларни тутсун һәм бүҗигидики чучилириниң һәр биригә көк шойна тикип қойсун;Қан. 22:12; Мат. 23:5 39 бу хил чучилар силәрниң уни тикип турушуңлар үчүн болиду; уни көргәндә Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини есиңларда тутуп, уларға әмәл қилишиңлар үчүн бу силәргә бир әсләтмә болиду; шуниңдәк силәрниң һазирқидәк өзүңларниң көңлүңлар вә көзүңларниң кәйнигә кирип, қатирап бузуқлуқ қилип кәтмәслигиңлар,«бузуқлуқ» — Тәвраттики көп қисимларда көрситилгән бу «бузуқлуқ»ниң һәм җисманий җәһәти (әйш-ишрәт) һәм роһий җәһәти (бутпәрәслик қилип Худаға вапасизлиқ қилиш) бардур. 40 Мениң барлиқ әмирлиримни әстә тутушуңлар һәм униңға әмәл қилип, Худайиңларға атап пак-муқәддәс болушуңлар үчүн болсун. 41 Мән Худайиңлар болуш үчүн силәрни Мисир зиминидин елип чиққан Пәрвәрдигардурмән; Мән Пәрвәрдигар Худайиңлардурмән.
 
 

15:3 «бирәр һәдийә-қурбанлиқ қилмақчи болсаңлар» — бу айәттә көздә тутулған қурбанлиқларниң һәммиси «көйдүрмә қурбанлиқ» яки «енақлиқ қурбанлиғи»дур (5-айәтни көрүң).

15:4-5 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр еди. Бир һин тәхминән 3.6 литр еди.

15:4-5 Лав. 2:1; 6:14

15:15 Мис. 12:49; Чөл. 9:14

15:20 «Силәр һәр бир йеңи хемирдин пишқан наналардин бирини «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Силәр дәсләпки һосулдин чиққан хемирдин бир нан пиширип уни «көтәрмә һәдийә» қилип тәқдим қилиңлар» (бирақ тәрҗимимиз «Әз.» 44:30дин қариғанда тоғрирақ болуши мүмкин). «хаманниң «көтәрмә һәдийә»сигә охшаш болсун» — оқурмәнләргә мәлумки, Исраиллар йеңи пишқан һосулниң тунҗа қисмини хамандин айрип, Худаға атиши керәк («Мис.» 23:19, 34:22 вә 26ни көрүң.)

15:22 «әмәл қилмиған болсаңлар» — бу айәтләрдә көздә тутулған гуна Худаниң әмирлиригә әмәл қилмаслиқтин ибарәт; «Лав.» 4-бапта тилға елинған қурбанлиқлар Худаниң әмирлиригә хилаплиқ қилған ишларға кафарәт кәлтүридиған қурбанлиқлардин ибарәт.

15:27 Лав. 4:27

15:32 «бир кишиниң шабат күнидә отун тәргәнлиги байқалди» — шүбһисизки, бу вақиә жуқуриқи 30-31-айәттики принсипқа мисал кәлтүрүлүш үчүн баян қилиниду.

15:34 Лав. 24:12

15:38 Қан. 22:12; Мат. 23:5

15:39 «бузуқлуқ» — Тәвраттики көп қисимларда көрситилгән бу «бузуқлуқ»ниң һәм җисманий җәһәти (әйш-ишрәт) һәм роһий җәһәти (бутпәрәслик қилип Худаға вапасизлиқ қилиш) бардур.