8
Топанниң йениши
Худа Нуһни, шундақла кемидә униң билән биллә болған барлиқ явайи һайванлар билән барлиқ мал-чарвиларни әслиди. Шуниң билән Худа бир шамал чиқирип йәр йүзини йәлпүтти вә сулар йенишқа башлиди. Чоңқур деңизларниң тәглиридики булақлар вә асманниң пәнҗирилири етилип, асмандин төкүлгән ямғур тохтиди. Сулар барғансери йәр йүзидин янди; бир йүз әллик күн өткәндин кейин хелә азлиди.
Йәттинчи айниң он йәттинчи күни, кемә Арарат тағ тизмилиридики бириниң үстидә тохтап қалди.«тохтап қалди» —ибраний тилида «дәм алди».
«Арарат тағлири» шәрқий Түркийәдә болуши мүмкин.
Сулар онинчи айғичә барғансери азийип, онинчи айниң биринчи күни тағ чоққилири көрүнүшкә башлиди.
Қириқ күндин кейин Нуһ кемигә өзи орнатқан дәризини ечип, бир қузғунни сиртқа чиқарди. У йәр йүзидики сулар тартилип болғичә уян-буян учуп жүрди. Униңдин кейин Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилған-тартилмиғанлиғини билиш үчүн, бир кәптәрни чиқарди.«кәптәрни» — яки «пахтәк». Ибраний тилида бу қуш «йона» дәп атилиду. «Йона» ибраний тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду. Лекин сулар техичә пүткүл йәр йүзини қаплап турғачқа, кәптәр путини қойғидәк җай тапалмай, Нуһниң қешиға кемигә йенип кәлди. Шуниң билән Нуһ қолини сунуп уни тутуп, кемигә әкиривалди. 10 У йәттә күн сақлап, бу кәптәрни кемидин йәнә сиртқа чиқарди. 11 Кәптәр кәчтә униң қешиға йенип кәлди; мана, униң тумшуғида йеңи үзүвалған зәйтун йопурмиғи бар еди. Буни көрүп Нуһ суларниң йәр йүзидин тартилғинини билди. 12 У йәнә йәттә күн сақлап, кәптәрни йәнә сиртқа чиқарди, амма бу қетим кәптәр униң йениға қайтип кәлмиди.
13 Нуһ алтә йүз бир яшқа киргән жили, биринчи айниң биринчи күнидә су йәр йүзидин қуруған еди. Нуһ кеминиң қапқиқини ечип қаривиди, йәрниң қуруғинини көрди. 14 Иккинчи айниң жигирмә йәттинчи күни, йәр йүзи пүтүнләй қуруп болди.
15-16 У вақитта Худа Нуһқа сөз қилип: — Сән өзүң, аялиң, оғуллириң вә келинлириң кемидин чиқиңлар. 17 Өзүң билән биллә болған барлиқ әт егилиридин һәр бир түрдики җаниварларни, йәни учар-қанатларни һәм мал-чарвиларни, йәрдә өмилигүчи һайванларниң һәммисини өзүң билән қошуп кемидин елип чиққин; шуниң билән улар йәр йүзидә тарилип-тарқилип, нәсиллинип зиминда көпәйсун, — деди.Яр. 1:22, 28; 9:1.
18 Шуниң билән Нуһ, аяли, оғуллири вә келинлири билән биллә сиртқа чиқти. 19 Җаниварларниң һәммиси, барлиқ өмилигүчи һайванлар, барлиқ учар-қанатлар, йәрдә мидирлап жүридиғанларниң һәр қайсиси өз түрлири бойичә кемидин чиқишти.
 
Нуһниң Худаға атап қурбанлиқ сунуши
20 Шу чағда Нуһ Пәрвәрдигарға атап бир қурбангаһни ясиди; у һалал җаниварлар билән һалал қушларниң һәр түридин елип келип, қурбангаһниң үстидә «көйдүрмә қурбанлиқ» өткүзди.«көйдүрмә қурбанлиқ» — сунушта һайванниң һәммә қисми Худаға атап көйдүрүлиду.  Лав. 11. 21 Шундақ қилип Пәрвәрдигар хушбуй пурап мәмнун болди; Пәрвәрдигар көңлидә: — «Инсанниң көңүл-нийити яшлиғидин тартип рәзил болсиму, Мән инсан түпәйлидин йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән.«хушбуй» — ибраний тилида «арам бәргүчи пурақ» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Тәвратта қурбанлиқлардин чиққан «хушбуй» дейилгәндә адәттә «арам бәргүчи пурақ» дегән сөз билән ипадилиниду. «яшлиғидин тартип» — яки «кичигидин тартип». «Мән ... йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән» — ахирқи заманда Худа пүткүл йәрни топан билән әмәс, бәлки от билән йоқитиду (9:11ни, «2Пет.» 3:6-7, «Вәһ.» 21:1ни көрүң).  Яр. 6:5; Пәнд. 22:15; Мат. 15:19. Мар. 7:21-23
22 Бундин кейин, йәр мәвҗут күнлиридә,
Териш билән орма,
Соғ билән иссиқ,
Яз билән қиш,
Күндүз билән кечә үзүлмәй айлинип туриду» — деди. «Териш билән орма, соғ билән иссиқ, яз билән қиш» — Оттура Шәриқтә «жилниң алтә пәсли» дәп қарилиду.  Йәр. 33:20,25.
 
 

8:4 «тохтап қалди» —ибраний тилида «дәм алди». «Арарат тағлири» шәрқий Түркийәдә болуши мүмкин.

8:8 «кәптәрни» — яки «пахтәк». Ибраний тилида бу қуш «йона» дәп атилиду. «Йона» ибраний тилида һәм кәптәрни һәм пахтәкниму көрситиду.

8:17 Яр. 1:22, 28; 9:1.

8:20 «көйдүрмә қурбанлиқ» — сунушта һайванниң һәммә қисми Худаға атап көйдүрүлиду.

8:20 Лав. 11.

8:21 «хушбуй» — ибраний тилида «арам бәргүчи пурақ» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Тәвратта қурбанлиқлардин чиққан «хушбуй» дейилгәндә адәттә «арам бәргүчи пурақ» дегән сөз билән ипадилиниду. «яшлиғидин тартип» — яки «кичигидин тартип». «Мән ... йәргә йәнә ләнәт оқумаймән вә әнди бу қетимқидәк һәммә җандарларни уруп йоқитивәтмәймән» — ахирқи заманда Худа пүткүл йәрни топан билән әмәс, бәлки от билән йоқитиду (9:11ни, «2Пет.» 3:6-7, «Вәһ.» 21:1ни көрүң).

8:21 Яр. 6:5; Пәнд. 22:15; Мат. 15:19. Мар. 7:21-23

8:22 «Териш билән орма, соғ билән иссиқ, яз билән қиш» — Оттура Шәриқтә «жилниң алтә пәсли» дәп қарилиду.

8:22 Йәр. 33:20,25.