10
10-күй •••• «Қени, қачмамсән?» 
  1 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп оқулсун дәп, Давут язған күй: —  
Пәрвәрдигарни башпанаһим қилдим;  
Әнди силәр қандақму маңа: «Қуштәк өз теғиңға учуп қач!   
 2 Чүнки мана, рәзилләр каманни тартип,  
Қараңғулуқтин көңли дурусларға қаритип атмақчи болуп,  
Улар оқни киричқа селип қойди;   
 3 «Һуллар һалак қилинса,  
Әнди һәққанийлар немиму қилар?»» — дәватисиләр? ◼«Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду.   
 4 Пәрвәрдигар Өзиниң муқәддәс ибадәтханисидидур,  
Пәрвәрдигарниң тәхти асманлардидур;  
У нәзәр салиду,  
Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду. ◼«Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири».   
 5 Пәрвәрдигар һәққаний адәмни синайду;  
Рәзилләргә вә зораванлиққа хуштарларға у ич-ичидин нәпрәтлиниду.   
 6 У рәзилләргә қапқанлар, от вә гуңгутни яғдуриду;  
Пижғирим қизиқ шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду. ◼«Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп.   
 7 Чүнки Пәрвәрдигар һәққанийдур;  
Һәққанийлиқ Униң амриғидур;  
Көңли дуруслар Униң дидарини көриду.   
◼10:3 «Һуллар һалак қилинса,..» — «Һуллар» җамаәтниң яки җәмийәтниң һуллирини көрситиду.
◼10:4 «Униң сәзгүр көзлири инсан балилирини күзитип, синайду» — «Униң сәзгүр көзлири» ибраний тилида «униң көз қапақлири».
◼10:6 «Пижғирим қизиқ Шамал уларниң қәдәһидики несивиси болиду» — «уларниң қәдәһидики несивиси» кинайилик, һәҗвий гәп.