11
Исраил, сөйүмлүк балам! Сени қандақму ташлап қойимән?
Исраил бала чеғида, Мән уни сөйдүм,
Шуниң билән оғлумни Мисирдин чиқишқа чақирдим.Мат. 2:15
Бирақ улар хәлқимни чақиривиди,
Улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти;
Улар «Баал»ларға қурбанлиқ қилишқа башлиди,
Ойма мәбудларға исриқ салди.«Бирақ улар хәлқимни чақиривиди, улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти...» — «улар» — бутпәрәсләрни яки Исраил Мисирдин чиққанда учриған «Моаб»дикиләрни вә яки Қанаанға киргәндин кейин учрашқан Қанаандикиләрни көрситиши мүмкин.
Айәт үстидики икки башқа көзқараш ипадиләйдиған башқа икки тәрҗимиси бар: (1) «Улар (пәйғәмбәрләр) уларни чақирғансери, улар (Исраил) өзлирини улардин (пәйғәмбәрләрдин) нери қилди»; (2) «Мән (Худа) уларни чақирғансери, улар өзлирини һозурумдин нери қилди». Ахирқи тәрҗимә миладийәдин илгириги 3-әсирдики «Септуагинт» (LXX) грек тәрҗимисигә әгишиду.
Әфраимға меңишни үгәткүчи Өзүм едим,
Униң қолини тутуп вә йөләп —
Бирақ өзини сақайтқучиниң Мән екәнлигимни улар билмиди.
Мән адимәтчиликниң көйүнүш риштилири билән,
Сөйгүниң тарлири билән уларниң көңлини тартивалдим;
Мән уларға худди еңигидин боюнтуруқни еливәткүчи бирисидәк болғанмән,
Егилип Өзүм уларни озуқландурғанмән.
Улар Мисирға қайтидиған болмамду?
Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму?
— Чүнки улар йенимға қайтишни рәт қилди!«Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму?» — Исраил Мисир вә Асурийәдин ярдәм издәп уларниң йениға «чиқти». Әнди бу айәттә тилға елинған уларниң «чиқиш»и яки «қайтиш»и (1- вә 2-айәтни көрүң) болса қачқун мусапир сүпитидә (Мисирға) яки әсир сүпитидә (Асурийәгә) болиду.
Қилич униң шәһәрлиридә һәрян ойнитилиду;
Дәрвазисидики төмүр балдақларни вәйран қилип йәп кетиду;
Бу өз әқиллириниң касапитидур!
Бәрһәқ, Мениң хәлқим Мәндин чәтләп кетишкә мәптун болди;
Улар Һәммидин Алий Болғучиға нида қилип чақирсиму,
Лекин һеч ким уларни көтәрмәйду.
Мән қандақму сени ташлап қойимән, и Әфраим?
Мән қандақму сени дүшмәнгә тапшуримән, и Исраил?!
Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?!
Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?!
Қәлбим ич-бағримда қайнап кетиватиду,
Мениң барлиқ рәһимдиллиғим қозғиливатиду!«Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?!» — «Адмаһ» вә «Зәбоим» дегән шәһәрләр еғир гуналири түпәйлидин Содом вә Гоморра билән тәң асмандин яққан от-гүнгүрт тәрипидин пүтүнләй һалак болди.  Яр. 19:24
Ғәзивимниң қәһрини жүргүзмәймән,
Иккинчи йәнә Әфраимни йоқатмаймән;
Чүнки Мән инсан әмәс, Тәңридурмән,
— Йәни араңда болған пак-муқәддәс Болғучидурмән;
Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән.«... Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Мән шәһәргә (җазалашқа) кирмәймән.
10 Улар Пәрвәрдигарниң кәйнидин маңиду;
У ширдәк һөкирәйду;
У һөкиригәндә, әнди балилири ғәриптин титригән һалда келиду;
11 Улар Мисирдин қуштәк,
Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду;
Шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.«Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән» — Исраил (Әфраим)дикиләрдин бәзиләр авал Йәһудадин панаһ тапқан, андин кейин Йәһуда билән тәң Бабил империйәсигә сүргүн болған. Андин улар билән тәң Қанаанға (Пәләстингә) қайтип кәлгән — аҗизлиқта, «титригән һалда» қайтип кәлгән («2Тар.» 9:1-3, «Әзра» 1-2-бап).
 
 

11:1 Мат. 2:15

11:2 «Бирақ улар хәлқимни чақиривиди, улар дәрһал һозурумдин чиқип кәтти...» — «улар» — бутпәрәсләрни яки Исраил Мисирдин чиққанда учриған «Моаб»дикиләрни вә яки Қанаанға киргәндин кейин учрашқан Қанаандикиләрни көрситиши мүмкин. Айәт үстидики икки башқа көзқараш ипадиләйдиған башқа икки тәрҗимиси бар: (1) «Улар (пәйғәмбәрләр) уларни чақирғансери, улар (Исраил) өзлирини улардин (пәйғәмбәрләрдин) нери қилди»; (2) «Мән (Худа) уларни чақирғансери, улар өзлирини һозурумдин нери қилди». Ахирқи тәрҗимә миладийәдин илгириги 3-әсирдики «Септуагинт» (LXX) грек тәрҗимисигә әгишиду.

11:5 «Улар Мисирға қайтидиған болмамду? Асурийәлик дәрвәқә уларниң падишаси болидиған әмәсму?» — Исраил Мисир вә Асурийәдин ярдәм издәп уларниң йениға «чиқти». Әнди бу айәттә тилға елинған уларниң «чиқиш»и яки «қайтиш»и (1- вә 2-айәтни көрүң) болса қачқун мусапир сүпитидә (Мисирға) яки әсир сүпитидә (Асурийәгә) болиду.

11:8 «Қандақму сени Адмаһ шәһиридәк қилимән?! Сени қандақму Зәбоим шәһиридәк бир тәрәп қилимән?!» — «Адмаһ» вә «Зәбоим» дегән шәһәрләр еғир гуналири түпәйлидин Содом вә Гоморра билән тәң асмандин яққан от-гүнгүрт тәрипидин пүтүнләй һалак болди.

11:8 Яр. 19:24

11:9 «... Мән дәрғәзәп билән кәлмәймән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... Мән шәһәргә (җазалашқа) кирмәймән.

11:11 «Улар Мисирдин қуштәк, Асурийә зиминидин пахтәктәк титригән һалда чиқип келиду; шуниң билән уларни өз өйлиригә маканлаштуримән» — Исраил (Әфраим)дикиләрдин бәзиләр авал Йәһудадин панаһ тапқан, андин кейин Йәһуда билән тәң Бабил империйәсигә сүргүн болған. Андин улар билән тәң Қанаанға (Пәләстингә) қайтип кәлгән — аҗизлиқта, «титригән һалда» қайтип кәлгән («2Тар.» 9:1-3, «Әзра» 1-2-бап).