119
119-күй •••• Урушқақ хәлиқ арисида
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
Бешимға күн чүшкәндә мән Пәрвәрдигарға нида қилдим;
У маңа җавап бәрди.«Жуқириға чиқиш нахшиси» — бундақ мавзулуқ күйдин җәмий 15и бар. Буниң мәнаси тоғрилиқ алимларниң үч хил пикри бар: (1) Йерусалимдики иккинчи ибадәтхана ичидә һойлиға чиқидиған 15 пәләмпәй бар еди; һейт вақитлирида һәр бир пәләмпәйдә тохтап бир күй ейтилған. (2) Йерусалимға таваб қилиш һейтиға бармақчи (ибраний тилида бу «чиқмақчи» дегән сөз билән ипадилиниду) болған йолучилар бу нахшиларни ейтқан; (3) бу 15 күй Исраиллар Бабил империйәсидики сүргүнлүктин қутулуп чиқип, Йерусалимға қайтип кәлгәнлиги (ибраний тилида «чиққанлиғи»)ни тәбрикләйдиған нахшилар еди. Бизниңчә үч пикирниң һәммиси тоғра болуши мүмкин.
И Пәрвәрдигар, җенимни ялған сөзләйдиған ләвләрдин,
Алдамчи тилдин қутулдурғайсән.1Сам. 24:10; 26:19
Саңа немә берилиду,
Саңа немә қошулуши керәк,
Әй алдамчи тил?
— Палван атқан өткүр оқлар,
Арча чоғлири саңа тәгсун!Зәб. 10:2; 58:8
Мәшәк диярида мусапир болуп яшиғинимға,
Кедар чедирлири арисида турғинимға һалимға вай!«Мәшәк диярида .... Кедар чедирлири арисида...» — «Мәшәк» — Исраил зиминидин әң чәт җай дәп һесапланған (бәлким һазирқи мусква яки Түркийә); Кедардикиләр болса Исраилниң Әрәб хошнилири һәм рәқиплири еди. Бу йәрдә улар бәлким Худани етирап қилмайдиған һәр хил әлләрни билдүриду.
Мән течлиққа өчләр арисида узундин буян туруватимән;
Мән течлиқпәрвәрмән;
Бирақ гәп қилсам, улар урушимизла, дәйду.
 
 

119:1 «Жуқириға чиқиш нахшиси» — бундақ мавзулуқ күйдин җәмий 15и бар. Буниң мәнаси тоғрилиқ алимларниң үч хил пикри бар: (1) Йерусалимдики иккинчи ибадәтхана ичидә һойлиға чиқидиған 15 пәләмпәй бар еди; һейт вақитлирида һәр бир пәләмпәйдә тохтап бир күй ейтилған. (2) Йерусалимға таваб қилиш һейтиға бармақчи (ибраний тилида бу «чиқмақчи» дегән сөз билән ипадилиниду) болған йолучилар бу нахшиларни ейтқан; (3) бу 15 күй Исраиллар Бабил империйәсидики сүргүнлүктин қутулуп чиқип, Йерусалимға қайтип кәлгәнлиги (ибраний тилида «чиққанлиғи»)ни тәбрикләйдиған нахшилар еди. Бизниңчә үч пикирниң һәммиси тоғра болуши мүмкин.

119:2 1Сам. 24:10; 26:19

119:4 Зәб. 10:2; 58:8

119:5 «Мәшәк диярида .... Кедар чедирлири арисида...» — «Мәшәк» — Исраил зиминидин әң чәт җай дәп һесапланған (бәлким һазирқи мусква яки Түркийә); Кедардикиләр болса Исраилниң Әрәб хошнилири һәм рәқиплири еди. Бу йәрдә улар бәлким Худани етирап қилмайдиған һәр хил әлләрни билдүриду.