3
Пәрвәрдигар Самуилни чақириду
Самуил дегән бала болса әлиниң алдида Пәрвәрдигарниң хизмитидә болатти. Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи у күнләрдә кам еди; вәһийлик көрүнүшләрму көп әмәс еди. Вә шундақ болдики, бир күни Әли орнида ятқан еди (униң көзлири торлишип көрмәс болуп қалай дегән еди) 1Сам. 4:15. Худаниң чириғи техи өчмигән болуп, Самуил Пәрвәрдигарниң ибадәтханисида, Худаниң әһдә сандуғиға йеқинла йәрдә ятатти. Пәрвәрдигар Самуилни чақирди. У: — Мана мән бу йәрдә, деди. У  Әлиниң қешиға жүгүрүп берип: — Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим; қайтип берип ятқин, деди. Шуниң билән у берип ятти. Пәрвәрдигар йәнә: «Самуил!» дәп чақирди. Самуил қопуп әлиниң қешиға берип: Мана мән, мени чақирдиңғу, деди. Лекин у җавап берип: — Мән чақирмидим и оғлум, йәнә берип ятқин, деди.
Самуил Пәрвәрдигарни техи тонумиған еди; Пәрвәрдигарниң сөзи униңға техи аян қилинмиған еди. Лекин Пәрвәрдигар йәнә үчинчи қетим: «Самуил!» дәп чақирди; у қопуп әлиниң қешиға берип: — Мана мән; сән мени чақирдиң, деди. У вақитта Әли Пәрвәрдигар балини чақирипту, дәп билип йәтти. Шуниң билән Әли Самуилға: — Берип ятқин. У әгәр сени чақирса, сән: — И Пәрвәрдигар, сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп ейтқин, девиди, Самуил берип орнида ятти. 10  Вә Пәрвәрдигар келип йеқин туруп илгәркидәк: — «Самуил, Самуил!» дәп чақирди. Самуил: — Сөз қилғин, чүнки қулуң аңлайду, дәп җавап бәрди.«Самуил, Самуил!» — Тәврат-инҗилда Худа бир кишиниң исмини қайтилап чақирған болса, у адәмниң өзигә интайин сөйүмлүк екәнлигини көрситиду.
11  Пәрвәрдигар Самуилға: — Мана Мән аңлиғанларниң икки қулиқини зиңилдатқидәк бир ишни Исраилниң арисида қилмақчимән. 2Пад. 21:12; Йәр. 19:3. 12  Шу күнидә Мән бурун Әлиниң җәмәтидикиләр тоғрисида ейтқинимниң һәммисини униң үстигә чүшүримән; баштин ахирғичә ада қилимән! 1Сам. 2:31. 13  Чүнки өзигә аян болған қәбиһлик түпәйлидин Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән: чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди. «Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән» — яки «Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқин». «чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди» — яки «чүнки у оғуллириниң Худани қарғиғанлиғини билип туруп уларни тосмиди». 14  Униң үчүн Әлиниң җәмәтидикиләргә қәсәм қилғанмәнки, Әлиниң җәмәтидикиләрниң қәбиһлиги мәйли қурбанлиқ билән болсун, мәйли һәдийә билән болсун кафарәт қилинмай, әбәткичә кәчүрүм қилинмайду, деди.
15  Самуил әтиси таң атқичә йетип, андин Пәрвәрдигарниң өйиниң ишиклирини ачти. Амма Самуил вәһийлик көрүнүшни Әлигә ейтиштин қорқти. 16 Лекин Әли Самуилни чақирип: — И Самуил оғлум, деди. У: — Мана мән, дәп җавап бәрди. 17  У: — У саңа немә сөз қилди? Сәндин өтүнәй, уни мәндин йошурмиғин. Әгәр Униң саңа ейтқанлириниң бирини маңа ейтмай қойсаң, Худа дегинини сениң бешиңға чүшүрсун вә униңдин артуқ чүшүрсун! — деди. 18  Шуниң билән Самуил униңға һеч немини қалдурмай һәммини дәп бәрди. Әли: — Мана, У Пәрвәрдигардур; У немини лайиқ тапса, шуни қилсун, деди.
19  Самуил өсүп чоң болувататти вә Пәрвәрдигар униң билән биллә болуп, униң ейтқан бешарәтлик сөзлиридин һеч қайсисини йәрдә қалдурмайтти. 20  Шуниң билән пүткүл Исраил Дандин тартип Бәәр-Шебағичә Самуилниң Пәрвәрдигарниң пәйғәмбири қилип тикләнгәнлигини билип йәтти. «Дандин тартип Бәәр-Шебағичә» — «Дан» Исраилниң шималий четидә, «Бәәр-Шеба» униң җәнубий четидә еди. 21 Шу вақитта Пәрвәрдигар Шилоһда Өзини йәнә аян қилди. Чүнки Пәрвәрдигар Шилоһда Өз сөз-калами арқилиқ Самуилға Өзини аян қилди; вә Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди.«Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди» — яки «Самуил ейтқан бу сөз пүткүл Исраилда йүз бәрди».
 
 

3:2 1Сам. 4:15.

3:10 «Самуил, Самуил!» — Тәврат-инҗилда Худа бир кишиниң исмини қайтилап чақирған болса, у адәмниң өзигә интайин сөйүмлүк екәнлигини көрситиду.

3:11 2Пад. 21:12; Йәр. 19:3.

3:12 1Сам. 2:31.

3:13 «Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқанмән» — яки «Мән униңға, сениң җәмәтиңдин мәңгүлүк һөкүм чиқармақчимән, дәп ейтқин». «чүнки у оғуллириниң ипласлиғини билип туруп уларни тосмиди» — яки «чүнки у оғуллириниң Худани қарғиғанлиғини билип туруп уларни тосмиди».

3:20 «Дандин тартип Бәәр-Шебағичә» — «Дан» Исраилниң шималий четидә, «Бәәр-Шеба» униң җәнубий четидә еди.

3:21 «Самуил Униң сөзини пүткүл Исраилға йәткүзди» — яки «Самуил ейтқан бу сөз пүткүл Исраилда йүз бәрди».