23
Турниң ақивити — вәйранчилиғи түпәйлидин оқулған мәрсийә
Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: —
— И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар!
Чүнки у харап қилинди,
Шу йәрдә өй йоқ, портму йоқ.
Сепрус арилидин бу хәвәр кемидикиләргә аян қилиниду.«Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! ...» — Тур болса (хәритини көрүң) деңиз бойидики қедимки замандики бир «сингапор»ға охшайдиған бир шәһәр еди. Тур шәһири иккигә бөлүниду. Бири, кичик арал, униң үстигә интайин мустәһәкәм бир қәлъә селинған. Иккинчиси удулдики деңиз бойидики интайин пухта сепиллиқ шәһәр. Тур асасән деңиз арқилиқ сода қилатти; униң кемилири вә униңға беқинди болған «үч Таршиш»тики (2:16дики изаһатни көрүң) кемиләр оттура деңиздики содини пүтүнләй дегидәк өз илкигә еливалған болуп, интайин бейип кәткән. Таварларни оттура деңиздики әлләрдин импорт қилип, Пәләстингә сатқан; Пәләстиндики мәһсулатларниму сетивелип деңиз арқилиқ експорт қилған. Бейиғандин кейин, Тур интайин тәкәббурлишип кәткән еди. Деңиз бойиға җайлашқанлиғи үчүн уни ишғал қилиш мүмкин әмәс еди.
«Сепрус арилидин...» — яки «Киттийларниң зиминидин...».
  Йәр. 47:4; Әз. 26; 27; 28; Зәк. 9:3, 4
Зидондики содигәрләр деңиздин өтүп силәрни тәминләп кәлди, и аралдикиләр,
Әнди шүк болуңлар!«Зидон» — болса турға йеқин район болуп, Тур билән мунасивити зич болған. Хәритиләрни көрүң. «и аралдикиләр,...» — Турдики аралда турғанлар.
Шиһордики бепаян сулар үстидин йөткигән данлар,
Йәни Нил дәриясиниң һосули Турниң дарамити болған еди;
У әлләрниң базири болған еди!
И Зидон, хиҗаләт бол,
Чүнки деңиз — йәни Турға қорған болған деңиз дәйдуки: —
«Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим,
Жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!»«Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!» — демәк, Турниң яшлири йоқап кәтти. Уларниң «аниси», йәни деңиз: «балиларни һеч туғмиғандәкмән» — дәйду. Уларниң йоқитилиши сәвәви техи көрситилмиди.
Мошу хәвәр Мисирға йәткәндә,
Уларму бу хәвәр худди турға кәлгәндәк қаттиқ азаплиниду.
— Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар!
И деңиз бойидикиләр, аһ-зар көтириңлар!«Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар!» — демәк, Турдикиләр қечиши керәк.
Силәрниң қедим әйямдин бар болған,
Шат-хурамлиққа толған шәһириңлар мошуму?!
Мана уларниң путлири өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтирип бариду!«...путлири уларни өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтириду» — кемә билән әмәс, уларниң әсиргә чүшүп пиядә маңғанлиғини тәкитләйду.
Таҗларни илтипат қилғучи болған,
Содигәрлири әмирләр болған,
Дәллаллири җаһанда абройлуқлар һесапланған турниң бу тәғдирини ким бекиткән?
— Буларни бекиткүчи самави қошунларниң Сәрдари Пәрвәрдигардур!
Мәхсити болса шан-шөһрәттин келип чиққан җими тәкәббурлуқни рәсва қилиш,
Җаһандики җимики йүз-абройлуқларни пәсләштүрүштин ибарәт!
10 Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра!
Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ.«Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ» — бу кинайилик, һәҗвий гәп. Таршиш турға беқинди болғандин кейин, у һазир «әркин» болиду. Бирақ униң иқтисадий йөләнчүкиму йоқ болиду.
11 Чүнки Пәрвәрдигар қолини деңиз үстигә узитип,
Дөләтләрни тәвритиду.
У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған,
Униңдики қәлъә-қорғанларни йоқутулсун дәп пәрман чүшүргән.«У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған...» — Тур шәһири әслидә Қанаан зиминида, дәп һесаплиғили болиду.
12 Вә: —
«И басқунчилиққа учриған Зидон қизи,
Сән иккинчи һеч тәнтәнә қилмайсән,
Орнуңдин туруп, Сепрус арилиға өтүп кәткин,
Һәтта шу йәрдә сән һеч арам тапмайсән» — деди.«И басқунчилиққа учриған Зидон қизи...» — Зидон Асурийә тәрипидин бастурулиду, униң қизлири, шүбһисизки, басқунчилиққа учрайду. Төвәндики 13-айәттики изаһатни көрүң.
13 Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини!
Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду;
Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған;
Потәйләрни ясап, уларниң сарай-ордилирини вәйран қилип, харабиликкә айландурувәткән.«Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған...» — миладийәдин илгәрки 745-жили Асурийә падишаси Тиглат-Пиләсәр «Пүткүл дунияға егә болмақчи болуп», кәң көләмдә җәң қилишқа башлиди. У 738-жили өзиниң һәрбий қоманданини Турни идарә қилишқа орунлаштурған. Тур исян көтирип, Асурийәниң кейинки падишаси Шалманәзәрниң муһасирисигә қарши җәң қилди, ахирда Асурийәликләр Турни ташлап кәтти. Миладийәдин илгәрки 8-әсирниң ахирида у йәнә Асурийә билән уруш қилди. Шу чағда Тур Мисир билән иттипақ түзүш мәхситидә сөһбәт өткүзгән. Миладийәдин илгәрки 701-жили Асурийә падишаси Сәннахериб қаттиқ һуҗум қилип, Турниң «йөләнчүки» Зидон вә әтраптики районларда көп вәйранчилиқ қилған, Турниң содисини асасән үзүп қойған.
Мошу айәтләрдә шу иш тоғрилиқ агаһландуруш берилсә керәк. Айәтләрдә: Асурийәликләр Бабил-калдийәни вәйран қилғанлиғиға, чирайлиқ беналарни «чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилғанлиғи»ға қараңлар, мошу ишлардин савақ елиңлар дейилиду. Бу бәлким «Силәргиму мошуниңға охшаш ишлар йүз бериду» дегәнликтин бешарәт болса керәк.
Мошу агаһландурушниң ахирқи нәтиҗиси миладийәдин илгәрки 332-жили «бүйүк Искәндәр» тәрипидин чиқирилған. Искәндәр пүтүн сепиллиқ шәһәрни, җүмлидин аралдики қорғанларниму йәр билән йәксан қиливәткән.
14 И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар!
Чүнки қорғиниңлар харап қилинди.«Таршиш» — 2-бап, 16-айәттики изаһатни көрүң.
15 Вә шу күни болидуки,
Падишаһниң күнләрни һесаплиғинидәк,
Тур йәтмиш жил унтулиду.
Йәтмиш жил өткәндин кейин,
Турниң әһвали паһишә аялниң нахшисидәк болиду;«Тур йәтмиш жил унтулиду» — «йәтмиш жил» мошу мәзгил бәлким Асурийә падишаси Сәннахерибниң миладийәдин илгәрки 701-жилидики вәйранчлиғидин башлиниду, миладийәдин илгәрки 630-жилидики Асурийәниң күч-қудритиниң завал тепиши, шундақла Турниң содисиниң йәнә базар тепиши билән ахирлишиду.

Йәшая әшу чағдики турни қери паһишә аялға, херидарларни чақириш үчүн чилтар челип нахша ейтқанға охшитиду. Паһишә аялға охшаш, у пулни дәп һәр қандақ ишни қилишқа тәйяр еди.
16 Чилтарни елип, шәһәрни айлинип жүр,
И унтулған паһишә аял!
Өзүңгә йәнә хәқниң диққитини тартай десәң,
Йеқимлиқ бир пәдә челип, көпрәк нахшиларни ейт!
17 Әнди шундақ болидуки,
Йәтмиш жилниң өтүши билән,
Пәрвәрдигар Турни йоқлайду;
Шуниң билән у йәнә өзини иҗаригә берип,
Йәр йүзидики һәммә падишалиқлар билән йәнә бузуқчилиқ қилиду;
18 Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду;
У ғәзнигә селинмайду яки топланмайду,
Чүнки униң мошу содиси болса Пәрвәрдигарниң алдида турғанлар үчүн айрим қилиниду;
У уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду. «Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду... у уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду» — мошу ахирқи айәт Тур үчүн үмүт көрситиду, улар кәлгүсидә мал-мүлүккә әмәс, бәлки Пәрвәрдигарға беқиниди болиду. Бешарәтниң әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болуши мүмкин. Бирақ Исраил Бабилдин қайтқинида (миладийәдин илгәрки 540-жили), йеңи муқәддәс ибадәтхана қурулғанда, Тур униң үчүн халис материял тәминлигәнлиги бәлким бешарәтниң бир «қисмән» әмәлгә ашурулушидур (Тәвраттики «Әзра» 3-бап).
 
 

23:1 «Тур тоғрилиқ жүкләнгән вәһий: — И Таршиштики кемиләр, аһ-зар көтириңлар! ...» — Тур болса (хәритини көрүң) деңиз бойидики қедимки замандики бир «сингапор»ға охшайдиған бир шәһәр еди. Тур шәһири иккигә бөлүниду. Бири, кичик арал, униң үстигә интайин мустәһәкәм бир қәлъә селинған. Иккинчиси удулдики деңиз бойидики интайин пухта сепиллиқ шәһәр. Тур асасән деңиз арқилиқ сода қилатти; униң кемилири вә униңға беқинди болған «үч Таршиш»тики (2:16дики изаһатни көрүң) кемиләр оттура деңиздики содини пүтүнләй дегидәк өз илкигә еливалған болуп, интайин бейип кәткән. Таварларни оттура деңиздики әлләрдин импорт қилип, Пәләстингә сатқан; Пәләстиндики мәһсулатларниму сетивелип деңиз арқилиқ експорт қилған. Бейиғандин кейин, Тур интайин тәкәббурлишип кәткән еди. Деңиз бойиға җайлашқанлиғи үчүн уни ишғал қилиш мүмкин әмәс еди. «Сепрус арилидин...» — яки «Киттийларниң зиминидин...».

23:1 Йәр. 47:4; Әз. 26; 27; 28; Зәк. 9:3, 4

23:2 «Зидон» — болса турға йеқин район болуп, Тур билән мунасивити зич болған. Хәритиләрни көрүң. «и аралдикиләр,...» — Турдики аралда турғанлар.

23:4 «Мәндә һеч толғақ болмиди, һеч туғмидим, жигитләрни яки қизларни һеч бақмиғандәкмән!» — демәк, Турниң яшлири йоқап кәтти. Уларниң «аниси», йәни деңиз: «балиларни һеч туғмиғандәкмән» — дәйду. Уларниң йоқитилиши сәвәви техи көрситилмиди.

23:6 «Силәр деңиздин өтүп Таршишқа кетиңлар!» — демәк, Турдикиләр қечиши керәк.

23:7 «...путлири уларни өзлирини мусапир қилишқа жирақларға көтириду» — кемә билән әмәс, уларниң әсиргә чүшүп пиядә маңғанлиғини тәкитләйду.

23:10 «Таршишниң қизи, Нил дәриясидәк өз зиминиңда әркин-азатә яйра! Чүнки Турдин кәлгән тизгин һазир йоқ» — бу кинайилик, һәҗвий гәп. Таршиш турға беқинди болғандин кейин, у һазир «әркин» болиду. Бирақ униң иқтисадий йөләнчүкиму йоқ болиду.

23:11 «У Қанаан тоғрилиқ әмир қилған...» — Тур шәһири әслидә Қанаан зиминида, дәп һесаплиғили болиду.

23:12 «И басқунчилиққа учриған Зидон қизи...» — Зидон Асурийә тәрипидин бастурулиду, униң қизлири, шүбһисизки, басқунчилиққа учрайду. Төвәндики 13-айәттики изаһатни көрүң.

23:13 «Қараңлар, Бабил-калдийләрниң зиминини! Бу йәрниң хәлқи болуп бақмиғандәк қилиду; Асурийә уни чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилған...» — миладийәдин илгәрки 745-жили Асурийә падишаси Тиглат-Пиләсәр «Пүткүл дунияға егә болмақчи болуп», кәң көләмдә җәң қилишқа башлиди. У 738-жили өзиниң һәрбий қоманданини Турни идарә қилишқа орунлаштурған. Тур исян көтирип, Асурийәниң кейинки падишаси Шалманәзәрниң муһасирисигә қарши җәң қилди, ахирда Асурийәликләр Турни ташлап кәтти. Миладийәдин илгәрки 8-әсирниң ахирида у йәнә Асурийә билән уруш қилди. Шу чағда Тур Мисир билән иттипақ түзүш мәхситидә сөһбәт өткүзгән. Миладийәдин илгәрки 701-жили Асурийә падишаси Сәннахериб қаттиқ һуҗум қилип, Турниң «йөләнчүки» Зидон вә әтраптики районларда көп вәйранчилиқ қилған, Турниң содисини асасән үзүп қойған. Мошу айәтләрдә шу иш тоғрилиқ агаһландуруш берилсә керәк. Айәтләрдә: Асурийәликләр Бабил-калдийәни вәйран қилғанлиғиға, чирайлиқ беналарни «чөл-баяван җаниварлири үчүн макан қилғанлиғи»ға қараңлар, мошу ишлардин савақ елиңлар дейилиду. Бу бәлким «Силәргиму мошуниңға охшаш ишлар йүз бериду» дегәнликтин бешарәт болса керәк. Мошу агаһландурушниң ахирқи нәтиҗиси миладийәдин илгәрки 332-жили «бүйүк Искәндәр» тәрипидин чиқирилған. Искәндәр пүтүн сепиллиқ шәһәрни, җүмлидин аралдики қорғанларниму йәр билән йәксан қиливәткән.

23:14 «Таршиш» — 2-бап, 16-айәттики изаһатни көрүң.

23:15 «Тур йәтмиш жил унтулиду» — «йәтмиш жил» мошу мәзгил бәлким Асурийә падишаси Сәннахерибниң миладийәдин илгәрки 701-жилидики вәйранчлиғидин башлиниду, миладийәдин илгәрки 630-жилидики Асурийәниң күч-қудритиниң завал тепиши, шундақла Турниң содисиниң йәнә базар тепиши билән ахирлишиду. Йәшая әшу чағдики турни қери паһишә аялға, херидарларни чақириш үчүн чилтар челип нахша ейтқанға охшитиду. Паһишә аялға охшаш, у пулни дәп һәр қандақ ишни қилишқа тәйяр еди.

23:18 «Шуниң билән униң маллири вә өзини сетип, тапқан пули болса Пәрвәрдигарға атилип муқәддәс болиду... у уларға қанғичә йәп-ичишкә, шундақла уларниң есил кийим-кечәклири үчүн ишлитилиду» — мошу ахирқи айәт Тур үчүн үмүт көрситиду, улар кәлгүсидә мал-мүлүккә әмәс, бәлки Пәрвәрдигарға беқиниди болиду. Бешарәтниң әмәлгә ашурулуши ахирқи заманда болуши мүмкин. Бирақ Исраил Бабилдин қайтқинида (миладийәдин илгәрки 540-жили), йеңи муқәддәс ибадәтхана қурулғанда, Тур униң үчүн халис материял тәминлигәнлиги бәлким бешарәтниң бир «қисмән» әмәлгә ашурулушидур (Тәвраттики «Әзра» 3-бап).