23
Йәшуа пәйғәмбәрниң Исраилниң әмир-ақсақаллирини агаһландуруп, уларға несиһәт бериши
Пәрвәрдигар Исраилға әтрапидики дүшмәнлиридин арам берип узун заманлар өтүп, шундақла Йәшуа қерип, йешиму чоңийип қалғанда, Йәшуа пүткүл Исраилни, уларниң ақсақаллирини, башлиқлири, һаким-сорақчилири билән бәг-әмәлдарлирини чақирип уларға мундақ деди: — «Мән қерип қалдим, йешимму чоңийип қалди. Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр үчүн мошу йәрдики барлиқ таипиләргә қандақ ишларни қилғинини өзүңлар көрдүңлар; чүнки силәр тәрәптә туруп җәң қилғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур. Мана, мән өзүм йоқатқан һәммә әлләрниң зиминлири билән қалған бу таипиләрниң зиминлирини қошуп қәбилә-җәмәтиңлар бойичә чәк ташлап Иордан дәриясидин тартип күн петиш тәрәптики Улуқ Деңизғичә, силәргә мирас қилип тәқсим қилип бәрдим. Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи уларни алдиңлардин қоғлап чиқирип, көзүңлардин нери қилип, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқинидәк силәр уларниң зиминиға егә болисиләр. Мис. 14:14; 23:27; Чөл. 33:53; Қан. 6:19; Йә. 13:6 Шуңа силәр толиму қәйсәр болуп Мусаниң қанун китавида пүтүлгәнниң һәммисини тутуп, оң я солға чәтнәп кәтмәй, униңға әмәл қилишқа көңүл бөлүңлар; Қан. 5:32; 28:14 шундақ қилип, араңларда қелип қалған бу таипиләр билән барди-кәлди қилмаңлар; шуниңдәк уларниң илаһлириниң намлирини тилға алмаңлар яки уларниң нами билән қәсәм қилмаңлар; уларға ибадәт қилмаңлар, уларға баш урмаңлар; Мис. 23:13; Зәб. 15:4; Йәр. 5:7; Зәф. 1:5; Әф. 5:3 бәлки бүгүнгичә қилғиниңлардәк, Пәрвәрдигар Худайиңларға бағлинип туруңлар. Қан. 11:22 Чүнки Пәрвәрдигар алдиңлардин чоң-чоң вә күчлүк әлләрни қоғлап чиқиривәткәндур; бүгүнгичә һеч қандақ адәм алдиңларда пут тирәп туралмиди. 10 Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә ейтқини бойичә силәр тәрәптә туруп җәң қилғини үчүн силәрдин бир адимиңлар уларниң миң адимини тирипирән қилиду.Лав. 26:8; Қан. 32:30
11 Шуңа Пәрвәрдигар Худайиңларни сөйүш үчүн өз көңлүңларға қаттиқ сәгәк болуңлар! 12 Чүнки әгәр силәр Униңдин йүз өрүп араңларда қалған бу әлләр билән арилишип-бағлинип, улар билән қода-баҗа болуп, улар билән бериш-келиш қилсаңлар, 13 ундақта силәргә шу иш аян болсунки, Пәрвәрдигар Худайиңлар алдиңлардин бу әлләрни иккинчи қоғлап чиқармайду, бәлки булар силәргә қапқан вә қилтақ болуп, биқиниңларға қамча болуп чүшүп, көзүңләргә тикән болуп санҗилиду; ахирда Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә бәргән бу яхши зиминдин мәһрум болуп йоқилисиләр.
14 Мана, мән бүгүн барлиқ адәмләр муқәррәр бесип өтидиған йолни маңимән; силәрниң пүтүн дилиңлар вә вуҗудуңларға шу рошәнки, Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәр тоғрилиқ қилған мубарәк вәдилириниң һеч бири әмәлгә ашурулмай қалмиди; һәммиси силәр үчүн беҗа кәлтүрүлүп, һеч қайсиси йәрдә қалмиди. 15-16 Лекин силәр Пәрвәрдигар Худайиңларниң силәргә әмир қилип тохтатқан әһдисини бузғанда, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә вәдә қилған һәммә бәрикәт үстүңләргә чүшүрүлгәндәк, шундақ болидуки, Пәрвәрдигар Худайиңлар силәрни Өзи силәргә бәргән зиминдин йоқатқичә барлиқ агаһ қилған ишни чүшүриду; силәр берип, униң әһдисини бузуп башқа илаһларға ибадәт қилип баш урсаңлар, Пәрвәрдигарниң ғәзиви силәргә тутишип, силәрни Өзи силәргә бәргән яхши зиминдин тезла йоқ қилиду».
 
 

23:5 Мис. 14:14; 23:27; Чөл. 33:53; Қан. 6:19; Йә. 13:6

23:6 Қан. 5:32; 28:14

23:7 Мис. 23:13; Зәб. 15:4; Йәр. 5:7; Зәф. 1:5; Әф. 5:3

23:8 Қан. 11:22

23:10 Лав. 26:8; Қан. 32:30