20
Дүшмәнләр билән җәң қилиш тоғрилиқ
Әгәр сән дүшмәнлириңгә җәң қилғили чиқип, ат вә җәң һарвулирини, шундақла өзүңдин көп болған бир әлни көрсәң, улардин һеч қорқма. Чүнки сени Мисир зиминидин чиқирип кәлгән Пәрвәрдигар Худайиң Өзи сән билән биллидур. Силәр җәңгә чиқиш алдида каһин өзи алдиға чиқип хәлиққә сөз қилип уларға: Әй Исраил, аңлаңлар! Силәр бүгүн дүшмәнлириңлар билән соқушуш алдида туруватисиләр. Көңүллириңлар җүръәтсиз болмисун; қорқмаңлар, титримәңлар, уларниң сәвәвидин дәккә-дүккигә чүшмәңлар; чүнки Пәрвәрдигар Худайиң Өзи дүшмәнлириңлар үстидин ғәлибә қилишиңлар үчүн силәр билән биллә җәңгә чиқиду» — дәп ейтсун.
Шу чағда әмәлдарлар хәлиққә мундақ десун: — «Араңларда бир йеңи өй селип, уни Худаға атимиған бириси барму? Ундақта у өз өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кетип, башқа киши келип уни Худаға атиши мүмкин.
Тәк селип үзүмзар бәрпа қилип, техи униң мевисини йемигән бирким барму? Бар болса өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип униң мевисини йейиши мүмкин.Лав. 19:23,24,25
Бир қиз билән вәдиләшкән болуп, техи уни өз әмригә алмиған бирким болса, у өйигә йенип кәтсун, болмиса у җәңдә өлүп кәтсә, башқа киши келип уни өзигә хотунлуққа елиши мүмкин».Қан. 24:5
Андин мәнсәпдарлар хәлиққә йәнә сөзләп: «Қорқуп кәткән, җүръәтсиз бирким барму? У өйигә йенип кәтсун. Болмиса қериндашлириниң жүригиму униңкидәк җасарәтсиз болуп қелиши мүмкин» дәп ейтсун.Һак. 7:3
Әмәлдарлар хәлиққә шуларни ейтқандин кейин улар хәлиқниң алдида йетәкчилик қилишқа қошунларға сәрдарларни тиклисун.
10 Силәр һуҗум қилишқа мәлум бир шәһәргә йеқинлашқиниңларда авал униңға сүлһи тоғрисида сөз қилиңлар. 11 Әгәр улар сүлһини халаймиз, дәп җавап берип өз дәрвазилирини силәргә ачса, ундақта униңда туруватқан һәммә хәлиқ силәргә беқинип қуллуқ һашарда болиду. 12 Лекин силәр билән сүлһи қилишқа унимай, бәлки силәр билән җәң қилмақчи болса силәр уни қоршаңлар. 13 Пәрвәрдигар Худайиңлар уни қолуңларға тапшурғанда униңдики һәр бир әркәкни қиличлап өлтүрүңлар; 14 лекин аяллар билән балилири, кала билән шәһәрдики һәммә нәрсини, йәни барлиқ ғәниймәтни өзүңларға олҗа қилип елиңлар; Пәрвәрдигар Худайиңлар өз дүшмәнлириңлардин силәргә елип бәргән олҗидин йәп сөйүнисиләр. 15 Силәрдин жирақта болған, зиминға тәвә болмиған әлләрниң шәһәрлиригә шундақ қилиңлар.
 
Ⱪананийлар билән җәң қилиштики қанун
16 Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә мирас қилип беридиған зиминдики әлләрниң шәһәрлирини болса, уларниң ичидики тиниқи бар һеч нәрсини тирик қоймай, Чөл. 33:52; Қан. 7:1, 2 17 бәлки Пәрвәрдигар Худайиңлар силәргә буйруғандәк Һиттийлар билән Аморийлар, Ⱪананийлар билән Пәриззийләр, Һивийлар билән Йәбусийларниң һәммисини тәлтөкүс йоқитишиңлар керәк. 18 Болмиса, улар өз илаһлириға чоқунуштики һәммә жиркиничлик ишлирини силәргә үгитип, Пәрвәрдигар Худайиңларға гуна қилидиған болисиләр.
19 Бир шәһәрни егиләш үчүн узун вақит җәң қилип қоршап турушқа тоғра кәлсә, униң әтрапидики дәрәқләрни палта билән кесип вәйран қилмаңлар; чүнки уларниң мевисини йесәңлар болиду. Шуңа уларни кәсмәңлар; чүнки даладики дәрәқләр қоршивелиш керәк болған адәммиди? 20 Лекин силәр мевилик дәрәқ әмәс дәп билгән дәрәқләрни кесип йоқитип, силәр билән соқушқан шәһәрни һуҗум қилип ғулитишқа шу дәрәқләрдин истиһкам-потәйләрни ясисаңлар болиду.
 
 

20:6 Лав. 19:23,24,25

20:7 Қан. 24:5

20:8 Һак. 7:3

20:16 Чөл. 33:52; Қан. 7:1, 2