15
Азария — йәни Уззия — Йәһудаға сәлтәнәт қилиду
2Тар. 26:1-23
Исраилниң падишаси Йәробоамниң сәлтәнитиниң жигирмә йәттинчи жилида Амазияниң оғли Азария Йәһуданиң падишаси болди. «Азария» — «Азария»ниң башқа шәкли «Уззия».  2Пад. 14:21; 2Тар. 26:1 Он алтә яшқа киргәндә падиша болуп Йерусалимда әллик икки жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәколия болуп, у Йерусалимлиқ еди. 2Тар. 26:1, 3; 2Тар. 27:3 У атиси Амазияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
Амма Пәрвәрдигар падишани уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти вә падишаниң оғли Йотам ордини башқуруп жутниң хәлқиниң үстигә һөкүм сүрәтти.«Пәрвәрдигар падишани уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти» — бу вақиә тоғрилиқ «2Тар.» 26:16-21ни көрүң.
Азарияниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? Азария ата-бовилириниң арисида ухлиди; кишиләр уни «Давутниң шәһири»дә ата-бовилириниң арисида дәпнә қилди. Оғли Йотам униң орнида падиша болди.
 
Исраил үстигә йәнә бир нәччә падиша қисқа вақит сәлтәнәт қилиду
Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз сәккизинчи жилида, Йәробоамниң оғли Зәкәрия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, алтә ай сәлтәнәт қилди. У ата-бовилири қилғандәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; у Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
10 Ябәшниң оғли Шаллум униңға қәст қилип, уни хәлиқниң алдида уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди. 11 Зәкәрияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 12 Униң өлтүрүлүши Пәрвәрдигарниң Йәһуға: — Сениң оғуллириң төртинчи нәслигичә Исраилниң тәхтидә олтириду, дегән сөзини әмәлгә ашурди. Дәрвәқә шундақ болди.2Пад. 10:30
13 Ябәшниң оғли Шаллум Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида падиша болуп, Самарийәдә толуқ бир ай сәлтәнәт қилди. 14 Гадиниң оғли Мәнаһәм Тирзаһдин чиқип, Самарийәгә келип, Ябәшниң оғли Шаллумни шу йәрдә уруп өлтүрди вә униң орнида падиша болди.
15 Шаллумниң башқа ишлири, җүмлидин униң қәст қилишлири, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
16 Шу чағда Мәнаһәм Типсаһ шәһиригә һуҗум қилип, у йәрдә туруватқанларниң һәммисини өлтүрди; у йәнә Тирзаһдин тартип униңға тәвә барлиқ зиминлирини вәйран қилди. Улар тән берип дәрвазини ачмиғини үчүн шәһәргә шундақ һуҗум қилдики, һәтта униңдики җими һамилдар аялларниң қарнини житип өлтүрди.
 
Мәнаһәмниң Исраил үстигә болған сәлтәнити
17 Йәһуда падишаси Азария сәлтәнитиниң оттуз тоққузинчи жилида, Гадиниң оғли Мәнаһәм Исраилға падиша болуп, Самарийәдә он жил сәлтәнәт қилди. 18 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, пүтүн өмридә Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди. 19 Асурийәниң падишаси Пул Исраил зиминиға таҗавуз қилди; у вақитта Мәнаһәм: «Падишаһлиғимниң мустәһкәмлиги үчүн маңа ярдәм қилғайла» дәп униңға миң талант күмүч бәрди. «миң талант күмүч» — бир талант бәлким 30.6 килограм еди, шуңа бу 30.6 тонна күмүч еди.  1Тар. 5:26 20 Мәнаһәм Асурийәниң падишасиға беридиған шу пулни Исраилниң һәммә бай адәмлиригә баҗ селиш билән алди; у һәр биридин әллик шәкәл күмүч алди. Шуниң билән Асурийәниң падишаси қайтип кәтти вә бу зиминда туруп қалмиди.«әллик шәкәл» — бәлким 570 грам күмүч болатти.
21 Мәнаһәмниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди? 22 Мәнаһәм ата-бовилириниң арисида ухлиди вә оғли Пәкаһия орнида падиша болди.
 
Пәкаһияниң Исраил үстигә болған сәлтәнити
23 Йәһуда падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллигинчи жилида, Мәнаһәмниң оғли Пәкаһия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, икки жил сәлтәнәт қилди. 24 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
25 Вә униң сәрдари Рәмалияниң оғли Пикаһ униңға қәст қилип уни Самарийәдә, падиша ордисидики қәлъәдә өлтүрди; шу ишта Аргоб билән Арийә вә әллик Гилеадлиқ киши Пикаһ тәрәптә турди; у Пәкаһияни өлтүрүп униң орнида падиша болди. 26 Пәкаһияниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
 
Пикаһниң Исраил үстигә болған сәлтәнити
27 Йәһуданиң падишаси Азарияниң сәлтәнитиниң әллик иккинчи жилида, Рәмалияниң оғли Пикаһ Самарийәдә Исраилға падиша болуп, жигирмә жил сәлтәнәт қилди. 28 У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип Исраилни гунаға путлаштурған Нибатниң оғли Йәробоамниң гуналиридин чиқмиди.
29 Исраилниң падишаси Пикаһниң күнлиридә Асурийәниң падишаси Тиглат-Пиләсәр келип Ийон, Абәл-Бәйт-Маакаһ, Яноаһ, Кәдәш, Һазор, Гилеад, Галилийә, җүмлидин Нафталиниң пүткүл зиминини ишғал қилип, шу йәрдики хәлиқни тутқун қилип, Асурийәгә елип барди.Йәш. 8:23
30 Әлаһниң оғли Һошия Рәмалияниң оғли Пикаһға қәст қилип уни өлтүрди. Уззияниң оғли Йотамниң сәлтәнитиниң жигирминчи жилида, у Пикаһниң орнида падиша болди. «Уззия» — «Азария»ниң иккинчи шәклидур. 31 Пикаһниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси болса, мана «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур.
 
Йотамниң Йәһуда үстигә болған сәлтәнити
2Тар. 27:1-9
32 Исраилниң падишаси Рәмалияниң оғли Пикаһниң сәлтәнитиниң иккинчи жилида, Уззияниң оғли Йотам Йәһудаға падиша болди. 33 У падиша болғанда жигирмә бәш яшқа киргән болуп, Йерусалимда он алтә жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Йәруша еди; у Задокниң қизи еди.2Тар. 27:1-9
34 Йотам атиси Уззияниң барлиқ қилғанлиридәк Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилатти. 35 Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.
Пәрвәрдигарниң өйиниң «Жуқириқи дәрваза»сини ясиғучи шу еди.
36 Йотамниң башқа ишлири һәм қилғанлириниң һәммиси «Исраил падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?
37 Шу чағларда Пәрвәрдигар Сурийәниң падишаси Рәзин билән Рәмалияниң оғли Пикаһни Йәһудаға һуҗум қилишқа қозғиди.2Пад. 16:5; Йәш. 7:1
38 Йотам ата-бовилири арисида ухлиди вә ата-бовилириниң арисида атиси Давутниң шәһиридә дәпнә қилинди. Оғли Аһаз орнида падиша болди.
 
 

15:1 «Азария» — «Азария»ниң башқа шәкли «Уззия».

15:1 2Пад. 14:21; 2Тар. 26:1

15:2 2Тар. 26:1, 3; 2Тар. 27:3

15:5 «Пәрвәрдигар падишани уруп, униң өлүмигичә уни мохо кесилигә муптила қилғач, у айрим өйдә туратти» — бу вақиә тоғрилиқ «2Тар.» 26:16-21ни көрүң.

15:12 2Пад. 10:30

15:19 «миң талант күмүч» — бир талант бәлким 30.6 килограм еди, шуңа бу 30.6 тонна күмүч еди.

15:19 1Тар. 5:26

15:20 «әллик шәкәл» — бәлким 570 грам күмүч болатти.

15:29 Йәш. 8:23

15:30 «Уззия» — «Азария»ниң иккинчи шәклидур.

15:33 2Тар. 27:1-9

15:37 2Пад. 16:5; Йәш. 7:1