7
Елиша: Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида бир халта ақ ун бир шәкәлгә вә икки халта арпа бир шәкәлгә сетилиду, — деди.«халта» — мошу айәттә «халта» ( ибраний тилида «сеаһ») тәхминән 4 литрчә келиду.
Амма падиша белигини тутуп маңған қошун әмәлдари болса, Худаниң адимигә: Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ ишниң болуши мүмкинму?! деди. У: — Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән, деди.
Әнди дәрвазиниң түвидә төрт мохо кесили бар адәм олтиратти. Улар бир-биригә: Немә үчүн мошу йәрдә өлүмни күтүп олтиримиз? Лав. 13:46 Шәһәргә кирәйли десәк, шәһәрдә ачарчилиқ болғачқа, у йәрдә өлимиз; бу йәрдә олтарсақму өлимиз. Қопуп Сурийләрниң ләшкәргаһиға кетәйли. Улар бизни айиса тирик қалимиз; бизни өлтүрәйли десә өлимиз, халас, — дейишти.
Шуни дәп улар кәчқурун Сурийләрниң ләшкәргаһиға барғили қопти. Ләшкәргаһиниң қешиға йетип кәлгәндә, мана һеч киши йоқ еди. Чүнки Пәрвәрдигар Сурийләрниң ләшкәргаһиға җәң һарвулири, атлар вә зор чоң қошунниң садасини аңлатқан еди. Шуни аңлап улар бир-биригә: Мана, Исраилниң падишаси бишәк Һиттийларниң падишалирини вә Мисирлиқларниң падишалирини үстимизгә һуҗум қилғили ялливапту, дейишти; Йәш. 13:4 кәчқурун қозғилип чедирлирини, ат билән ешәклирини ташлап ләшкәргаһни шу пети қоюп, өз җанлирини қутқузуш үчүн бәдәр қачқан еди.
Мохо кесили бар адәмләр ләшкәргаһниң йениға келип, бир чедирға кирип, йәп-ичип униңдин күмүч билән алтунни вә кийимләрни елип йошуруп қоюшти. Андин улар йенип келип, йәнә бир чедирға кирип у йәрдики олҗиниму елип йошуруп қоюшти.
Андин улар бир-биригә: Бизниң бундақ қилғинимиз дурус әмәс. Бүгүн қутлуқ хәвәр бар күндур, лекин биз тинмай туруватимиз. Сәһәргичә қалсақ бу яманлиқ бешимизға чүшиду. Униң үчүн әнди берип падишаниң ордисидикиләргә бу хәвәрни йәткүзәйли, деди. 10 Шуниң билән улар берип шәһәрниң дәрвазисидики пасибанларни чақирип уларға: Биз Сурийләрниң ләшкәргаһиға чиқсақ, мана һеч ким йоқ екән, һәтта адәмниң шәпәсиму йоқтур; бәлки атлар бағлақлиқ, ешәкләр бағлақлиқ болуп, чедирлар әйни пети туриду, деди.
11 Дәрвазидики пасибанлар шу хәвәрни товлап елан қилип, падишаниң ордисиға хәвәр йәткүзди.
12 Падиша кечиси қопуп хизмәткарлириға: — Мән Сурийләрниң бизгә немә қилмақчи болғинини силәргә дәп берәй. Улар бизниң ачарчилиқта қалғинимизни билип, ләшкәргаһдин чиқип далада мөкүнүвелип: — Исраиллар шәһәрдин чиқса, биз уларни тирик тутуп, андин шәһәргә кирәләймиз, дейишкән гәп, деди.
13 Хизмәткарлиридин бири җавап берип: — Бир нәччә кишини шәһәрдә қалған атлардин бәшни елип (уларниң ақивити бу йәрдә қалған Исраилниң барлиқ кишилириниңкидин, һәтта һалак болғанларниңкидин бәттәр болмайду!), уларни көрүп келишкә әвәтәйли, деди.
14 Шуниң билән улар икки җәң һарвуси билән уларға қатидиған атларни тәйяр қилди. Падиша уларни Сурийләрниң қошуниниң кәйнидин әвәтип: — Берип әһвални көрүп келиңлар, дәп буйруди.
15 Булар уларниң изидин Иордан дәриясиғичә қоғлап барди; вә мана, пүткүл йол бойи Сурийләр алдирап қачқанда ташливәткән кийим-кечәк вә һәр хил әсвап-үскүниләр билән толған еди. Әлчиләр йенип келип падишаға шуни хәвәр қилди.
16 У вақитта хәлиқ чиқип Сурийләрниң ләшкәргаһидин олҗиларни талиди; шуниң билән Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзидәк, бир халта ақ ун бир шәкәлгә, икки халта арпа бир шәкәлгә сетилди. 17 Әнди падиша билигини тутуп маңған һелиқи әмәлдарни дәрвазини башқурушқа тайинлап қойған еди. Әнди халайиқ дәрвазидин етилип чиққанда уни дәссәп-чәйливәтти вә шуниң билән у өлди. Бу иш падиша Худаниң адимини тутмақчи болуп, униң алдиға барғанда, дәл Елиша ейтқандәк болди. 18 Шуниң билән Худаниң адими падишаға ейтқан шу сөз әмәлгә ашурулди: «Әтә мошу вақитларда Самарийәниң дәрвазисида икки халта арпа бир шәкәлгә вә бир халта ақ ун бир шәкәлгә сетилиду».
19 Амма һелиқи әмәлдар Худаниң адимигә: — «Мана, һәтта Пәрвәрдигар асманға түңлүк ачсиму, ундақ бир ишниң болуши мүмкинму?!» дегән еди. У: — «Сән өз көзүң билән көрисән, лекин шуниңдин йемәйсән», дегән еди.
20 Униңға һәм дәл шундақ болди; чүнки хәлиқ уни дәрвазида дәссәп өлтүргән еди.
 
 

7:1 «халта» — мошу айәттә «халта» ( ибраний тилида «сеаһ») тәхминән 4 литрчә келиду.

7:3 Лав. 13:46

7:6 Йәш. 13:4