Бу бешарәттики «шималий падиша» шүбһисизки тарихта Сурийә дегән районда һөкүм сүргән. Биринчи «шималий падиша» болса Силюқус никатор (Силюқус И) болуп, әслидә Мисир падишаси «Питолими сотер»ниң чоң генерали еди. У миладийәдин илгәрки 312-280-жилларда тәхткә олтарған. «бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду» — ибраний тилида «бу қиз билигиниң күчидин мәһрум болиду». «униң балиси һәм ...» — ибраний тилида «униң туққини...». Бәзи кона көчүрмиләрдә «уни туғдурғучи һәм...» дейилиду.
Бу бешарәт (тәрҗимимиз бойичә) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. 30 Чүнки Киттим арилидин чиққан кемиләр һуҗум қилип келиду. Шуңа у дәрд-әләм билән чекиниду вә Худаниң Өз хәлқи билән түзгән муқәддәс әһдисигә қарап интайин ғәзәплиниду, униңға қарши халиқинини қилиду; шундақла чекинип янғанда муқәддәс әһдигә асийлиқ қилғучиларни әтиварлайду. □«Киттим арилидин чиққан кемиләр» — «Киттим» һазирқи «Сепрус» дегән оттура деңиздики арал. Бу бешарәт шүбһисизки, миладийәдин илгәрки 168-жили, Рим империйәсиниң кемилири Киттим арилидин чиқип Антиоқус Епифанисқа (Мисирға таҗавуз қилған вақтида) һуҗум қилғинини көрситиду. 31 Униң тәрипидә турған бир нәччә күчләр қорған болған муқәддәс ибадәтханини булғайду, «күндилик қурбанлиқ»ни әмәлдин қалдуриду вә «вәйран қилғучи жиркиничлик номуссизлиқ»ни униң орниға қойиду. □«қорған болған муқәддәс ибадәтхана...» — яки «муқәддәс ибадәтхана вә қорған...». «күндилик қурбанлиқ» — 8:11дики изаһатни көрүң. ■Дан. 7:25; 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:3-4 32 У муқәддәс әһдигә хаинлиқ қилғучиларни хушамәт-һейлигәрлик билән чирикләштүриду; лекин өз Худасини дост тутқучи хәлиқ болса қәйсәрлик билән һәрикәт қилиду. 33 Хәлиқ ичидики ақиллар нурғун қериндашлириға тәлим йәткүзиду; лекин бир нәччә күнләр уларниң бәзилири қиличта жиқилиду, отта көйдүрүлүп өлтүрүлиду, зинданға чүшиду яки булаң-талаңға учрайду. 34 Жиқилған вақитлирида, Худаниң хәлқи азғинә ярдәмгә егә болиду. Амма нурғун кишләр уларниң қатириға хушамәт-һейлигәрлик билән соқунуп кириду. 35 Бәзи ақиллар жиқилиду. Лекин уларниң жиқилиши өзлириниң синилиши, тавлиниш-тазилиниши, қиямәт күнигичә паклиниши үчүндур. Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду.□«Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду» — мошу йәрдә, бешарәт «Антиоқус Епифанис»ниң дәвридин, ахир заманға өтиду. ■Дан. 12:10
□11:2 «Буниңдин кейин Парсқа йәнә үч падиша һөкүмранлиққа чиқиду; кейин төртинчи падиша чиқип...» — бу 11-баптики бешарәтләр наһайити тәпсилий көрситилгән. Биз мошу йәрдә тәпсилатлири тоғрилиқ көп изаһат бәрмидуқ, буларни «Қошумчә сөз»имизгә киргүздуқ. Китапханларниң өзлири «оттура шәриқ»ниң тарихи тоғрилиқ һәр қандақ китаптин бу бешарәтләрниң қандақ әмәлгә ашурулғанлиғини көрәләйду. Асасән бу алдин-ала ейтилған ишлар миладийәдин илгәрки 530-164-жиллар давамида йүз бәргән. Лекин 36-айәттин башлап, бешарәтләр ахирқи замандики ишларғичә өтиду.
□11:3 «Униңдин кейин күчлүк бир падиша мәйданға чиқиду» — бу падиша «бүйүк Искәндәр», Гретсийәниң биринчи императори.
□11:5 «Униңдики сәрдарлар» — яки «униңдики әмирлири». «Униңдики сәрдарларниң ичидин бири «җәнубий падиша» болуп күчийиду» — бу бешарәттики «җәнубий падиша»лар шүбһисизки, Мисирниң падишалирини көрситиду (8-айәтни көрүң), биринчиси «Питолими сотер» (миладийәдин илгәрки 323-285-жилларда һөкүм сүргән.
□11:6 «җәнубий падиша шималий падиша билән иттипақ түзиду» — ибраний тилида пәқәт «улар иттипақ түзиду» дейилиду. Бу бешарәттики «шималий падиша» шүбһисизки тарихта Сурийә дегән районда һөкүм сүргән. Биринчи «шималий падиша» болса Силюқус никатор (Силюқус И) болуп, әслидә Мисир падишаси «Питолими сотер»ниң чоң генерали еди. У миладийәдин илгәрки 312-280-жилларда тәхткә олтарған. «бу қиз еришкән һоқуқидин мәһрум қилиниду» — ибраний тилида «бу қиз билигиниң күчидин мәһрум болиду». «униң балиси һәм ...» — ибраний тилида «униң туққини...». Бәзи кона көчүрмиләрдә «уни туғдурғучи һәм...» дейилиду.
□11:7 «униң ата җәмәт туққинидин бири» — ибраний тилида: — «униң йилтизлиридин бири». «...падиша болуп» — ибраний тилида «...униң (йәни җәнубий падишаниң) орниға туруп,...» дәп ипадилиниду. «...бири, қошунниң һоқуқини қолиға елип падиша болуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси «... бири, у болса униң (шималий падишаниң) қошуниға қарши чиқип,...»
□11:8 «қуйма мәбудлири» — яки «әмирлири». «бутханилиридики алтун-күмүч...» — яки «уларниңки алтун-күмүч...».
□11:9 «җәнубий падишаниң зимини» — Мисирни көрситиду.
□11:10 «Кейин у йәнә җәң қилип,...» — яки «У қайтип, андин җәң қилип,..».
□11:16 «гөзәл зимин» — Қанаан зимини, йәни Пәләстин. «униң қолида уни вәйран қилғучи күч болиду» — ибраний тилида «униң һалакити униң қолида болиду».
□11:17 «...күчләрни сәпәрвәр қилип Мисирға йол алиду» — «җәнубий падишалиқ»ниң Мисир екәнлиги 8-айәттин көрүниду. «у Мисир билән әһдә түзиду, өзи әһдидә турғандәк қилиду» — башқа бир хил тәрҗимиси «униң билән бир нәччә дурус адәмләр биллә бариду; у өз бекиткинини әмәлгә ашуриду». «Бирақ Мисирниң һакимийитини ағдруруш үчүн...» — ибраний тилида «Бирақ Мисирниң һакимийитини чиритиш үчүн...».
□11:18 «нурғун адәмләрни әсиргә алиду» — яки «нурғун жутларни егиләйду».
□11:19 «У өз жутидики қорғанларға чекинип келиду» — яки «У өз жутидики қорғанларға нишан қилип диққәт қилиду».
□11:20 «падишалиқниң әң шан-шәрәплик җайи» — бу йәрдә «әң шан-шәрәплик җайи» бәлким муқәддәс ибадәтханини көрситиду. Йәнә бир хил тәрҗимә қилғанда, «падишалиқниң шан-шәривини безәш үчүн бир зулум салғучини әвәтиду» дегәндәк болиду.
□11:22 «Худаниң әһдисидә бекитилгән әмир» — мошу йәрдә муқәддәс ибадәтханидики «баш каһин»ни көрситиду. Онияс исимлиқ киши, баш каһин вә бәк адил киши болуп, Сурийәниң «Антиоқус Епифанис» дегән падишаси тәрипидин миладийәдин илгәрки 172-жили өлтүрүлгән.
□11:26 «униң назу-немәтлирини йегәнләр» — демәк, әң ишәшлик адәмлири.
□11:27 «бу ишларниң ахири пәқәт бәлгүләнгән вақиттила болиду» — мошу сирлиқ сөзләр тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□11:29 «лекин бу қетимқи әһвал илгәркигә вә йәнә келип әң ахирқи қетимқисидики биләнму охшимайду» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «лекин бу қетимқи ахирқи әһвал илгәркигә охшимайду». Бу бешарәт (тәрҗимимиз бойичә) тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□11:30 «Киттим арилидин чиққан кемиләр» — «Киттим» һазирқи «Сепрус» дегән оттура деңиздики арал. Бу бешарәт шүбһисизки, миладийәдин илгәрки 168-жили, Рим империйәсиниң кемилири Киттим арилидин чиқип Антиоқус Епифанисқа (Мисирға таҗавуз қилған вақтида) һуҗум қилғинини көрситиду.
□11:31 «қорған болған муқәддәс ибадәтхана...» — яки «муқәддәс ибадәтхана вә қорған...». «күндилик қурбанлиқ» — 8:11дики изаһатни көрүң.
■11:31 Дан. 7:25; 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:3-4
□11:35 «Чүнки ахирәт Худа бәлгүлигән вақиттила келиду» — мошу йәрдә, бешарәт «Антиоқус Епифанис»ниң дәвридин, ахир заманға өтиду.
■11:36 Дан. 7:25; 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14; Луқа 21:20; 2Тес. 2:3-4; Вәһ. 13:1-8
□11:37 «аялларғиму һеч қандақ һәвәс қилмайду» — яки, «у аяллар әтиварлайдиған илаһқиму һөрмәт қилмайду».
□11:39 «... ғәйрий илаһқа тайинип егиләйду» — яки, «... ғәйрий илаһқа һуҗум қилиду». Йәнә бир хил тәрҗимиси: «У әң мустәһкәм қорғанларни егиләп, у бу илаһқа чоқунушни бәрпа қилиду». «инъам сүпитидә...» — яки «мәлум бир баһада (сетиветип),...».
□11:41 «гөзәл зимин» — Қанаанни (Пәләстинни) көрситиду.
□11:45 «деңизларниң оттурисида» — демәк, Оттура Деңиз вә Өлүк Деңизниң оттурисида. «көркәм муқәддәс тағ» — Йерусалим селинған «Зион теғи»ини көрситиду. Бу айәтниң башқа бир хил тәрҗимиси: «...деңизлар вә муқәддәс тағ арисида...».