34
Шәкәмниң Динаһниң номусиға тегиши
Бир күни, Леяһниң Яқупқа туғуп бәргән қизи Динаһ жутниң қизлири билән көрүшкили чиқти.Яр. 30:21. Шу жутниң әмри һивий Һаморниң оғли Шәкәм уни көрүп қелип, уни тутувелип, зорлап номусиға тәгди. Амма униң көңли Яқупниң қизи Динаһқа чүшүп, уни яхши көрүп қалди вә униңға муһәббити билән көңүл сориди. Шуниң билән Шәкәм атиси Һамордин: — Бу қизни маңа хотунлуққа елип бәргин, дәп тәләп қилди.
Яқуп Шәкәмниң қизи Динаһниң иппитигә тәккәнлигини аңлап қалди. Униң оғуллири маллири билән далаларда еди; шуңа Яқуп улар кәлгичә җим туруп турди. Шәкәмниң атиси Һамор Яқупниң алдиға униң билән сөзләшкили чиқти; Яқупниң оғуллири хәвәрни аңлапла далалардин қайтип кәлгән еди. Булар Шәкәмниң қилмайдиған ишни қилип, Яқупниң қизиниң номусиға тегип Исраил қәбилисидә шәрмәндилик қилғини үчүн азаплинип, интайин қаттиқ ғәзәпләнди.«Исраил қәбилисидә» — ибраний тилида «Исраилда». «Исраил» дегән бу сөз мошу йәрдә «Исраил қәбилиси» яки «Исраил хәлқи»ни көрсәткән. Буниң Муқәддәс Китапта биринчи қетим шу мәнидә ишлитилиши болиду. Һамор уларға сөз қилип: — Оғлум Шәкәмниң көңли қизиңларға чүшүп қапту. Илтипат қилип уни оғлумға хотунлуққа бәрсәңлар! Биз билән қуда-баҗа болуп, қизлириңларни бизгә бериңлар, бизниң қизлиримизниму силәр елиңлар; 10 Биз билән биллә туруңлар. Мана, йәр алдиңларда турупту; бу йәрни макан қилип, сода қилип, өзүңлар үчүн өй-мүлүк елиңлар, — деди.
11 Шәкәм қизниң атиси билән ака-укилириға: — Нәзириңларда илтипат тапсам дәймән; силәр немә десәңлар, шуни берәй. 12 Мәндин қанчилик тойлуқ яки соғат тәләп қилсаңлар, маңа ейтқиниңларчә берәй; пәқәт бу қизни маңа хотунлуққа бәрсәңларла болиду, деди.
13 Яқупниң оғуллири болса Шәкәм вә атиси Һаморға һейлә-микир билән җавап бәрди, чүнки у сиңлиси Динаһниң иппитигә тәккән еди; 14 уларға: — Биз бундақ қилалмаймиз, сиңлимизни хәтнисиз бирисигә беришкә мақул дейәлмәймиз; чүнки бу бизгә номус болиду.Яр. 17:12,13,14. 15 Пәқәт бир шәртимизгә көнсәңларла силәргә мақул болимиз; силәрниң барлиқ әркәклириңлар хәтнә қилинип биздәк болса, 16 Қизлиримизни силәргә берип, силәрниң қизлириңларни биз елип араңларда олтирип, бир қовм болуп қалимиз. 17 Амма бизгә қулақ салмай хәтнә қилинишқа унимисаңлар, ундақта биз қизимизни елип кетимиз, — деди.
18 Уларниң сөзлири Һамор вә оғли Шәкәмниң нәзиригә яқти. 19 Жигит бу ишни кәйнигә созмиди, чүнки у Яқупниң қизиға еҗил болуп қалған еди; у атисиниң өйидә һәммидин әтиварлиқ еди. 20 Шуниң билән Һамор оғли Шәкәм билән шәһәрниң дәрвазисиға берип, шәһәрниң адәмлиригә сөз қилип: — 21 Бу адәмләрниң биз билән енақ өткүси бар. Шуңа улар мошу жутта туруп сода-сетиқ қилсун; мана, бу җайниңИкки тәрипи уларға йәткидәк кәңридур. Биз уларниң қизлирини хотунлуққа елип, өз қизлиримизни уларға беримиз. 22 Лекин пәқәт аримиздики һәммә әркәк улар хәтнә қилинғандәк хәтнә қилинса, у адәмләр аримизда туруп биз билән бир хәлиқ болушқа мақул дәйду. 23 Шу тәриқидә уларниң мал-тәәллуқати, һәммә чарпайлири бизниңки болмамду? Биз пәқәт уларға мақул десәкла, улар аримизда туриду, — деди.
24 Шуниң билән шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқидиғанларниң һәммиси Һамор билән оғли Шәкәмниң сөзигә қулақ салди. Шәһәрниң дәрвазисидин кирип-чиқадиғанларниң һәммиси хәтнә қилинди. 25 Амма үчинчи күни, улар техичә ағриқ ятқинида шундақ болдики, Яқупниң икки оғли, йәни Динаһниң акилири Шимеон билән Лавий һәр қайсиси өз қиличини елип, шәһәр хатирҗәмлик ичидә турғинида бесип кирип, һәммә әркәкни өлтүрүвәтти;«Динаһниң акилири» — оқурмәнләрниң есидә барки, Шимеон вә Лавий Динаһниң бир туққан (Леяһдин туғулған) иккинчи вә үчинчи акиси еди.  Яр. 49:6. 26 Улар Һамор билән оғли Шәкәмниму қиличлап, Динаһни Шәкәмниң өйидин елип кәтти. 27 Андин Яқупниң барлиқ оғуллири: «Улар сиңлимизниң номусиға тәгди» дәп, өлтүрүлгәнләрниң җайиға келип, шәһәрни булап-талаң қилди.«улар сиңлимизниң номусиға тәгди» — бу толиму ашурувәткәнлик болиду. Чүнки пәқәт бирла адәм шундақ қилған еди. 28 Уларниң қой-кала, ешәклирини, шәһәрдики һәммини, етизлиқлардики һәммини елип кәтти, 29 Шундақла уларниң барлиқ мал-мүлкини булап-талап, барлиқ хотун-балиларни әсир қилип, өй ичидики барлиқ нәрсиләрниму қошуп елип кәтти.
30 Яқуп Шимеон вә Лавийни әйипләп: — Силәр мени балаға тиқип, зиминдикиләр — Ⱪананийлар билән Пәриззийләрниң алдида сеситтиңлар. Бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз; улар маңа қарши чиқип жиғилип һуҗум қилиду; шуниң билән мән вә җәмәтим вәйран болимиз, — деди.«бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз» — ибраний тилида «мән саним аз адәммән».
31 Амма улар җавап берип: — Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду? — деди.«Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду?» — бу вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.
 
 

34:1 Яр. 30:21.

34:7 «Исраил қәбилисидә» — ибраний тилида «Исраилда». «Исраил» дегән бу сөз мошу йәрдә «Исраил қәбилиси» яки «Исраил хәлқи»ни көрсәткән. Буниң Муқәддәс Китапта биринчи қетим шу мәнидә ишлитилиши болиду.

34:14 Яр. 17:12,13,14.

34:25 «Динаһниң акилири» — оқурмәнләрниң есидә барки, Шимеон вә Лавий Динаһниң бир туққан (Леяһдин туғулған) иккинчи вә үчинчи акиси еди.

34:25 Яр. 49:6.

34:27 «улар сиңлимизниң номусиға тәгди» — бу толиму ашурувәткәнлик болиду. Чүнки пәқәт бирла адәм шундақ қилған еди.

34:30 «бизниң адимимиз аз бир хәлиқтурмиз» — ибраний тилида «мән саним аз адәммән».

34:31 «Әҗәба, сиңлимизға бир паһишә аялға қилғандәк муамилә қилса боламду?» — бу вақиә тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.