10
Күмүч канай челиниш вақитлири
Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
Сән өзүңгә икки канай ясатқин; уларни күмүчтин соқтур. Улар җамаәтни жиғишқа, шундақла җамаәтни баргаһлирини жиғиштуруп йолға чиқишқа чақириш үчүн ишлитилиду. Икки канай челинғанда пүткүл җамаәт сениң йениңға җамаәт чедири дәрвазисиниң алдиға жиғилидиған болсун. Әгәр ялғуз бири челинса, әмирлири, йәни миңлиған Исраилларниң миң бешилири сениң йениңға келип жиғилсун. Силәр қаттиқ жуқури аваз билән чалғанда күн чиқиш тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун.«қаттиқ жуқури аваз билән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «агаһ авази билән». Андин силәр иккинчи қетим қаттиқ, жуқури аваз билән чалғанда җәнуп тәрәптики баргаһлар йолға чиқсун; улар йолға чиққан чағда канай қаттиқ, жуқури аваз билән челиниши керәктур.
Җамаәтни жиғилишқа чақиридиған чағда, канай челиңлар, амма қаттиқ, жуқури аваз билән чалмаңлар; Һарунниң әвлатлири, каһин болғанлар канайларни чалсун; булар силәргә әвлатму-әвлат бир әбәдий бәлгүлимә болсун.«булар» — канайлар өзлири. Әгәр силәр өз зиминиңларда силәргә зулум салған дүшминиңлар билән җәң қилишқа чиқсаңлар, қаттиқ, жуқури аваз билән челиңлар. Шуниң билән өзүңларниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң алдида яд етилип, дүшминиңлардин қутулисиләр. 10 Буниңдин башқа, хошал күнлириңларда, бекитилгән һейтлириңларда вә айниң биринчи күнлиридә, силәр көйдүрмә қурбанлиқ вә енақлиқ қурбанлиқлирини сунғиниңларда, қурбанлиқларниң алдида туруп канай челиңлар; шуниң билән канайлар силәрни Худайиңларға әсләткүчи болиду; Мән Худайиңлар Пәрвәрдигардурмән.
 
Синайдин йолға чиқиш тәртиви
11 Иккинчи жили, иккинчи айниң жигирминчи күни булут һөкүм-гувалиқ чедириниң үстидин көтирилди;«һөкүм-гувалиқ» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға ата қилған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болидиған әһдисини көрситиду («Мис.» 20-бапни көрүң). Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, униң «һөкүм-гувалиқ»и дәпму атилиду. Шу әмирләр «әһдә сандуғи» ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстигә пүтүлгән («Мис.» 40:20ни көрүң). 12 шуниң билән Исраиллар Синай чөлидин чиқип, йол елип сәпәрлирини башлиди; булут Паран чөлидә тохтиди. 13 Бу уларниң биринчи қетим Пәрвәрдигарниң Мусаниң вастиси билән қилған әмри бойичә йолға чиқиши болди. 14 Йәһуда баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп алди билән йолға чиқти; қошунниң башлиғи Амминадабниң оғли Наһшон еди.Чөл. 1:7; 2:3 15 Иссакар қәбилиси қошуниниң башлиғи Зуарниң оғли Нәтанәл еди. 16 Зәбулун қәбилиси қошуниниң башлиғи Һелонниң оғли Елиаб еди. 17 Андин ибадәт чедири чувулуп, Гәршонниң әвлатлири билән Мәрариниң әвлатлири уни көтирип йолға чиқти.
18 Рубән баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Шидөрниң оғли Әлизур еди. 19 Шимеон қәбилиси қошуниниң башлиғи Зури-шаддайниң оғли Шелумийәл еди. 20 Гад қәбилиси қошуниниң башлиғи Деуәлниң оғли Әлиасаф еди. 21 Андин Коһатлар муқәддәс буюмларни көтирип йолға чиқти; улар йетип келиштин бурун ибадәт чедирини көтәргүчиләр келип уни тикләп қоюшқан еди.Чөл. 4:4
22 Әфраим баргаһи өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммиһудниң оғли Әлишама еди. 23 Манассәһ қәбилиси қошуниниң башлиғи Пидаһзурниң оғли Гамалийәл еди. 24 Бинямин қәбилиси қошуниниң башлиғи Гидеониниң оғли Абидан еди.
25 Дан баргаһи һәммә баргаһларниң арқа муһапизәтчиси болуп, өзиниң туғи астида қошун-қошун болуп йолға чиқти; қошунниң башлиғи Аммишаддайниң оғли Аһиәзәр еди. 26 Ашир қәбилиси қошуниниң башлиғи Окранниң оғли Пагийәл еди. 27 Нафтали қәбилиси қошуниниң башлиғи Енанниң оғли Аһира еди.
28 Булар Исраиллар йолға чиққанда қошун-қошун болуп меңиш тәртиви еди; улар шу тәриқидә йолға чиқти.
 
Мусаниң қейнакиси Һобабқа болған тәливи
29 Муса өзиниң қейинатиси, Мидиянлиқ Реуәлниң оғли Һобабқа: — Биз Пәрвәрдигар вәдә қилған йәргә қарап сәпәр қиливатимиз, У: «Мән у йәрни силәргә мирас қилип беримән» дегән; өзлириниң биз билән биллә меңишлирини өтүнимән, биз силигә яхши қараймиз, чүнки Пәрвәрдигар Исраил тоғрилиқ бәхит-саадәт ата қилимән дәп вәдә бәргән, — деди.
30 Лекин Һобаб Мусаға: — Яқ, мән өз жутум, өз уруқ-туққанлиримға кетимән, — деди.
31 Муса униңға: Биздин айрилип кәтмисилә; чүнки сили чөлдә қандақ баргаһ қуришимиз керәклигини билила, сили бизгә көз болуп бәрсилә. 32 Шундақ болидуки, биз билән биллә барсила, кәлгүсидә Пәрвәрдигар бизгә қандақ яхшилиқ қилса, бизму силигә шундақ қилимиз! — деди.
33 Исраиллар Пәрвәрдигар теғидин йолға чиқип үч күн йол маңди; Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғи уларға арам алидиған йәр издәп уларниң алдида үч күн йол башлап маңди.
34 Улар чедирлирини жиғиштуруп йолға чиқидиған чағларда, Пәрвәрдигарниң булути һаман уларниң үстидә болатти. 35 Әһдә сандуғи йолға чиқидиған чағда Муса: «Орнуңдин турғайсән, и Пәрвәрдигар; дүшмәнлириң тирипирән болсун; Саңа өчләр йүзүңниң алдидин қачсун!» — дәйтти.Зәб. 67:1-3 36 Әһдә сандуғи тохтиған чағда у: «Қайтип кәлгәйсән, и Пәрвәрдигар, миңлиған-түмәнлигән Исраил хәлқи арисиға қайтип кәлгәйсән!» — дәйтти.
 
 

10:5 «қаттиқ жуқури аваз билән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «агаһ авази билән».

10:8 «булар» — канайлар өзлири.

10:11 «һөкүм-гувалиқ» — мошу йәрдә «һөкүм-гувалиқ» Худаниң Исраилға ата қилған түп әмирлирини, шундақла униң Исраил билән болидиған әһдисини көрситиду («Мис.» 20-бапни көрүң). Худаниң муқәддәс маһийити вә характери шу әмирләрдә аян қилинғачқа, униң «һөкүм-гувалиқ»и дәпму атилиду. Шу әмирләр «әһдә сандуғи» ичидә сақлақлиқ таш тахтайлар үстигә пүтүлгән («Мис.» 40:20ни көрүң).

10:14 Чөл. 1:7; 2:3

10:21 Чөл. 4:4

10:35 Зәб. 67:1-3