20
Худа Исраилни Сурийәдин қутқузиду
1 Сурийәниң падишаси Бән-Һадад пүткүл қошунини җәм қилди; у оттуз икки падишани ат вә җәң һарвулири билән елип чиқип, Самарийәгә қоршап һуҗум қилди. 2 У әлчиләрни шәһәргә киргүзүп Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға әвәтип униңға: — 3 «Бән-Һадад мундақ дәйду: — Сениң күмүч билән алтунуң, сениң әң чирайлиқ хотунлириң билән балилириңму мениңкидур» дәп йәткүзди.
4 Исраилниң падишаси униңға: — И ғоҗам падиша, сили ейтқанлиридәк мән өзүм вә барлиғим силиниңкидур, дәп җавап бәрди.
5 Әлчиләр йәнә келип: — «Бән-Һадад сөз қилип мундақ дәйду: — Саңа дәрвәқә: — Сениң күмүч билән алтунуңни, сениң хотунлириң билән балилириңни маңа тапшуруп берисән, дегән хәвәрни әвәттим. 6 Лекин әтә мошу вақитларда хизмәткарлиримни йениңға әвәтимән; улар ордаң билән хизмәткарлириңниң өйлирини ахтуруп, сениң көзлириңдә немә әзиз болса, улар шуни қолиға елип келиду» — деди.
7 У вақитта Исраилниң падишаси зиминдики һәммә ақсақалларни чақирип уларға: — Бу кишиниң қандақ аваричилик чиқармақчи болғанлиғини билип қелиңлар. У маңа хәвәр әвәтип мәндин хотунлирим билән балилирим, күмүч билән алтунлиримни тәләп қилғинида мән униңға яқ демидим, деди.
8 Барлиқ ақсақаллар билән хәлиқниң һәммиси униңға: — Қулақ салмиғин, униңға мақул демигин, деди.
9 Буниң билән у Бән-Һададниң әлчилиригә: — Ғоҗам падишаға, сили адәм әвәтип, өз кәминилиридин дәсләптә сориғанниң һәммисини ада қилимән; лекин кейинкисигә мақул дейәлмәймән, дәп бериңлар, — деди. Әлчиләр йенип берип шу сөзни йәткүзди.
10 Бән-Һадад униңға йәнә хәвәр әвәтип: — «Пүткүл Самарийә шәһиридә маңа әгәшкәнләрниң қоллириға очумлиғидәк топа қелип қалса, илаһлар маңиму шундақ қилсун вә униңдин ашуруп қилсун!» — деди.
11 Лекин Исраилниң падишаси җавап берип: — «Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидәк махтинип кәтмисун!» дәп ейтиңлар, — деди.□«Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидин махтинип кәтмисун!» — дегән мақал-тәмсилниң мәнаси бәлким «Җәң алдида туруп өзүңни ғәлибичи санима» — «Чүчүрини хам санима» дегәндәк.
12 Бән-Һадад бу сөзни аңлиғанда һәр қайси падишалар билән чедирлирида шарап ичишивататти. У хизмәткарлириға: — Сәпкә тизилиңлар, деди. Шуни девиди, улар шәһәргә һуҗум қилишқа тизилишти.
Пәрвәрдигар Исраилни қутқузиду
13 У вақитта бир пәйғәмбәр Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға келип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу зор бир топ адәмни көрдүңму? Мана, Мән бу күни уларни сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», деди.
14 Аһаб: — Кимниң вастиси билән болиду? дәп сориди. У: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Валийларниң ғуламлири билән болиду», деди. У йәнә: — Ким һуҗумни башлайду? — дәп сориди. У: — Сән өзүң, деди.
15 У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти. 16 Исраиллар шәһәрдин чүш вақтида чиқти. Бән-Һадад билән шу падишалар, йәни ярдәмгә кәлгән оттуз икки падиша болса чедирлирида шарап ичип мәс болушқан еди. 17 Валийларниң ғуламлири жүрүштә авал маңди. Бән-һадад адәм әвәтивиди, улар униңға хәвәр берип: — «Самарийәдин адәмләр келиватиду» — деди.
18 У: — Әгәр сүлһи түзүшкә чиққан болса уларни тирик тутуңлар, әгәр соқушқили чиққан болсиму уларни тирик тутуңлар, деди.
19 Әнди валийларниң бу ғуламлири вә уларниң кәйнидики қошун шәһәрдин чиқип, 20 һәр бири өзигә учриған адәмни чепип өлтүрди. Сурийләр қачти; Исраил уларни қоғлиди. Сурийәниң падишаси Бән-Һадад болса атқа минип атлиқлар билән қечип қутулди. 21 Исраилниң падишаси чиқип һәм атлиқларни һәм җәң һарвулирини битчит қилип Сурийләрни қаттиқ қир-чап қилди.
22 Пәйғәмбәр йәнә Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Өзүңни мустәһкәмләп, өзүңни убдан дәңсәп, немә қилишиң керәклигини ойлап баққин. Чүнки келәр жили әтиязда Сурийәниң падишаси сән билән җәң қилғили йәнә чиқиду, деди.
23 Сурийәниң падишасиниң хизмәткарлири униңға мундақ деди: — «Уларниң илаһи тағ илаһи болғачқа, улар бизгә күчлүк кәлди. Лекин биз түзләңликтә улар билән соқушсақ, җәзмән уларға күчлүк келимиз. 24 Әнди шундақ қилғайлиги, падишаларниң һәр бирини өз мәнсивидин чүшүрүп, уларниң орнида валийларни тиклигәйла. 25 Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
26 Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти. 27 Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
28 Амма Худаниң адими Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
29 Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди. 30 Қалғанлар Афәк шәһиригә қечип киривалди; лекин сепили өрүлүп улардин жигирмә йәттә миң адәмниң үстигә чүшүп бесип өлтүрди. Бән-Һадад өзи бәдәр қечип шәһәргә кирип ичкиридики бир өйгә мөкүвалди.
31 Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишалирини рәһимлик падишалар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишасиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди. 32 Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишасиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
33 Бу адәмләр бу сөзни яхшилиқниң аламити, дәп ойлап, дәрһалла униң бу сөзини чиң тутувелип: — Бән-Һадад силиниң бурадәрлиридур! — деди. У: — Уни елип келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән Бән-Һадад униң қешиға чиқти; шуниң билән у уни қолидин тартип җәң һарвусиға чиқарди.
34 Бән-Һадад униңға: — Мениң атам силиниң атилиридин алған шәһәрләрни силигә қайтуруп берәй. Атам Самарийәдә рәстә-базарлирини тиклигәндәк сили өзлири үчүн Дәмәшқтә рәстә-базарларни тикләйла, — деди. Аһаб: — Бу шәрт билән сени қоюп берәй, деди. Шуниң билән иккиси әһдә қилишти вә у уни қоюп бәрди.
35 Пәйғәмбәрләрниң шагиртлириниң бири Пәрвәрдигарниң буйруғи билән йәнә биригә: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. Лекин у адәм уни урғили унимиди. □«Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири» — бу ибарә сөз ибраний тилида «пәйғәмбәрләрниң оғуллири» дегәнлик билән ипадилиниду. 36 Шуниң билән у униңға: — Сән Пәрвәрдигарниң сөзини аңлимиғиниң үчүн мана бу йәрдин кәткиниңдә бир шир сени боғуп өлтүриду, — деди. У униң йенидин чиққанда, униңға бир шир учрап уни өлтүрди.
37 Андин кейин у йәнә бир адәмни тепип униңға: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. У адәм уни қаттиқ уруп зәхимләндүрди. 38 Андин пәйғәмбәр берип өз қияпитини өзгәртип, көзлирини теңиқ билән теңип йол бойида падишани күтүп турди.
39 Падиша шу йәрдин өткәндә у падишани чақирип: — Кәминилири кәскин җәң мәйданиға чиққан едим, вә мана, бир адәм маңа бурулуп, бир кишини тапшуруп: «Бу кишигә чиң қариғин, һәр қандақ сәвәптин у йоқап кәтсә, сән өз җениңни униң җениниң орниға төләйсән; болмиса бир талант күмүч төләйсән», деди. 40 Лекин мән кәминилири у-бу иш билән бәнд болуп кетип, уни йоқитип қойдум, деди. Исраилниң падишаси униңға: — Өзүң бекиткиниңдәк саңа һөкүм қилиниду! — деди.
41 У дәрһал көзлиридин теңиқни еливәтти; Исраилниң падишаси уни тонуп униң пәйғәмбәрләрдин бири екәнлигини көрди. 42 Пәйғәмбәр униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән һалакәткә бекиткән адәмни қолуңдин қутулғили қойғиниң үчүн сениң җениң униң җениниң орнида елиниду; сениң хәлқиң униң хәлқиниң орнида елиниду», деди.■1Пад. 22:37, 38
43 Шуниң билән Исраилниң падишаси хапа болуп, ғәшликкә чөмгән һалда Самарийәгә қайтип ордисиға кирди.
□20:11 «Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидин махтинип кәтмисун!» — дегән мақал-тәмсилниң мәнаси бәлким «Җәң алдида туруп өзүңни ғәлибичи санима» — «Чүчүрини хам санима» дегәндәк.
□20:35 «Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири» — бу ибарә сөз ибраний тилида «пәйғәмбәрләрниң оғуллири» дегәнлик билән ипадилиниду.
■20:42 1Пад. 22:37, 38