10
Исраил иккигә бөлүнүп кетиду — шималий қәбилиләр Рәһобоамға қарши чиқиду
1Пад. 12:1-24
1 Рәһобоам Шәқәмгә барди; чүнки пүткүл Исраил уни падиша тиклигили Шәқәмгә кәлгән еди. 2 Нибатниң оғли Йәробоам шу ишни аңлиғанда шундақ болдики, Мисирдин қайтип кәлди (чүнки у Сулайман падишадин қечип Мисирда турувататти). 3 Әнди халайиқ адәм әвәтип уни чақиртип кәлди. Шуниң билән Йәробоам вә пүткүл Исраил келип Рәһобоамға: —
4 Силиниң атилири бойнимизға салған боюнтуруғини еғир қилди. Сили әнди атилириниң бизгә қойған қаттиқ тәләплири билән еғир боюнтуруғини йениклитип бәрсилә, силиниң хизмәтлиридә болимиз, дейишти.
5 У уларға: — Һазирчә қайтип үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар, деди. Шуниң билән хәлиқ тарилип кәтти. 6 Рәһобоам падиша өз атиси Сулайман һаят вақтида униң хизмитидә турған мойсипитлардин мәслиһәт сорап: — Бу хәлиққә беридиған җававим тоғрисида немә мәслиһәт көрситисиләр? — деди.
7 Улар униңға: — Әгәр сили разилиқ билән бүгүн бу хәлиқни хуш қилип уларға меһриван муамилә көрситип, уларға яхши сөзләр билән җавап қилсила, улар силиниң барлиқ күнлиридә хизмәтлиридә болиду, деди.
8 Лекин у мойсипитларниң көрсәткән мәслиһәтини қайрип қоюп, өзи билән чоң болған, алдида хизмитидә болуватқан яшлардин мәслиһәт сорап 9 уларға: — Маңа «Силиниң атилири бизгә салған боюнтуруқни йеникләткәйла» дәп тилигән бу хәлиққә җавап беришимиз тоғрилиқ қандақ мәслиһәт берисиләр? — деди. 10 Униң билән чоң болған бу яшлар униңға: — «Силиниң атилири боюнтуруғимизни еғир қилди, әнди сили уни бизгә йеник қилғайла» дәп ейтқан бу хәлиққә сөз қилип: — «Мениң чимчилақ бармиғим атамниң белидин томрақтур. 11 Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән боюнтуруғуңларни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ-тәрбийә бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән», дегәйла, — деди.□«чаянлиқ қамчилар» — яки болмиса «чаянлар» дегәнниң немә екәнлиги һазир мәлум әмәс, һеч болмиғанда падишаниң интайин қаттиқ муамилисини көрситиду, әлвәттә.
12 Рәһобоам падиша уларға: «Үч күндин кейин андин қешимға йәнә келиңлар» дегинидәк, Йәробоам вә барлиқ хәлиқ үчинчи күни униң қешиға кәлди. 13 Рәһобоам падиша мойсипитларниң мәслиһәтини ташлап көпчиликкә қаттиқлиқ билән җавап бәрди. 14 У яшларниң мәслиһәти бойичә уларға: — Атам силәргә еғир боюнтуруқни салған, лекин мән уни техиму еғир қилимән. Атам силәргә қамчилар билән тәнбиһ бәргән болса мән силәргә «чаянлиқ қамчилар» билән тәнбиһ-тәрбийә беримән, деди.
15 Шуниң билән падиша хәлиқниң сөзини аңлимиди. Бу иш Худа тәрипидин болған; чүнки буниң билән Пәрвәрдигарниң Шилоһлуқ Ахияһниң вастисидә Нибатниң оғли Йәробоамға ейтқан сөзи әмәлгә ашурулидиған болди.
16 Пүткүл Исраил падишаниң уларниң сөзигә қулақ салмиғинини көргәндә хәлиқ падишаға җавап берип: — Давуттин бизгә немә несивә бар? Йәссәниң оғлида бизниң һеч мирасимиз йоқтур! Һәр бириңлар өз өй-чедирлириңларға қайтиңлар, и Исраил! И Давут, сән өз җәмәтиңгила егә бол — деди. Шуниң билән Исраиллар өз өй-чедирлириға қайтип кетишти.□«өй-чедирлириға қайтип кетишти» — «ибраний тилида «өз чедирлириға қайтип кетишти».
17 Амма Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраилларға болса, Йәробоам уларниң үстигә һөкүм сүрди. □«Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраиллар» — буларниң көпинчиси Йәһуда вә Бинямин қәбилилиридин болған, әлвәттә. Башқа қәбилидикиләрмй болуши мүмкин. 18 Рәһобоам падиша баҗ-алван беги Адорамни Исраилларға әвәтти, лекин пүткүл Исраил уни чалма-кесәк қилип өлтүрди. У чағда Рәһобоам падиша алдирап, өзиниң җәң һарвусиға чиқип, Йерусалимға тикивәтти. 19 Шу тәриқидә Исраил Давутниң җәмәтидин йүз өрүп, бүгүнгә қәдәр униңға қарши чиқип кәлди. □«Исраил» — бу тарихта мошу йәрдин башлап адәттә «шималий падишалиқ», йәни «он қәбилә»ни көрситиду.
□10:11 «чаянлиқ қамчилар» — яки болмиса «чаянлар» дегәнниң немә екәнлиги һазир мәлум әмәс, һеч болмиғанда падишаниң интайин қаттиқ муамилисини көрситиду, әлвәттә.
□10:16 «өй-чедирлириға қайтип кетишти» — «ибраний тилида «өз чедирлириға қайтип кетишти».
□10:17 «Йәһуда шәһәрлиридә олтарған Исраиллар» — буларниң көпинчиси Йәһуда вә Бинямин қәбилилиридин болған, әлвәттә. Башқа қәбилидикиләрмй болуши мүмкин.
□10:19 «Исраил» — бу тарихта мошу йәрдин башлап адәттә «шималий падишалиқ», йәни «он қәбилә»ни көрситиду.