11
Рәһобоамниң ишлири
Рәһобоам Йерусалимға келип, Исраил билән җәң қилип падишалиқни өзигә қайтуруп әкилиш үчүн Йәһуда билән Бинямин җәмәтидин бир йүз сәксән миң хилланған җәңгивар әскәрни топлиди. Лекин Худаниң сөзи Худаниң адими Шемаяға келип: —
«Йәһуданиң падишаси, Сулайманниң оғли Рәһобоамға, Йәһуда билән Биняминдики Исраилларға сөз қилип: —«Йәһуда билән Биняминдики Исраиллар» — бәлким Йәһуда қәбилисидикиләр, Бинямин қәбилисидикиләр (өзлирини «Исраиллар» дәп һесаплиған, әлвәттә) һәм Йәһуда вә Бинямин жутлирида турушлуқ башқа қәбилиләрдин кәлгән Исраилларни көрсәтсә керәк.
«Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Һуҗумға чиқмаңлар, қериндашлириңлар билән җәң қилмаңлар; һәр бириңлар өз өйүңларға қайтип кетиңлар; чүнки бу иш Мәндиндур», дегин» — дейилди. Вә улар Пәрвәрдигарниң сөзлиригә қулақ салди, Йәробоамға һуҗум қилиштин янди.
Рәһобоам Йерусалимда туратти, вә Йәһудада қорғанлиқ шәһәрләрни салғузған еди. У Бәйт-Ләһәм, Етам, Тәкоа, Бәйт-Зур, Сокоһ, Адуллам, Гат, Марәшаһ, Зиф, Адорайим, Лақиш, Азикаһ, 10 Зораһ, Айҗалон, Һебронни ясатти; буларниң һәммиси қорғанлиқ шәһәрләр болуп, Йәһуда вә Биняминниң зиминида еди. «Зораһ» — яки «Зореаһ». 11 У барлиқ қәлъә-қорғанларни мустәһкәмлиди вә уларда сәрдарларни тайинлиди, запас ашлиқ, май вә шарапларни тәйярлиди. «барлиқ қәлъә-қорғанлар» — бәлким жуқурида тилға елинған шәһәрләрни, болмиса улардин айрим туридиған қәлъә-қорғанларни көрситиду. 12 У йәнә һәр қайси шәһәрләрни көплигән қалқан вә нәйзиләр билән қуралландуруп, аламәт мустәһкәмливәтти. Йәһуда билән Бинямин униң тәрипидә туратти.«униң тәрипидә туратти» — яки «униңға тәвә еди».
13 Пүткүл Исраилда туруватқан каһинлар билән Лавийлар қайси жутта болмисун униң тәрипидә туратти. 14 Чүнки Йәробоам билән униң оғуллири Лавийларни чәткә қеқип, уларниң Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуп каһинлиқ өткүзүшини чәклигәнлиги үчүн, улар өзлириниң отлақлири вә мал-мүлкини ташлап Йәһуда зиминға вә Йерусалимға келишкән еди 15 (чүнки Йәробоам «жуқури җайлар»дики хизмәт үчүн «текә илаһлири» вә өзи ясиған мозай мәбудлириниң қуллуғида болушқа өзи үчүн каһинларни тайинлиған еди). «жуқури җайлар» — Тәвраттики «Қан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекиткән еди). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилған. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилди (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң). 16 Вә бу Лавийларға әгишип, Исраилниң һәммә қәбилилиридин көңлидә Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип-издәшкә ирадә тиклигәнләр ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға қурбанлиқ қилиш үчүн Йерусалимға келишти. 17 Шундақ қилип улар Йәһуда падишалиғиниң күчини ашуруп, Сулайманниң оғли Рәһобоамни үч жил күчләндүрди; чүнки Йәһудадикиләр үч жил Давутниң вә Сулайманниң йолида маңған еди.
18 Рәһобоам Маһалатни әмригә алди. Маһалат Давутниң оғли Йәримотниң қизи; униң аниси Йәссәниң оғли Елиабниң қизи Абиһайил еди. 19 Маһалаттин Рәһобоамға Йәуш, Шемария вә Заһам дегән оғуллар төрәлди. 20 Кейинки вақитларда Рәһобоам йәнә Абшаломниң нәврә қизи Маакаһни әмригә алди; у униңға Абия, Аттай, Зиза вә Шеломитларни туғуп бәрди. 21 Рәһобоам Абшаломниң нәврә қизи Маакаһни әмригә алған барлиқ аяллири вә кенизәклиридин бәкрәк сөйәтти; чүнки у җәмий он сәккиз аял вә атмиш кенизәкни әмригә алған; у җәмий жигирмә сәккиз оғул, атмиш қиз пәрзәнт көргән. 22 Рәһобоам Маакаһдин болған оғли Абияни қериндашлири ичидә һәммидин чоң шаһзадә қилип тиклиди, чүнки у уни падишалиққа варис қилмақчи еди. 23 Рәһобоам ақиланилик билән иш көрүп, оғуллирини Йәһуданиң барлиқ зиминлири вә Биняминниң барлиқ зиминлиридики барлиқ қорғанлиқ шәһәрләргә орунлаштуруп, уларни наһайити көп запас озуқ-түлүк билән тәминлиди; у йәнә уларға нурғун хотун елип бәрди.
 
 

11:3 «Йәһуда билән Биняминдики Исраиллар» — бәлким Йәһуда қәбилисидикиләр, Бинямин қәбилисидикиләр (өзлирини «Исраиллар» дәп һесаплиған, әлвәттә) һәм Йәһуда вә Бинямин жутлирида турушлуқ башқа қәбилиләрдин кәлгән Исраилларни көрсәтсә керәк.

11:10 «Зораһ» — яки «Зореаһ».

11:11 «барлиқ қәлъә-қорғанлар» — бәлким жуқурида тилға елинған шәһәрләрни, болмиса улардин айрим туридиған қәлъә-қорғанларни көрситиду.

11:12 «униң тәрипидә туратти» — яки «униңға тәвә еди».

11:15 «жуқури җайлар» — Тәвраттики «Қан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекиткән еди). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилған. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилди (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).