29
Һәзәкия һөкүм сүриду; у муқәддәсханини тазилайду
Һәзәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта еди; у Йерусалимда жигирмә тоққуз жил сәлтәнәт қилди. Униң анисиниң исми Абия болуп, Зәкәрияниң қизи еди. «Абия» — яки «Аби». «2Пад.» 18:2ни көрүң. Һәзәкия атиси Давут барлиқ қилғанлиридәк, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. У тәхткә чиққан биринчи жилиниң биринчи ейида Пәрвәрдигар өйиниң дәрвазилирини ачтуруп, йеңибаштин ясатти. У каһинлар билән Лавийларни Худаниң өйигә чақирип келип, алдинқи һойлисиниң мәйданиниң шәриқ тәрипигә жиғип, уларға: — И Лавийлар, гепимгә қулақ селиңлар; өзүңларни Худаға атап пакизлаңлар вә ата-боваңларниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйини униңға муқәддәс қилип пакизлаңлар, муқәддәсханидин барлиқ паскина нәрсиләрни чиқирип ташлаңлар. Чүнки бизниң ата-бовилиримиз асийлиқ қилип, Худайимиз Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Униңдин ваз кәчти, Пәрвәрдигарниң туралғусидин йүзини өрүп, Униңға арқини қилди. Улар айванниң ишиклирини етивәткән, чирақларни өчүривәткән, хушбуй яқмиған еди вә муқәддәсханида Исраилниң Худасиға һеч көйдүрмә қурбанлиқларни сунмайдиған болуп кәткән еди; Шу сәвәптин Пәрвәрдигарниң ғәзиви Йәһуда билән Йерусалимдикиләрниң үстигә чүшүп, худди өз көзүңлар билән көрүп турғиниңлардәк, уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объекткә айландуруп қойди. «уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект...» — яки «уларни адәмләргә дәһшәт салидиған, қорқунуч бастуридиған һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект». Шу сәвәптин ата-бовилиримиз қилич астида қалди; оғул-қизлиримиз вә хотунлиримизму тутқун қилинди. 10 Әнди мән Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң ғәзивиниң биздин яндурулуши үчүн, Униң билән әһдилишиш нийитигә кәлдим. 11 И балилирим, ғапил болмаңлар; чүнки Пәрвәрдигар силәрни Өз алдида туруп хизмитидә болушқа, Униң хизмәткари болуп хушбуй йеқишқа таллиған, деди.«...хушбуй йеқишқа...» — яки «...қурбанлиқ қилишқа...».
12 Шуниң билән Лавийлардин төвәндикиләр орнидин туруп оттуриға чиқти: — Коһатлардин болған Амасайниң оғли Маһат вә Азарияниң оғли Йоел, Мәрарилардин Абдиниң оғли Киш, Йәһалләләлниң оғли Азария, Гәршонлардин Зиммаһниң оғли Йоаһ, Йоаһниң оғли Едән, 13 Әлизафанниң әвлатлиридин Шимри билән Җәийәл, Асафниң әвлатлиридин Зәкәрия билән Маттания; 14 Һеманниң әвлатлиридин Йәһийәл билән Шимәй, Йәдутунниң әвлатлиридин Шемая билән Уззийәлләр. 15 Улар қериндашлирини жиғип, өзлирини Худаға атап паклиди, падишаниң тапшуруғи, Пәрвәрдигарниң әмри бойичә Пәрвәрдигарниң өйини пакизлашқа кирди. 16 Каһинлар Пәрвәрдигарниң өйиниң ичкирисигә пакизлашқа кирди; улар Пәрвәрдигарниң муқәддәс җайидин тапқан барлиқ напак-иплас нәрсиләрни Пәрвәрдигар өйиниң һойлисиға тошуп чиқти; андин уларни Лавийлар елип чиқип, шәһәр сиртидики Кидрон җилғисиға апирип төкти.
17 Улар биринчи айниң биринчи күнидин башлап, өйни қайтидин Худаға атап пакизлашқа киришип, сәккизинчи күни Пәрвәрдигар өйиниң айвиниға чиқти; улар йәнә сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап, биринчи айниң он алтинчи күнигә кәлгәндә ишни түгәтти.«улар йәнә сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап...» — яки «шундақ қилип улар сәккиз күн ичидә Худаниң өйини (муқәддәс җайни) пакизлиған болди...».
18 Андин улар Һәзәкия падишаниң алдиға кирип: — Биз Пәрвәрдигарниң пүткүл өйини, җүмлидин көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһини вә униңдики барлиқ қача-қуча, әсвапларни, «тәқдим нан» тизилидиған ширәни вә ширә үстидики барлиқ қача-қуча, әсвапларни пакизливәттуқ; 19 Аһаз падиша тәхттики чеғида асийлиқ қилип ташливәткән барлиқ қача-қуча, әсвапларни тәйярлап тәх қилип, пакизлап қойдуқ; мана, улар һазир Пәрвәрдигарниң қурбангаһи алдиға қоюлди, деди.
20 Һәзәкия падиша әтигәндә таң сәһәр орнидин туруп шәһәрдики әмәлдарларни жиғип Пәрвәрдигарниң өйигә чиқти. 21 Улар падишалиқ үчүн, муқәддәсхана вә пүтүн Йәһудалар үчүн гуна қурбанлиғи қилишқа йәттә буқа, йәттә қочқар, йәттә қоза вә йәттә текә елип кәлди; падиша Һарун әвлатлири болған каһинларға буларни Пәрвәрдигарниң қурбангаһиға сунушни буйруди. 22 Улар буқиларни боғузлиди, каһинлар қенини елип, қурбангаһқа сәпти; андин улар қочқарларниму боғузлап, қенини қурбангаһқа сәпти; қозиларниму боғузлап, уларниң қениниму қурбангаһқа сәпти. 23 Ахирида гуна қурбанлиғи қилинидиған текиләрни падиша вә җамаәт алдиға йетиләп келивиди, падиша вә җамаәт қоллирини текиләр үстигә қоюшти. «падиша вә җамаәт қоллирини текиләр үстигә қоюшти» — «Лав.» 4؛13-26ни көрүң. 24 Каһинлар текиләрни боғузлап, қенини барлиқ Исраилларниң гунайи үчүн кәчүрүм-кафарәт сүпитидә қурбангаһқа сәпти; чүнки падиша: «Көйдүрмә қурбанлиқ вә гуна қурбанлиғи барлиқ Исраиллар үчүн сунулсун» дегән еди.
25 Падиша йәнә Лавийларни Пәрвәрдигар өйидә Давутниң, Давут падишаниң алдин көргүчиси гадниң вә Натан пәйғәмбәрниң буйруғинидәк җаңҗаң, тәмбур вә чилтар қатарлиқ сазларни тутуп, сәп болуп турушқа тайинлиди (чүнки әслидә бу әмир Пәрвәрдигардин, өз пәйғәмбәрлириниң вастиси билән тапиланған еди). 26 Шуниң билән Лавийлар Давутниң сазлирини, каһинлар канайларни тутқан һалда турушти. 27 Һәзәкия көйдүрмә қурбанлиқ қурбангаһ үстигә сунулсун, дәп буйруди. Көйдүрмә қурбанлиқ сунулған һаман, Пәрвәрдигарға аталған нәғмә-нава қилинишқа, канайлар челинишқа вә Исраилниң падишаси Давутниң сазлири тәңкәш қилинишқа башлиди. 28 Пүткүл көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғичә, пүткүл җамаәт сәҗдигә олтиришти, нәғмә-навачилар нәғмә-нава қилишти, канайчилар канай челип турди. 29 Көйдүрмә қурбанлиқ өткүзүлүп болғанда, падиша вә униң билән һазир болғанларниң һәммиси тизлинип сәҗдә қилишти. 30 Һәзәкия падиша вә әмәлдарлар йәнә Лавийларға Давутниң вә алдин көргүчи Асафниң шеирлири билән Пәрвәрдигарға Һәмдусана оқушни буйруди; шуниң билән улар хошал-хурамлиқ билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушуп, баш егип сәҗдә қилишти.
31 Һәзәкия: — Силәр әнди өзүңларни Пәрвәрдигарға муқәддәс болушқа беғишлиған екәнсиләр, алдиға келиңлар, қурбанлиқлар, тәшәккүр қурбанлиқлирини Рәбниң өйигә кәлтүрүп сунуңлар, девиди, җамаәт қурбанлиқлар вә тәшәккүр қурбанлиқлирини кәлтүрүшти; халиғанлар көйдүрмә қурбанлиғини кәлтүрүшти. «алдиға келиңлар, қурбанлиқлар,...» — мошу йәрдә «қурбанлиқлар» бәлким «енақлиқ қурбанлиқлири»ни көрситиду. 32-36-айәтләргә қариғанда, «көйдүрмә қурбанлиқлар» бу икки хил қурбанлиқлар (инақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлири)дин сирт еди. Оқурмәнләрниң есидә барки, енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлирини каһинлар билән шу қурбанлиқларни сунғучилар йейишкә болатти; «көйдүрмә қурбанлиқлар» пүтүнләй Худаға атап көйдүрүләтти. 32 Җамаәт елип кәлгән көйдүрмә қурбанлиқлар төвәндикичә: — йәтмиш буқа, йүз қочқар, икки йүз қоза; буларниң һәммиси Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиққа әкилингән еди. 33 Булардин башқа Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму бар еди. «Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму...» — бу айәттики кала-қойлар бәлким енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбалиқлири сүпитидә беғишланған болуши мүмкин. 34 Каһинлар бәк аз болғачқа, көйдүрмә қурбанлиқ маллириниң терисини союшқа үлгүрәлмәйтти; шуңа Лавий қериндашлири таки маллар союлуп болғичә һәм башқа каһинлар өзлирини Худаға атап паклап болғичә ярдәмләшти (чүнки Лавийлар өзлирини Худаға атап паклаш ишида каһинларға нисбәтән бәкрәк ихласмән еди). 35 Униң үстигә көйдүрмә қурбанлиқлар наһайити көп еди, шундақла енақлиқ қурбанлиқлириниң мейи вә көйдүрмә қурбанлиқларға қошулған шарап һәдийилириму наһайити көп еди.
Шундақ қилип Пәрвәрдигар өйидики ибадәт хизмәтлири йеңибаштин әслигә кәлтүрүлди. 36 Худа Өз хәлқигә бу ишларни орунлаштурғанлиғи үчүн Һәзәкия вә пүткүл хәлиқ толиму хошал болушти; чүнки бу ишлар бәк тезла беҗирилип болған еди.
 
 

29:1 «Абия» — яки «Аби». «2Пад.» 18:2ни көрүң.

29:8 «уларни дәһшәткә селип, вәһимә болушқа һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект...» — яки «уларни адәмләргә дәһшәт салидиған, қорқунуч бастуридиған һәм заңлиқ қилип уш-уш қилинидиған объект».

29:11 «...хушбуй йеқишқа...» — яки «...қурбанлиқ қилишқа...».

29:17 «улар йәнә сәккиз күн вақит сәрп қилип Пәрвәрдигар өйини пакизлап...» — яки «шундақ қилип улар сәккиз күн ичидә Худаниң өйини (муқәддәс җайни) пакизлиған болди...».

29:23 «падиша вә җамаәт қоллирини текиләр үстигә қоюшти» — «Лав.» 4؛13-26ни көрүң.

29:31 «алдиға келиңлар, қурбанлиқлар,...» — мошу йәрдә «қурбанлиқлар» бәлким «енақлиқ қурбанлиқлири»ни көрситиду. 32-36-айәтләргә қариғанда, «көйдүрмә қурбанлиқлар» бу икки хил қурбанлиқлар (инақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлири)дин сирт еди. Оқурмәнләрниң есидә барки, енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбанлиқлирини каһинлар билән шу қурбанлиқларни сунғучилар йейишкә болатти; «көйдүрмә қурбанлиқлар» пүтүнләй Худаға атап көйдүрүләтти.

29:33 «Пәрвәрдигарға аталған алтә йүз буқа, үч миң қойму...» — бу айәттики кала-қойлар бәлким енақлиқ қурбанлиқлири вә тәшәккүр қурбалиқлири сүпитидә беғишланған болуши мүмкин.