30
«Өтүп кетиш һейти» йеңибаштин тәбриклиниду
1 Һәзәкия пүтүн Исраилға вә Йәһудаға адәм әвәтип һәмдә Әфраимлар билән Манассәһләргә хәт йезип, уларни Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарни сеғинип «өтүп кетиш һейти»ни өткүзүш үчүн Йерусалимға, Пәрвәрдигарниң өйигә жиғилишни чақирди 2 (Падишаһ, әмәлдарлири вә Йерусалимдики барлиқ җамаәт билән биллә мәслиһәтлишип, иккинчи айда өтүп кетиш һейтини өткүзәйли дәп қарарға келишти. 3 Лекин пакланған каһинлар йетишмигәчкә, хәлиқму Йерусалимға жиғилип болмиғачқа, һейтни вақтида өткүзәлмиди). 4 Падиша вә пүткүл җамаәт бу планни наһайити яхши бопту, дәп қариди. 5 Шуниң билән улар пүткүл Исраилниң Бәәр-Шебадин Данғичә барлиқ хәлқини Йерусалимға келип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарни сеғинип өтүп кетиш һейтини өткүзүшкә чақириқнамә әвәтәйли, дәп бекитти; чүнки улар һейтни узун вақитлардин буян пүтүлгән бәлгүлимә бойичә өткүзүлмигән еди. □«Бәәр-Шебадин Данғичә пүткүл Исраил» — Бәәр-Шеба Исраилниң җәнубий чегарисида, Дан шималий чегарисида еди. 6 Чапармәнләр падиша билән әмәлдарларниң хәтлирини елип, пүтүн Исраил вә Йәһуда жутини кезип, падишаниң ярлиғи бойичә мундақ хәвәрни җакалиди: «И Исраиллар, Ибраһим, Исһақ вә Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға йенип келиңлар, шундақ қилсаңлар У Асурийә падишалириниң чаңгилидин қутулған қалдиңларниң йениға йенип келиду. 7 Ата-боваңлар вә қериндишиңларға охшаш болмаңлар; улар өз ата-бовилириниң Худаси Пәрвәрдигарға асийлиқ қилғачқа, У худди силәр көргәндәк уларни харабичиликкә тапшурған. 8 Ата-боваңларға охшаш бойнуңларни қаттиқ қилмаңлар; Пәрвәрдигарниң отлуқ ғәзивиниң силәрдин көтирилип кетиши үчүн, әнди силәр Пәрвәрдигарға беқиниңлар, У мәңгүгә Өзигә хас дәп атиған муқәддәсханиға келип, Худайиңлар болған Пәрвәрдигарниң хизмитидә болуңлар. 9 Әгәр силәр Пәрвәрдигарға қайтсаңлар, қериндашлириңлар вә бала-җақилириңлар өзлирини тутқун қилғанларниң алдида рәһим-илтипатқа еришип, бу жутқа қайтип келиду; чүнки Худайиңлар болған Пәрвәрдигар шапаәтлик вә рәһимликтур; силәр Униң тәрипигә өтсәңлар, У силәрдин йүз өрүмәйду».
10 Чапармәнләр шәһәрму-шәһәр берип, таки Зәбулунғичә Әфраим вә Манассәһниң жутлирини кезип чиқти; лекин у йәрдикиләр уларни заңлиқ қилип мәсқирә қилатти. 11 Һалбуки, Ашир, Манассәһ вә Зәбулунлардин бәзилири өзлирини төвән тутуп Йерусалимға кәлди. 12 Униң үстигә, Худаниң қоли Йәһудаларниң үстидә болуп, уларни бир нийәттә падишаниң вә әмәлдарларниң Пәрвәрдигарниң сөзигә асасән чиқарған әмрини ишқа ашурушқа бир җан бир дил қилди.
13 Шуниң билән иккинчи айда нурғун кишиләр петир нан һейтини өткүзүш үчүн Йерусалимға жиғилған еди; топланған хәлиқ зор бир түркүм адәм еди. □«петир нан һейти» — «өтүп кетиш һейти» билән башлиниду. 14 Улар қозғилип Йерусалим шәһиридики қурбангаһларни бузуп йоқитип, исриқгаһларниму елип чиқип, Кидрон җилғисиға апирип ташлиди. 15 Улар иккинчи айниң он төртинчи күни өтүп кетиш һейтиға аталған қозиларни сойди. Каһинлар билән Лавийлар буниңға қарап хиҗил болуп, өзлирини Худаға муқәддәс болушқа паклап, көйдүрмә қурбанлиқларни Пәрвәрдигарниң өйигә елип келишти. 16 Улар Худаниң адими болған Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға асасән, бәлгүлимә бойичә өз орунлириға келип турушти. Каһинлар Лавийларниң қолидин қанни елип қурбангаһқа сәпти. 17 Җамаәт ичидә паклинип болмиғанлар хелә болғачқа, Лавийлар пакланмиған барлиқ кишиләрниң орнида өтүп кетиш һейтиға беғишланған қозиларни Пәрвәрдигарға аташ үчүн союшқа мәсъул еди. 18-19 Чүнки Әфраим вә Манассәһ, Иссакар вә Зәбулундин кәлгән көпинчиси, хелә көп бир түркүм кишиләр пакланмай турупла, Тәврат бәлгүлимисигә хилап һалда өтүп кетиш һейтиға атап союлған қоза гөшлирини йейишкә киришти; бирақ Һәзәкия улар һәққидә дуа қилип: — Кимки өз ата-бовисиниң Худаси болған Пәрвәрдигарни чин көңлидин изләш нийитигә кәлгән болса, гәрчә улар муқәддәсханиға аит паклиниш бәлгүлимисигә мувапиқ пак қилинмисиму, меһриван Пәрвәрдигар уларни әпу қилғай, деди.□«уларни әпу қилғай» — ибраний тилида «улар үчүн кәчүрүм-кафарәт қилғай».
20 Пәрвәрдигар Һәзәкияниң дуасиға қулақ селип хәлиқни әпу қилди. □«хәлиқни әпу қилди» — ибраний тилида «хәлиқни сақайтти». 21 Йерусалимда туруватқан Исраиллар петир нан һейтини йәттә күн шундақ хошаллиқ ичидә өткүзди; Лавийлар билән каһинлар һәр күни Пәрвәрдигарға аталған мәдһийә сазлири билән Пәрвәрдигарға һәмдусана оқушти.
22 Һәзәкия Пәрвәрдигарниң вәһийлирини чүшәндүрүшкә маһир Лавийларға илһам берип турди; хәлиқ йәттә күн һейт қурбанлиқлирини йеди; улар енақлиқ қурбанлиқлирини сунуп, ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигарни мәдһийилиди.□«Пәрвәрдигарниң вәһийлири» — ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң билими» — бу билим вәһий арқилиқ кәлгәчкә, «вәһийләр» дәп тәрҗимә қилдуқ.
23 Барлиқ җамаәт йәнә йәттә күн һейт өткүзүш тоғрилиқ мәслиһәтлишип, йәнә хошал-хурамлиққа чөмгән һалда йәттә күн һейт өткүзди. 24 Чүнки Йәһуданиң падишаси Һәзәкия җамаәткә миң буқа вә йәттә миң қой һәдийә қилди; әмәлдарларму җамаәткә миң буқа, он миң қой һәдийә қилди. Нурғун каһинлар өзлирини Худаға атап паклиди. 25 Пүткүл Йәһуда җамаити, каһинлар, Лавийлар, Исраилдин чиққан барлиқ җамаәт, җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси аламәт хошал болушти. □«җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «җүмлидин Исраилдин чиққан, Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...». 26 Йерусалимни ғайәт зор хошаллиқ кәйпият қаплиди; чүнки Исраилниң падишаси Давутниң оғли Сулайманниң заманидин буян, Йерусалимда мундақ тәнтәнә болуп бақмиған еди. 27 Ахирида Лавийлардин болған каһинлар орнидин қопуп, хәлиққә бәхит-бәрикәт тилиди; уларниң садаси Худаға аңланди, дуаси асманларға, Униң муқәддәс туралғусиға йәтти.
□30:5 «Бәәр-Шебадин Данғичә пүткүл Исраил» — Бәәр-Шеба Исраилниң җәнубий чегарисида, Дан шималий чегарисида еди.
□30:13 «петир нан һейти» — «өтүп кетиш һейти» билән башлиниду.
□30:18-19 «уларни әпу қилғай» — ибраний тилида «улар үчүн кәчүрүм-кафарәт қилғай».
□30:20 «хәлиқни әпу қилди» — ибраний тилида «хәлиқни сақайтти».
□30:22 «Пәрвәрдигарниң вәһийлири» — ибраний тилида «Пәрвәрдигарниң билими» — бу билим вәһий арқилиқ кәлгәчкә, «вәһийләр» дәп тәрҗимә қилдуқ.
□30:25 «җүмлидин Исраилда туруватқан мусапирлар һәмдә Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «җүмлидин Исраилдин чиққан, Йәһудада туруватқан мусапирларниң һәммиси...».