3
Рутниң хаманға берип, Боаз билән көрүшүш
Шу күнләрдә, қейинаниси Наоми униңға: — Әй қизим, һал-әһвалиңниң яхши болуши үчүн, сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?«Сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?» - Наоминиң мошу «арам-бәхит» дегини Рутни қайтидин өй-очақлиқ қилишни көрситиду. Сән дедәклири билән ишлигән Боаз бизгә туққан келиду әмәсму? Мана, бүгүн ахшам у хаманда арпа соруйду. Әнди сән жуюнуп-таринип, өзүңгә әтирлик май сүрүп, есил кийимлириңни кийип, хаманға чүшкин; лекин у әр киши йәп-ичип болмиғичә, өзүңни униңға көрсәтмигин.«Өзүңгә әтирлик май сүрүп» - ибраний тилида «өзүңни мәсиһ қилип» яки «өзүңни мәсиһләп». У ятқанда униң ухлайдиған йерини көрүвал. Андин сән кирип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә йетивалғин. Андин у саңа немә қилиш керәклигини ейтиду, — деди.
Рут униңға: — Сән немә десәң мән шуни қилимән, — деди. У хаманға чүшүп, қейинаниси униңға тапилиғандәк қилди. Боаз йәп-ичип, көңлини хуш қилип чәшниң айиғиға берип ятти. Андин Рут шәпә чиқармай келип, аяқ тәрипини ечип, шу йәрдә ятти. Йерим кечидә Боаз чөчүп, алдиға еңишкәндә, мана бир аял айиғида ятатти!«Чөчүп, ...» - башқа бир хил тәрҗимиси «титрәп кетип, ...». Һеч болмиғанда, Боаз путлириға соғ урулғанда ойғинип кәткән болса керәк. «Еңишкәндә» - башқа бир хил тәрҗимиси «өрүлгәндә»
Ким сән?! — дәп сориди у.
Рут җававән: — Мән хизмәткариң Рут болимән. Сән мениң һәмҗәмәт-ниҗаткарим болғиниң үчүн хизмәткариңниң үстигә тонуңниң етигини йейип қойғайсән, — деди.«Хизмәткариң» — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида «дедәк»ни тәсвирләйдиған икки сөз бар. Бу айәттә Рут орнини жуқурирақ көрситидиған сөзни өзигә ишләтти (2:13ни вә изаһатни көрүң) «Һәмҗәмәт-ниҗаткар» дегән уқум тоғрилиқ 2:20ни вә изаһатни көрүң. «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» - Рут ейтқан «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» дегән ибарә: — «Мени сайәңниң астиға алғин, мени әмриңгә алғин» дегәнни вә өзиниң Боазниң аяли болушқа рази екәнлигини билдүриду. Худаму Исраилни өз қанити астиға алғанлиғи тоғрилиқ шу сөзни қилған — «Әз.» 16:8ни көрүң.
10 У җававән: — Әй қизим, Пәрвәрдигардин бәхит-бәрикәт тапқайсән! Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур; чүнки сени издигән жигитләр, мәйли кәмбәғәл болсун, бай болсун, уларниң кәйнидин кәтмидиң.«Сени издигән жигитләр» - Боазниң сөзигә қариғанда (шүбһисизки, у һәм тиришчан һәм чирайлиқ болғачқа) Рутни бир қанчә жигит издәп кәлгән. Лекин Рут өз мәйлигә әгишип уларни таллимай, бәлки орниға қейинаниси Наомиға яхши болсун дәп рәхмәтлик еригә «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болған Боазниң панаһлиғини издигән. Шуниң билән Боаз Рутниң қилғини тоғрилиқ: «Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур» дәйду. Рутниң «илгири көрсәткән (садақәт-меһриванлиғи)» болса қейинанисиға болған садақәтлигини, униңға һәмраһ болуп өз жутини ташлап Исраилларниң арисиға кәлгәнлигини көрситиду. Боазниң «Сән кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиқ» дегини болса өзини издигәнлигини көрситиду. 11 И қизим, әнди қорқмиғин! Дегиниңниң һәммисини орундап беримән; чүнки пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп билиду.«Пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр» - ибраний тилида «хәлқимниң шәһириниң дәрвазисидики кишиләр» — қедимки заманда «шәһәрниң дәрвазиси» ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди; шу йәрдә сот ечилатти. Шуңа Боазниң сөзиниң толуқ мәнаси «Мениң шәһиримдики барлиқ мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп қарайду».
12  Дурус, саңа һәмҗәмәт-ниҗаткар болғиним раст; лекин сениң мәндин йеқинрақ йәнә бир һәмҗәмәтиң бар. 13 Әнди кечичә бу йәрдә қалғин; әтә сәһәрдә әгәр у һәмҗәмәтлик һоқуқини ишлитип сени елишни халиса, у алсун; лекин һәмҗәмәтлик һоқуқи бойичә сени алмиса, Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, мән саңа һәмҗәмәтлик қилип сени алай. Таң атқичә бу йәрдә йетип турғин! — деди.
14 У униң айиғида таң атқичә йетип, кишиләр бир-бирини тонуғидәк болуштин бурун қопти. Чүнки Боаз: — бир аялниң хаманға кәлгинини һеч ким билмисун, дәп ейтқан еди.«Ейтқан еди» - ибраний тилида «ейтқан еди» яки «ойлиған еди» дегән мәна бирла сөз билән ипадилиниду. Биз бу йәрдә «ейтқан еди» дәп тәрҗимә қилдуқ.
15 У йәнә Рутқа: — Сән кийгән йепинчини ечип турғин, деди. У уни ечип турувиди, Боаз арпидин алтә кәмчән кәмләп берип, униң өшнисигә артип қойди. Андин у шәһәргә кирди. «Алтә кәмчән» - бәлким «алтә әфаһ», йәни 27-45 килограмни көрситиши мүмкин. 16 Рут қейинанисиниң йениға кәлди. У: — Әй қизим, сән һазир ким?! — дәп сориди. Шуниң билән у қейинанисиға у кишиниң қилғанлириниң һәммисини дәп бәрди. «Сән һазир ким?» - Наоминиң бу соали билән Рутниң һазирқи салаһийитини сорайду: у: «Һазир сән Боазниң аяли болдуңму-йоқ?» дегән мәнини билдүриду. 17 У: — У бу алтә кәмчән арпини маңа бәрди, чүнки у: «қейинанаңниң йениға қуруқ қол қайтип бармиғин» деди, — деди.
18 Наоми: — Әй қизим, бу ишниң ахириниң қандақ болидиғинини билгичә мошу йәрдә тәхир қилғин; чүнки у адәм бүгүн мошу ишни пүткүзмәй арам алмайду, деди.
 
 

3:1 «Сениң арам-бәхитиңни издимәймәнму?» - Наоминиң мошу «арам-бәхит» дегини Рутни қайтидин өй-очақлиқ қилишни көрситиду.

3:3 «Өзүңгә әтирлик май сүрүп» - ибраний тилида «өзүңни мәсиһ қилип» яки «өзүңни мәсиһләп».

3:8 «Чөчүп, ...» - башқа бир хил тәрҗимиси «титрәп кетип, ...». Һеч болмиғанда, Боаз путлириға соғ урулғанда ойғинип кәткән болса керәк. «Еңишкәндә» - башқа бир хил тәрҗимиси «өрүлгәндә»

3:9 «Хизмәткариң» — оқурмәнләрниң есидә барки, ибраний тилида «дедәк»ни тәсвирләйдиған икки сөз бар. Бу айәттә Рут орнини жуқурирақ көрситидиған сөзни өзигә ишләтти (2:13ни вә изаһатни көрүң) «Һәмҗәмәт-ниҗаткар» дегән уқум тоғрилиқ 2:20ни вә изаһатни көрүң. «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» - Рут ейтқан «Тониңниң етигини хизмәткариңниң үстигә йепип қойғайсән» дегән ибарә: — «Мени сайәңниң астиға алғин, мени әмриңгә алғин» дегәнни вә өзиниң Боазниң аяли болушқа рази екәнлигини билдүриду. Худаму Исраилни өз қанити астиға алғанлиғи тоғрилиқ шу сөзни қилған — «Әз.» 16:8ни көрүң.

3:10 «Сени издигән жигитләр» - Боазниң сөзигә қариғанда (шүбһисизки, у һәм тиришчан һәм чирайлиқ болғачқа) Рутни бир қанчә жигит издәп кәлгән. Лекин Рут өз мәйлигә әгишип уларни таллимай, бәлки орниға қейинаниси Наомиға яхши болсун дәп рәхмәтлик еригә «һәмҗәмәт-ниҗаткар» болған Боазниң панаһлиғини издигән. Шуниң билән Боаз Рутниң қилғини тоғрилиқ: «Сениң кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиғиң илгири көрсәткиниңдинму артуқтур» дәйду. Рутниң «илгири көрсәткән (садақәт-меһриванлиғи)» болса қейинанисиға болған садақәтлигини, униңға һәмраһ болуп өз жутини ташлап Исраилларниң арисиға кәлгәнлигини көрситиду. Боазниң «Сән кейин көрсәткән садақәт-меһриванлиқ» дегини болса өзини издигәнлигини көрситиду.

3:11 «Пүткүл шәһиримиздики мөтивәрләр» - ибраний тилида «хәлқимниң шәһириниң дәрвазисидики кишиләр» — қедимки заманда «шәһәрниң дәрвазиси» ақсақаллар вә мөтивәрләр олтиридиған җай еди; шу йәрдә сот ечилатти. Шуңа Боазниң сөзиниң толуқ мәнаси «Мениң шәһиримдики барлиқ мөтивәрләр сени пәзиләтлик аял дәп қарайду».

3:14 «Ейтқан еди» - ибраний тилида «ейтқан еди» яки «ойлиған еди» дегән мәна бирла сөз билән ипадилиниду. Биз бу йәрдә «ейтқан еди» дәп тәрҗимә қилдуқ.

3:15 «Алтә кәмчән» - бәлким «алтә әфаһ», йәни 27-45 килограмни көрситиши мүмкин.

3:16 «Сән һазир ким?» - Наоминиң бу соали билән Рутниң һазирқи салаһийитини сорайду: у: «Һазир сән Боазниң аяли болдуңму-йоқ?» дегән мәнини билдүриду.