7
Йерусалим қизлири йәнә Шуламитни махтап сөз қилиду
«Қайтқин, қайтқин, и Шуламит —
Қайтқин, қайтқин, бизниң саңа қариғумиз бардур!»
 
«Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?»
 
«“Икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!»«Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?» — бу сөзләрни Шуламит ейтиду.
«“икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!» — бу сөзләрни Йерусалим қизлири ейтиду.«Икки баргаһ» — Ибраний тилида «Маһанаим» дегән йәрни көрситиши мүмкин. «Икки баргаһ» уссул бәлким муһәббәтни ипадиләйдиған бир уссул еди.
Изаһат: — Қиз мошу йәрдә «Шуламит» (шуламлиқ қиз) дәп атилиду. У бәлким Галилийәдики «Шунәм» дегән шәһәрдин кәлгән. «Шунәм» кейин «шуләм» дәп аталған. «Шуламит» яки «шуламлиқ» дегәнниң башқа бир мәнаси «Сулайман ханим»; йәни бир мәнаси «камил болғучи». Мошу йәрдә у йәнә махташларға кәмтәрлик билән җавап бериду.
 
 
Сулайман Шуламитқа сөз қилиду •••• Шуламит Сулайман үчүн «икки баргаһ» уссулини ойнайду
«И шаһзадиниң қизи,
Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл!
Толғиған ямпашлириң гөһәрләрдәк,
Чевәр һүнәрвән қолиниң һүниридур.«Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл!» — яки «кәшлириңдә сениң путлириң немидегән гөзәл!».
Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур;
Униң әбҗәш шараби кам әмәс;
Қосиғиң буғдай догисидур,
Әтрапиға нилупәрләр олишиду.«Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур» — бәзи алимлар «киндигиң» дегән сөз җинсий йолини, яки тәнниң төвән қисмини көрситиду, дәп қарайду. Ундақ болса Шуламит Сулайман алдида ялаңач болуп уссул ойнайду. «...униң әбҗәш шараби кам әмәс;..» — «әбҗәш шарап» Пәләстиндә адәмни әң мәс қилидиған шарап һесаплинатти.
Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур;
Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк,
Бурнуң Дәмәшққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду;
Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур,
Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.«Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур» — улуқ Сулайман падиша йезидики бир қизға «әсир болди»! Муһәббәтниң күчи зордур!
И сөйгиним, һозурлар үчүн шунчә гөзәл, шунчә йеқимлиқтурсән!
Сениң боюң палма дәриғидәк,
Көксүң үзүм ғунчилиридәктур.«Сениң боюң палма дәриғидәк, көксүң үзүм ғунчилиридәктур» — «палма дәриғи»ниң өзи үнүмлүк, һосуллуқ дәрәқ һесаплиниду. Шуламит егиз бойлуқ вә зилва, «һосуллуқ» дәп қаралған охшайду.
Мән: — «Палма дәриғи үстигә чиқимән,
Шахлирини тутуп ямишимән;
Көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк,
Бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...».«Палма дәриғи үстигә чиқимән, шахлирини тутуп ямишимән; көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк...» — палма дәриғиниң хормилирини үзүш яки гүллирини чаңлаштүрүп мевилик қилиш үчүн униңға ямишип чиқиши керәк. Сулайман бу охшитишта бәлким иккила мәнасини көчмә мәнидә ишлитиду. Һазир Шуламит билән җинсий мунасивәт өткүзүшкә башлайду. «...бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...» — «алмилар» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «өрүкләр».
 
Шуламит сөз қилип, Сулайманниң гепини давамлаштуриду
10 
«...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп,
Ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!«...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп, ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!» — ибраний тилида чүшиниш бәк тәс, башқа көп тәрҗимилири учриши мүмкин. Лекин умумий мәнаси ениқки, Шуламит Сулайманниң «муһәббәтлишәйли» дегән тәливигә инкас қайтуруп, толуқ қобул қилиду.
11 Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән,
Униң тәқаззаси маңа қаритилиду».«(1-10-айәт) шәрһи» — 9-10-айәттә Шуламит Сулайманниң «муһәббәтлишәйли» дегән тәливигә инкас қайтуруп, толуқ қобул қилиду.
 
Он биринчи ойлиниш — Шуламитниң өз жутини йоқлашқа болған арзуси •••• {7:11-8:4} •••• Шуламит сөз қилиду
12 «И сөйүмлүгүм, келәйли,
Етизларға чиқайли;
Йезиларда түнәп келәйли,«И сөйүмлүгүм, келәйли, етизларға чиқайли; йезиларда түнәп келәйли,...» — Шуламитниң өз жутини йәнә көргүси, шу йәрдә Сулайман билән далада муһәббәтләшкүси бар еди. 12-13-айәтниму көрүң.
13 Үзүмзарлиққа чиқишқа балдур орундин турайли,
Үзүм таллириниң бихлиған-бихлимиғанлиғини,
Чечәкләрниң ечилған-ечилмиғанлиғини,
Анарларниң бәрқ урған-урмиғанлиғини көрәйли;
Әшу йәрдә муһәббәтлиримни саңа беғишлаймән.
14 Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду;
Ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур,
Йеңи һәм кониму бардур;
Сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!»«Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду» — «муһббәтгүл» дегән гүл җинсий муһәббәтни қозғайдиған бир хил гүл. «ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур, ...сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!» — Қанаанда (Пәләстиндә) хәлиқләр «ишик үсти»дики бир җаза үстидә һәр хил мевә-чевиләрни сақлайду.
 
 

7:1 «Силәр Шуламитниң немисигә қариғуңлар бар?» — бу сөзләрни Шуламит ейтиду. «“икки баргаһ” уссулға чүшкән вақтидикидәк униңға қараймиз!» — бу сөзләрни Йерусалим қизлири ейтиду.«Икки баргаһ» — Ибраний тилида «Маһанаим» дегән йәрни көрситиши мүмкин. «Икки баргаһ» уссул бәлким муһәббәтни ипадиләйдиған бир уссул еди. Изаһат: — Қиз мошу йәрдә «Шуламит» (шуламлиқ қиз) дәп атилиду. У бәлким Галилийәдики «Шунәм» дегән шәһәрдин кәлгән. «Шунәм» кейин «шуләм» дәп аталған. «Шуламит» яки «шуламлиқ» дегәнниң башқа бир мәнаси «Сулайман ханим»; йәни бир мәнаси «камил болғучи». Мошу йәрдә у йәнә махташларға кәмтәрлик билән җавап бериду.

7:2 «Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл!» — яки «кәшлириңдә сениң путлириң немидегән гөзәл!».

7:3 «Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур» — бәзи алимлар «киндигиң» дегән сөз җинсий йолини, яки тәнниң төвән қисмини көрситиду, дәп қарайду. Ундақ болса Шуламит Сулайман алдида ялаңач болуп уссул ойнайду. «...униң әбҗәш шараби кам әмәс;..» — «әбҗәш шарап» Пәләстиндә адәмни әң мәс қилидиған шарап һесаплинатти.

7:6 «Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур» — улуқ Сулайман падиша йезидики бир қизға «әсир болди»! Муһәббәтниң күчи зордур!

7:8 «Сениң боюң палма дәриғидәк, көксүң үзүм ғунчилиридәктур» — «палма дәриғи»ниң өзи үнүмлүк, һосуллуқ дәрәқ һесаплиниду. Шуламит егиз бойлуқ вә зилва, «һосуллуқ» дәп қаралған охшайду.

7:9 «Палма дәриғи үстигә чиқимән, шахлирини тутуп ямишимән; көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк...» — палма дәриғиниң хормилирини үзүш яки гүллирини чаңлаштүрүп мевилик қилиш үчүн униңға ямишип чиқиши керәк. Сулайман бу охшитишта бәлким иккила мәнасини көчмә мәнидә ишлитиду. Һазир Шуламит билән җинсий мунасивәт өткүзүшкә башлайду. «...бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...» — «алмилар» дегәнниң башқа бир хил тәрҗимиси «өрүкләр».

7:10 «...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп, ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!» — ибраний тилида чүшиниш бәк тәс, башқа көп тәрҗимилири учриши мүмкин. Лекин умумий мәнаси ениқки, Шуламит Сулайманниң «муһәббәтлишәйли» дегән тәливигә инкас қайтуруп, толуқ қобул қилиду.

7:11 «(1-10-айәт) шәрһи» — 9-10-айәттә Шуламит Сулайманниң «муһәббәтлишәйли» дегән тәливигә инкас қайтуруп, толуқ қобул қилиду.

7:12 «И сөйүмлүгүм, келәйли, етизларға чиқайли; йезиларда түнәп келәйли,...» — Шуламитниң өз жутини йәнә көргүси, шу йәрдә Сулайман билән далада муһәббәтләшкүси бар еди. 12-13-айәтниму көрүң.

7:14 «Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду» — «муһббәтгүл» дегән гүл җинсий муһәббәтни қозғайдиған бир хил гүл. «ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур, ...сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!» — Қанаанда (Пәләстиндә) хәлиқләр «ишик үсти»дики бир җаза үстидә һәр хил мевә-чевиләрни сақлайду.