6
Йерусалим қизлири сөзләйду
«Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду,
Қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи?
Сениң сөйүмлүгүң қәйәргә бурулуп кәтти?
Биз сән билән биллә уни издәйли!»«Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду, қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи? .... биз сән билән биллә уни издәйли!» — Йерусалим қизлириниң 5:9-айәттики мазақ вә гуманлири пүтүнләй йоқиди.
 
Шуламит уларға җавап бериду
«Мениң сөйүмлүгүм өз беғиға чүшти,
Тетитқу отяшлиқларға чүшти.
Бағларда озуқлинишқа,
Нилупәрләрни жиғишқа чүшти.
Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән,
Вә сөйүмлүгүм мениңкидур;
У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду»«(2-3-айәт) шәрһи» — адәттә бу муһәббәт шеиридә «бағ» Шуламитниң бәдинини яки уларниң муһәббитиниң өзини көрситиду. Мошу йәрдә «бағ» Сулайман Шуламитқа муһәббитини көрсәтмәктә, униң бәдинидин йәнә һозурланмақта, дәп қараймиз. Шуламитниң Сулайманниң өзигә бағлиған муһәббитигә ишәши камил: 2:16дә у: «сөйүмлүгүм мениңкидур, мән униңкидурмән» дәйду; һазир униңға нисбәтән сөйгининиң өзигә әмәс, бәлки өзиниң униңға тәвә болғанлиғи әң муһим иштур. «У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у нилупәр арисида озуқлиниду». Бирақ немила болмисун буниң көчмә мәнаси тәрҗимимизниңкидәк болиду — демәк, Сулайман Шуламитниң бәдинидин һозурланмақта.
 
Тоққузинчи ойлиниш — Сулайманниң Шуламитқа қайтип келиши — Шуламитни қайта махтиши {6:4-6:9} •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилиду
«Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл;
Йерусалимдәк йеқимлиқ,
Туғларни көтәргән бир қошундәк һәйвәтликтурсән;«Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл» — Тирзаһ шәһири интайин гөзәл еди. Сулайманниң дәвридин кейин у Исраилниң шималий падишалиғиниң вақитлиқ пайтәхти болди («1Пад.» 15-бап).
Аһ, көзлириңни мәндин кәткүзгин!
Чүнки улар мениң үстүмдин ғалип келиватиду;
Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.
Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк;
Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардиндур;
Улар арисида һеч бири кам әмәстур;«Улар арисида һеч бири кам әмәстур» — яки «улар арисида һеч бири туғмастур».
Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар;
Қизлар санақсиз;«Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар; қизлар санақсиз» — «ханиш»лар толуқ аял дәриҗисидә, «кенизәкләр» һәрәмдики «кичик хотун» дәриҗисидә, «қизлар» кәлгүсидики кенизәкләр еди. Буларниң санлириға қариғанда Сулайман падишалиғиниң дәслипидила Шуламитни өз әмригә алған еди. Кейин униң 700 аяли, 300 кенизиги болған («1Пад.» 11-бапни көрүң). Биз бу иш үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  1Пад. 11:3
Бирақ мениң пахтиким, ғубарсизим болса бирдин-бирдур;
Анисидин туғулғанлар ичидә тәңдашсиз болғучи,
Өзини туққучиниң таллиғинидур.
Қизлар уни көрүп, уни бәхитлик дәп аташти,
Ханишлар вә кенизәкләрму көрүп уни махташти».«(4-9-айәт) шәрһи» — Сулайманниң бу қетимқи Шуламитни махтиған бәзи сөзлири той кечисидикигә охшаш болғини билән, йеңидин қошулған махташлири техиму күчлүк. У йәнә Шуламитни қәдирләйду, техиму махтайду. Сулайманниң униңға бағлиған муһәббити униң «өлчәмгә йәткәнлиги»гә асасланған әмәс.
 
Бәшинчи хатирә — Йезида дәм елиш — Галилийәгә қайтиш {6:10-8:14} •••• Онинчи ойлиниш - ««Маһанаим», йәни «икки баргаһ» уссули» {6:10-7:10} •••• {Йерусалим қизлири сөз қилиду}
10 «Таң сәһәр җаһанға қариғандәк,
Айдәк гөзәл, айдиңдәк рошән,
Иллиқ қуяштәк йоруқ,
Туғларни көтәргән қошунлардәк һәйвәтлик болғучи кимдур?»«(10-айәт) шәрһи» — Шуламит һазир Сулайманниң муһәббитиниң тәсиридә ишәшкә толған, күчлүк зат болуп чиқти. «Таң сәһәр җаһанға қариғандәк» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Таң сәһәрдәк нурлуқ көрүнгән,...»
 
Шуламит Йерусалим қизлириға сөз қилиду
11 «Меғизлар беғиға чүштүм,
Җилғидики гүл-гияларни көрүшкә,
Үзүм телиниң бихлиған-бихлимиғанлиғини көрүшкә,
Анарларниң чечәклигән-чечәклимигәнлигини көрүшкә;
12 Бирақ билә-билмәй,
Җеним мени көтирип,
Есил хәлқимниң җәң һарвулири үстигә қойған екән».«(11-12-айәт) шәрһи» — Шуламит йәнә кәмтәрлик билән бундақ махташларға җавап бериду; у бирдинла ханиш болған болсиму, униң өз хәлқигә бағлиған һөрмити бурунқидәкла чоңқурдур («мениң есил хәлқим», дәйду). У туюқсиз сәһралиқ қиз Салаһийитидин ханишлиқ орниға чиққанда һеч адәтлинәлмигән. Әксичә, у шу әтигәндила «җилғидики гүл-гияларни көрүшкә, меғизлар беғиға чүшкән» еди, чүнки булар бәлким униңға өз жути Галилийәни әслитиду.
12-айәтни ибраний тилида чүшиниш бәк тәс, башқа көп тәрҗимилири учриши мүмкин. Униң мәнаси бизниңчә қандақла болмисун униң туюқсиз жуқури орунға көтирилиши билән бағлиқтур.
 

6:1 «Сениң сөйүмлүгүң нәгә кәткәнду, қиз-аяллар арисида әң гөзәл болғучи? .... биз сән билән биллә уни издәйли!» — Йерусалим қизлириниң 5:9-айәттики мазақ вә гуманлири пүтүнләй йоқиди.

6:3 «(2-3-айәт) шәрһи» — адәттә бу муһәббәт шеиридә «бағ» Шуламитниң бәдинини яки уларниң муһәббитиниң өзини көрситиду. Мошу йәрдә «бағ» Сулайман Шуламитқа муһәббитини көрсәтмәктә, униң бәдинидин йәнә һозурланмақта, дәп қараймиз. Шуламитниң Сулайманниң өзигә бағлиған муһәббитигә ишәши камил: 2:16дә у: «сөйүмлүгүм мениңкидур, мән униңкидурмән» дәйду; һазир униңға нисбәтән сөйгининиң өзигә әмәс, бәлки өзиниң униңға тәвә болғанлиғи әң муһим иштур. «У өз падисини нилупәрләр арисида бақиду» — башқа бир хил тәрҗимиси: «у нилупәр арисида озуқлиниду». Бирақ немила болмисун буниң көчмә мәнаси тәрҗимимизниңкидәк болиду — демәк, Сулайман Шуламитниң бәдинидин һозурланмақта.

6:4 «Сән гөзәл, и сөйүмлүгүм, Тирзаһ шәһиридәк гөзәл» — Тирзаһ шәһири интайин гөзәл еди. Сулайманниң дәвридин кейин у Исраилниң шималий падишалиғиниң вақитлиқ пайтәхти болди («1Пад.» 15-бап).

6:6 «Улар арисида һеч бири кам әмәстур» — яки «улар арисида һеч бири туғмастур».

6:8 «Атмиш ханиш, сәксән кенизәкму бар; қизлар санақсиз» — «ханиш»лар толуқ аял дәриҗисидә, «кенизәкләр» һәрәмдики «кичик хотун» дәриҗисидә, «қизлар» кәлгүсидики кенизәкләр еди. Буларниң санлириға қариғанда Сулайман падишалиғиниң дәслипидила Шуламитни өз әмригә алған еди. Кейин униң 700 аяли, 300 кенизиги болған («1Пад.» 11-бапни көрүң). Биз бу иш үстидә «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

6:8 1Пад. 11:3

6:9 «(4-9-айәт) шәрһи» — Сулайманниң бу қетимқи Шуламитни махтиған бәзи сөзлири той кечисидикигә охшаш болғини билән, йеңидин қошулған махташлири техиму күчлүк. У йәнә Шуламитни қәдирләйду, техиму махтайду. Сулайманниң униңға бағлиған муһәббити униң «өлчәмгә йәткәнлиги»гә асасланған әмәс.

6:10 «(10-айәт) шәрһи» — Шуламит һазир Сулайманниң муһәббитиниң тәсиридә ишәшкә толған, күчлүк зат болуп чиқти. «Таң сәһәр җаһанға қариғандәк» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Таң сәһәрдәк нурлуқ көрүнгән,...»

6:12 «(11-12-айәт) шәрһи» — Шуламит йәнә кәмтәрлик билән бундақ махташларға җавап бериду; у бирдинла ханиш болған болсиму, униң өз хәлқигә бағлиған һөрмити бурунқидәкла чоңқурдур («мениң есил хәлқим», дәйду). У туюқсиз сәһралиқ қиз Салаһийитидин ханишлиқ орниға чиққанда һеч адәтлинәлмигән. Әксичә, у шу әтигәндила «җилғидики гүл-гияларни көрүшкә, меғизлар беғиға чүшкән» еди, чүнки булар бәлким униңға өз жути Галилийәни әслитиду. 12-айәтни ибраний тилида чүшиниш бәк тәс, башқа көп тәрҗимилири учриши мүмкин. Униң мәнаси бизниңчә қандақла болмисун униң туюқсиз жуқури орунға көтирилиши билән бағлиқтур.