4
Ишбошәт өлтүрүлиду
Саулниң оғли Абнәрниң Һебронда өлгинини аңлиғанда қоли бошишип кәтти, барлиқ Исраил дәккә-дүккигә чүшти.
Саулниң оғлиниң қошуниниң алдин жүрәр қисмида икки сәрдари болуп, бириниң исми Баанаһ, йәнә бириниң исми Рәкаб еди. Улар Бинямин қәбилисидин болған Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири еди (чүнки Бәәрот Бинямин қәбилисигә тәвә һесаплинатти; Йә. 9:17; 18:25 лекин Бәәротлуқлар Гиттаимға қечип берип у йәрдә бу күнгичә мусапирдәк яшаватиду).
Саулниң оғли Йонатанниң бир оғли болуп, пути ақсақ еди. Саул билән Йонатанниң өлгәнлиги тоғрилиқ хәвәр Йизрәәлгә йәткәндә, у бәш яшқа киргән еди. Иник аниси уни елип қачти; лекин шундақ болдики, у алдирап жүгүргәчкә, бала чүшуп кетип, ақсақ болуп қалған еди. Униң исми Мәфибошәт еди.2Сам. 9:3-13
Әнди бир күни Бәәротлоқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән Баанаһ чиңқи чүш вақтида Ишбошәтниң өйигә барди. Ишбошәт чүшлүк уйқида ухлаватқан еди. Улар буғдай алимиз дегәнни банә қилип, өйиниң ичкиригә кирип, Ишбошәтниң қосиғиға пичақ санҗиди. Андин Рәкаб вә Баанаһ қечип кәтти (улар Ишбошәт һуҗрисида кариватта ятқинида, өйгә кирип, уни өлтүргән еди). Улар униң каллисини кесип, андин каллисини елип кечичә Арабаһ түзләңлигидин меңип өтти. Улар Ишбошәтниң каллисини Һебронға, Давутниң қешиға елип берип, падишаға: Мана, бу җанаблириниң җенини издигән дүшмәнлири Саулниң оғли Ишбошәтниң каллиси! Бүгүн Пәрвәрдигар ғоҗам падишани Саул билән нәслидин интиқам елишқа муйәссәр қилди — деди.
Давут Бәәротлуқ Риммонниң оғуллири Рәкаб билән иниси Баанаһға: Мени барлиқ қийинчилиқлардин қутқузған Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, 10  бурун бириси Давутқа хуш хәвәр елип кәлдим, дәп ойлап, маңа: — Мана, Саул өлди, дәп кәлгәндә, мән уни елип Зиклагта өлтүрүвәттим. Бәрһәқ, мана бу униң йәткүзгән хәвириниң мукапати болған еди! 2Сам. 1:15 11  Әнди мән шундақ қилған йәрдә, рәзил адәмләр өз өйидә орунда ятқан бир һәққаний кишини өлтүргән болса, мән немә қилай?! Униң аққан қан қәрзини силәрниң қолуңлардин елип, силәрни йәр йүзидин йоқатмамдим? — деди.
12  Давут ғуламлириға буйруқ қиливиди, улар буларни қәтл қилди. Уларниң қол-путлирини кесип, уларни Һеброндики көлниң йенида есип қойди; лекин улар Ишбошәтниң бешини елип Һебронда Абнәрниң қәбридә дәпнә қилди.« Рәкаб билән Баанаһниң қол-путлирини кесип, уларни Һеброндики көлниң йенида есип қойди» — «уларни» бәлким Рәкаб билән Баанаһниң қол-путлиринила әмәс, бәлки җәсәтлирини көрситиши мүмкин.  2Сам. 3:32
 
 

4:2 Йә. 9:17; 18:25

4:4 2Сам. 9:3-13

4:10 2Сам. 1:15

4:12 « Рәкаб билән Баанаһниң қол-путлирини кесип, уларни Һеброндики көлниң йенида есип қойди» — «уларни» бәлким Рәкаб билән Баанаһниң қол-путлиринила әмәс, бәлки җәсәтлирини көрситиши мүмкин.

4:12 2Сам. 3:32