4
Өйни яңливаштин селишниң тосқунлуққа учриши
Йәһуда вә Биняминдики рәқипләр сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләр Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға атап өйни яңливаштин салмақчикән, дегән гәпни аңлап, Зәруббабәл вә җәмәт башлиқлири билән көрүшүп: — Биз силәр билән биллә салайли; чүнки бизму силәргә охшашла силәрниң Худайиңларни изләп, бизни бу йәргә әкәлгән Асурийә падишаси Есар-Һаддонниң күнлиридин тартип униңға қурбанлиқ сунуп келиватимиз, дейишти. 2Пад. 17:29-41 Лекин Зәруббабәл, Йәшуа билән Исраилниң башқа җәмәт башлиқлири уларға: — Худайимизға өй селишта силәрниң биз билән һеч қандақ алақәңлар йоқ; бәлки Парс падишаси Қорәш бизгә буйруғандәк, пәқәт биз өзимизла Исраилниң Худаси болған Пәрвәрдигарға өй салимиз, дейишти.Әзра 1:1, 2, 3
Шуниңдин кейин шу йәрдики аһалә Йәһудаларниң қолини аҗиз қилип, уларниң қурулуш қилишиға кашила туғдуруп турди. Улар йәнә Парс падишаси Қорәшниң барлиқ күнлиридин таки Парс падишаси Дариус тәхткә олтарған вақитқичә, дайим мәслиһәтчиләрни сетивелип, Йәһудалар билән қеришип, қурулуш нишанини бузушқа урунуп турди.«Парс падишаси Дариус» — миладийәдин илгәрки 522-486-жилларда Парс тәхтигә олтарған.
 
Рәқипләрниң Йәһудалар үстидин әрз қилиши
Аһашверош тәхткә чиққан дәсләпки вақитларда улар униңға Йәһудийә вә Йерусалим аһалиси үстидин бир әрзнамә язди. «Аһашверош» — бәзи алимлар Парс императори болған мошу «Аһашверош»ни «Ксәрксис И» ниң өзи шу (миладийәдин илгәрки 486-464-жиллар), дәп қарайду. Бирақ испат барки, «Аһашверош» яки «Ксәрксис» дегән сөз әслидә исим әмәс, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. Шуңа биз «Аһашверош» дәп аталған падишани Камбисис (миладийәдин илгәрки 529-521-жиллар), дәп қараймиз. Шуниңдәк Артахшашта күнлиридә Бишлам, Митридат, Табәәл вә уларниң қалған шериклириму Парс падишаси Артахшаштаға арамий тилида бир әрз хетини язди; хәт арамий тилидин тәрҗимә қилинди.«Артахшашта» — «Артахшашта» билән «Артаксәрксис» бир адәмниң нами болуп, тарихта у «Артаксәрксис» дегән (грекчә) исми билән тонулған. Бу падиша Камбисис вә Дариус Хистаспис (миладийәдин илгәрки 522-486-жиллар) арилиғида өткән болса керәк. Шуңа у: (1) Камбисисни өлтүрүп тәхтини тартивалған «Смәрдис» дегән җадугәрни (йәттә ай тәхткә олтарған) яки болмиса: (2) Камбисис император билән бирликтә һөкүмранлиқ қилған бизгә һазир намәлум «Артахшашта» (Артаксәрксис») исимлиқ башқа бирисини көрситиши мүмкин. У кейинки аләмшумул император «Артаксәрксис» (миладийәдин илгәрки 486-425-жиллар) болуши мүмкин әмәс; чүнки шу киши 24-айәттә тилға елинған Дариус императордин кейин һөкүмранлиқ қилди.
Валий Рәһум билән диван беги Шимшай падиша Артахшаштаға Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди: — «...Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди» — бу айәттин башлап 6:18гичә «Әзра»ниң тексти арамий тилида йезилған.
«Мәзкур мәктупни язғанлардин, валий Рәһум, катип беги Шимшай вә уларниң башқа һәмраһлири болған сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар, арқивилиқлар, Бабиллиқлар, Шушанлиқлар, йәни Еламийлар «...сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар...» — яки «...Динайлиқлар, Афарсатқилиқлар, Тарпәлликләр, Арфаслиқлар,...». «Шушанлиқлар, йәни...» — яки «Суса (шәһири)дикиләр, йәни...». 10 вә улуқ җанабий Оснаппар Самарийә шәһиригә вә Әфрат дәрияниң мошу тәрипидики башқа йәрләргә орунлаштурған аһалиму бар «Улуқ җанабий Оснаппар» — Оснаппар болса Асурийә императори «Ашурбанипал»ниң арамий тилидики нами. У миладийәдин илгәрки 669-жили атиси Есарһаддонниң тәхтигә варислиқ қилди; миладийәдин илгәрки 645-жиллири әтрапида у Еламниң пайтәхти Шушанни ишғал қилип, униңдики пухралардин бәзиләрни Самарийәгә, шундақла оттура шәриқтики башқа йәрләргә сүргүн қилди. «дәрия» —мәзкур китапта мошу йәрдин башлап «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду; «мошу тәрипи» — ғәрбий тәрипи, әлвәттә. 11 (мана бу уларниң падишаға язған хетиниң көчүрүлмиси) — өзлириниң дәрияниң мошу тәрипидики хизмәткарлиридин падиша алилири Артахшаштаға салам! 12 Падиша алийлиригә мәлум болсунки, өзлири тәрәптин биз тәрәпкә кәлгән Йәһудийлар Йерусалимға келишти; улар әшу асий вә сесиқ шәһәрни қуруватиду, улини ясап пүттүрди, сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду. «сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду» — мошу гәп биринчидин өз-өзигә зит келиду. Қандақсигә сепил һуллири техи «бир-биригә уланмай» туруп сепил ясилип болиду? 13-айәттә хатириләнгән өз баянлириму уларниң шу сөзигә рәддийә болиду. Иккинчидин, бу сөзләр пүтүнләй ялған. Йәһудий хәлқи пәқәт ибадәтхана (Қорәш падишаниң әслидики ярлиғи бойичә) қурувататти. Сепилниң өзи болса, харабилик әһвалда еди. Мәсилән «Нәһ.» 1:3ни көрүң. 13 Әнди улуқ падиша алийлиригә шу мәлум болғайки, мабада бу шәһәр оңланса, сепил пүткүзүлсә, улар баҗ тапшурмайдиған, олпан төлимәйдиған вә парақ тапшурмайдиған болувалиду, бундақ кетивәрсә падишаларниң ғәзнисигә сөзсиз зиян болиду. 14 Биз ординиң тузини йәп туруп, падишасимизниң бундақ беһөрмәт қилинишиға қарап турушимизға қәтъий тоғра кәлмәйду, шу сәвәптин падишасимизға мәлум қилишқа җүръәт қилдуқ. «бундақ беһөрмәт қилинишиға...» — яки «бундақ зиян тартишиға...». 15 Шуниң үчүн алийлириниң ата-бовилириниң тарихнамисини сүрүштә қилишлирини тәшәббус қилимиз; сили тарихнамидин бу шәһәрниң әһвалини билип, униң падишаларғиму, һәр қайси өлкиләргиму зиян йәткүзүп кәлгән асий бир шәһәр екәнлигини, қедимдин тартип бу шәһәрдикиләр ағдурмичилиқ териғанлиғини билгәйла; дәл шу сәвәптин бу шәһәр вәйран қилинған еди. 16 Шуңа биз алийлириға шуни уқтурмақчимизки, әгәр бу шәһәр қурулса, сепиллири пүткүзүлсә, ундақта силиниң дәрияниң мошу тәрипидики йәрләргә һеч қандақ егидарчилиқлири болмай қалиду».
 
Падишаһниң иш тохтитилсун дәп ярлиқ чүшүрүши
17 Падиша мундақ җавап йоллиди: —
«Валий Рәһум, диван беги Шимшайға вә Самарийә һәм Дәрияниң шу тәрипидики башқа йәрләрдә турушлуқ һәмраһлириңларға салам! «Дәрияниң шу тәрипи» — Әфрат дәриясиниң ғәрбий тәрипи. 18 Силәрниң бизгә язған әрз хетиңлар мениң алдимда ениқ қилип оқуп берилди. «алдимда ениқ қилип оқуп...» — яки «алдимда тәрҗимә қилинип оқуп....». 19 Тәкшүрүп көрүшни буйрувидим, бу шәһәрниң дәрвәқә қедимдин тартип падишаларға қарши чиқип исян қозғиған, шәһәрдә дайим асийлиқ-қозғилаң көтириштәк ишларниң болуп кәлгәнлиги мәлум болди. 20 Илгәрки вақитларда қудрәтлик падишалар Йерусалимға һөкүмранлиқ қилип, Дәрияниң шу тәрипидики пүтүн йәрләрни идарә қилип кәлгән, улар шуларға беқинип баҗ, олпан вә париқини тапшуруп кәлгән екән. 21 Әнди силәр буйруқ чүшүрүп у хәлиқни иштин тохтитиңлар, мәндин башқа ярлиқ чүшүрүлмигичә, бу шәһәрни яңливаштин қуруп чиқишқа болмайдиғанлиғи уқтуруңлар. 22 Бу ишни ада қилмай қелиштин пәхәс болуңлар; падишаларға зиян кәлтүридиған апәт немишкә күчийиверидикән?».
23 Падиша Артахшаштаниң ярлиғиниң көчүрүлмиси Рәһумға, диван беги Шимшай һәм уларниң һәмраһлириға оқуп берилиши биләнла, улар алман-талман Йерусалимдики Йәһудаларниң қешиға чиқип, һәрбий күч ишлитип, уларни ишни тохтитишқа мәҗбур қилди. 24 Шуниң билән Йерусалимдики Худаниң өйидики ишлар тохтиди; иш таки Парс падишаси Дариус тәхткә чиқип иккинчи жилиғичә тохтағлиқ қалди.
 
 

4:2 2Пад. 17:29-41

4:3 Әзра 1:1, 2, 3

4:5 «Парс падишаси Дариус» — миладийәдин илгәрки 522-486-жилларда Парс тәхтигә олтарған.

4:6 «Аһашверош» — бәзи алимлар Парс императори болған мошу «Аһашверош»ни «Ксәрксис И» ниң өзи шу (миладийәдин илгәрки 486-464-жиллар), дәп қарайду. Бирақ испат барки, «Аһашверош» яки «Ксәрксис» дегән сөз әслидә исим әмәс, бәлки Парс императориниң умумий бир унвани еди. Шуңа биз «Аһашверош» дәп аталған падишани Камбисис (миладийәдин илгәрки 529-521-жиллар), дәп қараймиз.

4:7 «Артахшашта» — «Артахшашта» билән «Артаксәрксис» бир адәмниң нами болуп, тарихта у «Артаксәрксис» дегән (грекчә) исми билән тонулған. Бу падиша Камбисис вә Дариус Хистаспис (миладийәдин илгәрки 522-486-жиллар) арилиғида өткән болса керәк. Шуңа у: (1) Камбисисни өлтүрүп тәхтини тартивалған «Смәрдис» дегән җадугәрни (йәттә ай тәхткә олтарған) яки болмиса: (2) Камбисис император билән бирликтә һөкүмранлиқ қилған бизгә һазир намәлум «Артахшашта» (Артаксәрксис») исимлиқ башқа бирисини көрситиши мүмкин. У кейинки аләмшумул император «Артаксәрксис» (миладийәдин илгәрки 486-425-жиллар) болуши мүмкин әмәс; чүнки шу киши 24-айәттә тилға елинған Дариус императордин кейин һөкүмранлиқ қилди.

4:8 «...Йерусалим үстидин төвәндикидәк әрзнамә язди» — бу айәттин башлап 6:18гичә «Әзра»ниң тексти арамий тилида йезилған.

4:9 «...сорақчилар, мупәттишләр, мәнсәпдарлар, катиплар...» — яки «...Динайлиқлар, Афарсатқилиқлар, Тарпәлликләр, Арфаслиқлар,...». «Шушанлиқлар, йәни...» — яки «Суса (шәһири)дикиләр, йәни...».

4:10 «Улуқ җанабий Оснаппар» — Оснаппар болса Асурийә императори «Ашурбанипал»ниң арамий тилидики нами. У миладийәдин илгәрки 669-жили атиси Есарһаддонниң тәхтигә варислиқ қилди; миладийәдин илгәрки 645-жиллири әтрапида у Еламниң пайтәхти Шушанни ишғал қилип, униңдики пухралардин бәзиләрни Самарийәгә, шундақла оттура шәриқтики башқа йәрләргә сүргүн қилди. «дәрия» —мәзкур китапта мошу йәрдин башлап «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду; «мошу тәрипи» — ғәрбий тәрипи, әлвәттә.

4:12 «сепилни ясап чиқти вә сепилниң һуллирини бир-биригә улап ясаватиду» — мошу гәп биринчидин өз-өзигә зит келиду. Қандақсигә сепил һуллири техи «бир-биригә уланмай» туруп сепил ясилип болиду? 13-айәттә хатириләнгән өз баянлириму уларниң шу сөзигә рәддийә болиду. Иккинчидин, бу сөзләр пүтүнләй ялған. Йәһудий хәлқи пәқәт ибадәтхана (Қорәш падишаниң әслидики ярлиғи бойичә) қурувататти. Сепилниң өзи болса, харабилик әһвалда еди. Мәсилән «Нәһ.» 1:3ни көрүң.

4:14 «бундақ беһөрмәт қилинишиға...» — яки «бундақ зиян тартишиға...».

4:17 «Дәрияниң шу тәрипи» — Әфрат дәриясиниң ғәрбий тәрипи.

4:18 «алдимда ениқ қилип оқуп...» — яки «алдимда тәрҗимә қилинип оқуп....».