5
Нусрәт нәзмиси
Шу күни Дәбораһ вә Абиноамниң оғли Барақ мундақ нәзмә оқуди: —
 
Исраилда йетәкчиләр йол башлиғини үчүн,
Хәлиқ ихтиярән өзлирини пида қилғини үчүн,
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
Әй падишалар, аңлаңлар,
Әй әмирләр, қулақ селиңлар!
Мән, мән Пәрвәрдигарға атап нәзмә оқуймән,
Мән Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға күй ейтимән.
И Пәрвәрдигар, сән Сеирдин чиққиниңда,
Едомниң яйлиғидин чиқип жүрүш қилғиниңда,
Йәр титрәп, асманлардин сулар тамчиди,
Шундақ, булутлар ямғурлирини яғдурди;Зәб. 67:8, 9, 10
Тағлар Пәрвәрдигарниң алдида тәврәнди,
Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти,
Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида.«... Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида» — яки «йәни Синай теғида аян болған Худаниң алдида,
— Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида».
  Мис. 19:18; Зәб. 67:16, 17, 18; 96:5
Анатниң оғли Шамгарниң күнлиридә,
Һәм Яәлниң күнлиридә,
Чоң йоллар ташлинип қелип,
Йолучилар әгир-тоқай чиғир йоллар билән маңатти;
Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти,
Таки мәнки Дәбораһ қозғилип,
Исраилда бир ана сүпитидә пәйда болғинимғичә.«Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти» — яки «Исраилда кәнт-қишлақлар йоқап кәтти».
Исраиллар йеңи илаһларни таллиди;
Уруш дәрвазилириға йетип кәлди.
Қириқ миңчә Исраиллиқниң арисида,
Я бир қалқан я бир нәйзә тепилисичу?!«Уруш дәрвазилириға йетип кәлди» — демәк, Исраил тирик Худани ташлап бутларни талливалғини үчүн Худаниң шу җазаси уларниң бешиға чүшти.
Қәлбим Исраилниң әмирлиригә қайилдур,
Улар хәлиқ арисида өзлирини ихтиярән пида қилди;
Пәрвәрдигарға тәшәккүр-мәдһийә оқуңлар!
10 И ақ ешәкләргә мингәнләр,
И нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар,
И йолда жүргәнләр, көңүл бөлүңлар!«нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар» — яки «тоқумларниң үстидә олтарғанлар». «И ақ ешәкләргә мингәнләр, и нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, и йолда жүргәнләр...» — бу айәттә пуритилған мәна бәлким «И, Исраилда һазир раһәт күнләрни көргүчиләр, силәр үчүн өз һаятини тәвәккүл қилғанларни әсләңлар!» дегәндәк болуши мүмкин.
11 Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанларниң җушқун авазилирини аңлаңлар!
Улар шу йәрләрдә Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп,
Униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду.
Шу вақитта Пәрвәрдигарниң хәлқи чүшүп дәрвазиларға йетип келип: —«Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанлар...» — демәк, нусрәт қазанғанлиқтин һәтта су әкәлгили чиққанларму олҗидин өз ара бөлүшиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Оқячиларниң ғәвғасидин қутулғанлар су алидиған җайларда туруп, Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта...».
12 «И Дәбораһ, ойған, ойған!
Ойған, ойған, ғәзәл ейтқин!
Орнуңдин тур, и Барақ,
Әсирлириңни ялап маң, и Абиноамниң оғли!» — дейишиду.«И Дәбораһ, ойған, ойған! ... орнуңдин тур, и Барақ!...» — 12-айәттики нәзмә хәлиқ қечип чиқивалған тағлиқтин аман-есән чүшүп, өз шәһириниң дәрвазилириға кәлгәндә хошаллиғидин Дәбораһ вә Бараққа ейтқан сөйүнүш сөзлири болса керәк.
13 Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти,
Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди.«Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти» — демәк, Худаға садиқ болған «хәлиқ қалдиси» аз болсиму, Барақ вә башқа җасарәтлик әзимәтләргә әгәшкән. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Хәлиқниң аз бир қалдиси күчлүкләрниң үстидин ғалип кәлди». «Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң хәлқи залимларға қарши чиқишқа мениң йенимға чүшти». Бу айәтниң йәнә бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
14 Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди;
Мана, Биняминларму қовмлириңға қошулуп әгишип кәлди;
Макирдин әмирләр чүшүп кәлди,
Зәбулундин сәрдарлиқ һасисини тутқанлар йетип кәлди.«Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди» — Әфраим қәбилиси әслидә Амаләкләрниң зиминини егилигән вә уларни һайдивәткән еди. «Макирдин...» — «Макир» мошу йәрдә Манассәһ қәбилисигә вәкиллик қилиду.
15 Иссакарниң әмирлири Дәбораһға қошулди;
Барақ немә қилған болса Иссакарму шундақ қилип,
Униң кәйнидин җилғиға тап бастуруп етилип чүшти!
Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!«Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида» — яки «Рубәнниң еқинлириниң бойида». «Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!» — бу наһайити һәҗвий, кинайилик гәп. Рубәнләрдә шунчә жүксәк нийәт болғини билән һеч немә қилмиди (16-айәтни көрүң).
16 Сән немишкә қотанларниң ичидә туруп,
Қойларға челинған нәйниң авазини аңлашни халап қалдиң?
Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!
17 Гилеадлар болса Иордан дәриясиниң у тәрипидә туруп қалди;
Данларму немишкә кемиләрниң йенида тохтап қалди?
Аширлар болса деңиз бойида җим олтиривалди,
Деңиз қолтуқлирида туруп қалди.
18 Зәбулунлар җанлирини өлүмгә тәвәккүл қилди;
Нафталиларму җәң мәйданидики жуқури җайларда һәм шундақ қилди!
19 Падишаһлар һәммиси келип, соқушти,
Ⱪананийларниң падишалириму урушқа чиқти;
Таанақта, Мегиддониң су бойлирида урушти.
Лекин бир азму күмүч олҗа алалмиди!
20 Асманларда юлтузларму җәң қилди,
Орбитилиридин Сисераға қарши җәңгә атланди.
21 Кишон дәриясиниң еқини дүшмәнни еқитип кәтти;
Шу қедимий дәрия, у Кишон дәриясидур!
Әй мениң җеним, пүтүн күчүң билән алға басқин!«Кишон дәриясиниң еқини уларни еқитип кәтти» — мошу сөзләр жуқуриқи «асманлардики юлтузлар җәң қилди» дегән сөзләрни йорутиду. Язда Кишон дәрияси еқинида су йоқ дейәрлик болиду; қишта күчлүк ақиду. Шуңа, шу хуласигә келимизки, һава райи өзгирип, көп ямғур яққачқа, Кишон дәрияси тешип, Сисераниң җәң һарвулирини еқитип кәтти яки уларни патқаққа патуруп қойди (4-айәттә шу қаттиқ ямғур тилға елиниду).
22 Уларниң атлириниң тувақлири такираң-такираң қилмақта,
Толпарлири чапмақта, чапмақта.
23 Мәрозға ләнәт оқуңлар, дәйду Пәрвәрдигарниң Пәриштиси,
У йәрдә олтарғучиларға ләнәт оқуңлар,
Қаттиқ ләнәт оқуңлар;
Чунки улар Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди,
Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди.«Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди» — яки «Батурлирини елип, Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди».
24 Аяллар ичидә кәнийлик Һәбәрниң аяли Яәл бәхит-бәрикәтләнсун,
Чедирда турған аяллар ичидә у бәхит-бәрикәт тапсун!
25 Сисера су соривиди, у униңға сүт бәрди,
Есилзадиләргә лайиқ бир қачида қаймақ тутти;
26 У сол қолини чедир қозуғиға,
Оң қолини төмүрчиниң болқисиға узатти;
Сисерани уруп,
Баш сөңүкини чеқип,
Чекисидин янчип өткүзүвәтти.«Яәл сол қолини чедир қозуғиға, ... чекисидин янчип өткүзүвәтти» — бу айәтләргә қариғанда Яәл Сисераниң бешиға қаққан қозуқни болқа билән үч қетим урған.
27 Сисера униң икки путиниң арилиғиға қийсайди,
У жиқилди, у өлүктәк ятти,
У униң икки путиниң арилиғиға қийсайди, у жиқилди,
Қийсайған йәрдә у жиқилип, җан бәрди.
 
28 Сисераниң аниси пәнҗиридин сиртқа сәп салди,
У пәнҗириниң руҗикидин товлап: —
«Униң җәң һарвуси немишкә шунчә узаққичә кәлмәйду?
Җәң һарвулириниң атлириниң туяқ садаси немишкә шунчә һаял болиду? — деди.
29 Униң дедәклири арисида даналар җавап бериду,
Шундақла, у дәрвәқә өз-өзигә җавап бериду: —
30 «Улар олҗилирини жиғип бөлүшүватқан болмисун йәнә?!
Һәр бир әркәккә аяғ асти қилишқа бир-иккидин қиз тәккәнду,
Сисераға рәңдар кийимләр,
Гүл кәштиләнгән рәңдар кийимләрдин олҗа тәккәнду,
Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!«Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!» — яки «Мениң бойнумға икки алди-кәйни кәштиләнгән кийимләр олҗа қилип тәккән болса керәк!».
31 И Пәрвәрдигар, Сениң барлиқ дүшмәнлириң әнә шундақ йоқутулғай!
Лекин Сени сөйгәнләр қуяшниң өрләватқандики қудритидәк күчлүк болғай!».
Шуниң билән зимин қириқ жилғичә теч-аманлиқ тапти.
 
 

5:4 Зәб. 67:8, 9, 10

5:5 «... Әнә Синай теғиму тәвринип кәтти, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида» — яки «йәни Синай теғида аян болған Худаниң алдида, — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң алдида».

5:5 Мис. 19:18; Зәб. 67:16, 17, 18; 96:5

5:7 «Исраилда әзимәтләр йоқап кәтти» — яки «Исраилда кәнт-қишлақлар йоқап кәтти».

5:8 «Уруш дәрвазилириға йетип кәлди» — демәк, Исраил тирик Худани ташлап бутларни талливалғини үчүн Худаниң шу җазаси уларниң бешиға чүшти.

5:10 «нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар» — яки «тоқумларниң үстидә олтарғанлар». «И ақ ешәкләргә мингәнләр, и нәпис зилчиләрниң үстидә олтарғанлар, и йолда жүргәнләр...» — бу айәттә пуритилған мәна бәлким «И, Исраилда һазир раһәт күнләрни көргүчиләр, силәр үчүн өз һаятини тәвәккүл қилғанларни әсләңлар!» дегәндәк болуши мүмкин.

5:11 «Су әкилидиған җайларда олҗа бөлүшүватқанлар...» — демәк, нусрәт қазанғанлиқтин һәтта су әкәлгили чиққанларму олҗидин өз ара бөлүшиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: — «Оқячиларниң ғәвғасидин қутулғанлар су алидиған җайларда туруп, Пәрвәрдигарниң һәққаний әмәллирини мәдһийиләп, униң Исраилдики әзимәтлириниң һәққаний әмәллирини тәриплишиду. Шу вақитта...».

5:12 «И Дәбораһ, ойған, ойған! ... орнуңдин тур, и Барақ!...» — 12-айәттики нәзмә хәлиқ қечип чиқивалған тағлиқтин аман-есән чүшүп, өз шәһириниң дәрвазилириға кәлгәндә хошаллиғидин Дәбораһ вә Бараққа ейтқан сөйүнүш сөзлири болса керәк.

5:13 «Мана хәлиқниң аз бир қалдиси алийҗанабларға әгишиш үчүн чүшти» — демәк, Худаға садиқ болған «хәлиқ қалдиси» аз болсиму, Барақ вә башқа җасарәтлик әзимәтләргә әгәшкән. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Хәлиқниң аз бир қалдиси күчлүкләрниң үстидин ғалип кәлди». «Пәрвәрдигарниң хәлқи йенимға палван кәби чүшүп кәлди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәрвәрдигарниң хәлқи залимларға қарши чиқишқа мениң йенимға чүшти». Бу айәтниң йәнә бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

5:14 «Мана, Әфраимлардин Амаләктә йилтиз тартип қалғанлар кәлди» — Әфраим қәбилиси әслидә Амаләкләрниң зиминини егилигән вә уларни һайдивәткән еди. «Макирдин...» — «Макир» мошу йәрдә Манассәһ қәбилисигә вәкиллик қилиду.

5:15 «Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида» — яки «Рубәнниң еқинлириниң бойида». «Рубәнниң аилә-җәмәтлиридикиләрниң арисида шунчә улуқ нийәтләр қәлблиригә пүкүлгән еди!» — бу наһайити һәҗвий, кинайилик гәп. Рубәнләрдә шунчә жүксәк нийәт болғини билән һеч немә қилмиди (16-айәтни көрүң).

5:21 «Кишон дәриясиниң еқини уларни еқитип кәтти» — мошу сөзләр жуқуриқи «асманлардики юлтузлар җәң қилди» дегән сөзләрни йорутиду. Язда Кишон дәрияси еқинида су йоқ дейәрлик болиду; қишта күчлүк ақиду. Шуңа, шу хуласигә келимизки, һава райи өзгирип, көп ямғур яққачқа, Кишон дәрияси тешип, Сисераниң җәң һарвулирини еқитип кәтти яки уларни патқаққа патуруп қойди (4-айәттә шу қаттиқ ямғур тилға елиниду).

5:23 «Залимларға қарши Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди» — яки «Батурлирини елип, Пәрвәрдигарға ярдәмгә кәлмиди».

5:26 «Яәл сол қолини чедир қозуғиға, ... чекисидин янчип өткүзүвәтти» — бу айәтләргә қариғанда Яәл Сисераниң бешиға қаққан қозуқни болқа билән үч қетим урған.

5:30 «Булаңчиниң бойниға алди-кәйни кәштиләнгән рәңдар кийимләр тәккән болса керәк!» — яки «Мениң бойнумға икки алди-кәйни кәштиләнгән кийимләр олҗа қилип тәккән болса керәк!».