6
Исраилниң гуна қилиши, җазалиниши; Худаниң Гидеонни һакимлиққа чақириши
Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни йәттә жилғичә Мидиянийларниң қолиға тапшуруп бәрди. У вақитта Мидиянийлар Исраилниң үстидин ғалип келип, Исраил Мидиянийларниң сәвәвидин өзлири үчүн тағлардин, өңкүрләрдин вә қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди.«қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди» — яки «қорғанлардин панаһ җайларни ясиди». Ибраний тилида «истиһкамлиқ җайлардин панаһ җайларни ясиди».
Һәр қетим Исраиллар уруқ териғанда шундақ болаттики, Мидиянийлар, Амаләкийләр вә мәшриқтикиләр келип уларға һуҗум қилатти. Уларға һуҗум қилишқа баргаһларни тикип, зиминдики һосулни вәйран қилип, Газағичә Исраилға һеч қандақ ашлиқ қалдурмай, уларниң қой, кала, ешәклириниму елип кетәтти. Чүнки улар чекәткиләрдәк көп болуп, өз мал-чарвилири вә чедирлирини елип келәтти; уларниң адәмлири вә төгилири сан-санақсиз болуп, зиминни вәйран қилиш үчүн таҗавуз қилатти. Шуниң билән Исраил Мидиянийларниң алдида толиму хар һаләткә чүшүп қалди; андин Исраиллар Пәрвәрдигарға налә-пәряд көтәрди.
 
Мидиянийларниң дәстидин Исраил Пәрвәрдигарға пәряд көтәргинидә шундақ болдики, Пәрвәрдигар Исраилға бир пәйғәмбәрни әвәтти. У келип уларға: — Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән силәрни Мисирдин чиқирип, «қуллуқ макани»дин елип чиққан едим; силәрни мисирлиқларниң қолидин, шундақла силәргә барлиқ зулум қилғучиларниң қолидин қутқузуп, уларни алдиңлардин қоғливетип, уларниң зиминини силәргә бәрдим 10 вә силәргә: «Мана, Мән Пәрвәрдигар силәрниң Худайиңлардурмән; силәр Аморийларниң зиминида турғиниңлар билән уларниң илаһлиридин қорқмаңлар» дегән едим. Лекин силәр Мениң авазимға қулақ салмидиңлар», — деди. 2Пад. 17:35, 38
11 Андин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси келип Офраһ дегән җайда Абиезәр җәмәтидики Йоашқа тәвә болған дуб дәриғиниң түвидә олтарди. У вақитта Йоашниң оғли Гидеон Мидиянийларниң булаңчилиғидин сақлиниш үчүн шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти.«... шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти» — шарап көчлигидә буғдай тепиш толиму қолайсиз, әлвәттә; бу Гидеонниң Мидиянийлардин қорққанлиғини көрситиду.
12 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға көрүнүп: — Әй җасарәтлик палван, Пәрвәрдигар сән билән биллидур! — деди.
13 Гидеон униңға җавап берип: — И ғоҗам, әгәр Пәрвәрдигар биз билән биллә болған болса, бу көргүлүкләр немишкә үстимизгә кәлди? Ата-бовилиримиз бизгә сөзләп бәргән униң барлиқ мөҗизилири қени? Булар тоғрисида ата-бовилиримиз: «Мана, Пәрвәрдигар бизни Мисирдин чиқирип кәлмигәнмиди?» — деди. Лекин бүгүнки күндә Пәрвәрдигар бизни ташлап, Мидиянниң қолиға тапшуруп бәрди! — деди.
14 Пәрвәрдигар униңға қарап: — Сән мошу күчүңгә тайинип, берип Исраилни Мидиянниң қолидин қутқузғин! Мана, Мән сени әвәткән әмәсму? — деди.1Сам. 12:11; Ибр. 11:32
15 Гидеон Униңға: — И Рәб, мән Исраилни қандақ қутқузалаймән? Мениң аиләм болса Манассәһ қәбилиси ичидә әң намрити, өзүм атамниң җәмәтидә әң кичигидурмән, — деди.
16 Пәрвәрдигар униңға: — Мән җәзмән сән билән биллә болимән; шуңа сән Мидиянларни бир адәмни урғандәк уруп қирисән, — деди.
17 Гидеон Униңға илтиҗа қилип: — Мән нәзириңдә илтипат тапқан болсам, мән билән сөзләшкүчиниң һәқиқәтән Сән Өзүң екәнлигигә бир аламәт көрсәткәйсән; 18 өтүнимән, мән йенип келип өз һәдийә-қурбанлиғимни алдиңға қойғичә бу йәрдин кәтмигәйсән, — деди.
У җавап берип: — Сән йенип кәлгичә күтимән, деди.
19 Гидеон берип өйгә кирип бир оғлақни тәйярлап, бир әфаһ есил ундин петир нан пиширип, гөшни севәткә селип, шорписини кориға усуп буларни униң қешиға елип келип, униңға сунди (У техичә дуб дәриғиниң түвидә олтиратти). «бир әфаһ» — 22 литр. Ашлиқ аз болған күнләрдә намрат бир аилә үчүн бу наһайити чоң бир һәдийә-қурбанлиқ болатти. 20 Андин Худаниң Пәриштиси униңға: — Бу гөш билән петир нанларни елип берип, мошу йәрдики қорам ташниң үстигә қоюп, шорпини төккин, — девиди, у шундақ қилди. 21 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси қолидики һасини узитип учини гөш билән петир нанларға тәккүзивиди, қорам таштин от чиқип, гөш билән петир нанларни йәп кәтти. Шу һаман Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму униң көзидин ғайип болди.
22 Шуниң билән Гидеон униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билип: — Апла, и Рәб Пәрвәрдигар! Чатақ болди, чүнки мән Пәрвәрдигарниң Пәриштиси билән йүзму-йүз көрүшүп қалдим...! — деди.
23 Лекин Пәрвәрдигар униңға: — Хатирҗәм болғин! Қорқмиғин, өлмәйсән, — деди.«Хатирҗәм болғин» — ибраний тилида «Шалом еләйкум!» (Саламуәләйкум). Ибраний тилида мәнаси адәттә «саңа аман-саламәтлик болғай!».
24 Шуниң билән Гидеон Пәрвәрдигарға атап у йәрдә бир қурбангаһ ясап, униң исмини «Яһвәһ-шалом» дәп атиди. Бу қурбангаһ та бүгүнгичә Абиезәр җәмәтиниң Офраһ дегән җайида бар.«Яһвәһ-шалом» — буниң мәнаси: «Пәрвәрдигар хатирҗәмликтур».
25 У кечиси Пәрвәрдигар униңға: — Сән атаңниң чоң буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип атаңға тәвә болған Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин. «Сән атаңниң буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән атаңниң яш буқисини, йәни униң йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип,...». «Баал қурбангаһини өрүп...» — Баалға аталған қурбангаһ бәк чоң болса керәк. Икки буқа бәлким қурбангаһни тартип өрүш үчүн керәк болуши мүмкин. «...униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин» — ««Ашәраһ»лар тоғрилиқ 2:13 вә изаһатини көрүң. 26 Андин мошу қорғанниң үстигә Пәрвәрдигар Худайиңға аталған, бәлгүләнгән рәсим бойичә бир қурбангаһ ясап, иккинчи бир буқини елип, өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин, — деди.«...мошу қорғанниң үстигә...» — яки «...қорам тешиниң үстигә...» «бәлгүләнгән рәсим бойичә» — «Қан.» 25:6-7ни көрүң. «өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин» — 2:5 вә изаһатини көрүң. Пәрвәрдигарниң пәриштиси яки Пәрвәрдигар Өзи мөмин бәндилиригә көрүнгән йәрләрдә, у қурбангаһлар вә қурбанлиқлар тоғрисидики бекиткән бәлгүлимиләр бәзидә башқичә болуши мүмкин. Гәрчә шу йәр Пәрвәрдигар Исраилларға қурбанлиқ қилиш үчүн рәсмий бекиткән җай болмисиму, шундақла Гидеон өзи каһин болмисиму, Худа бәрибир өзи бекиткән бәлгүлимилиригә өзи егидур; униң Гидеонға қилған бу әмирлири өзиниң шундақ пәвқулъаддә җиддий әһвалларда гаһи вақитларда өз бәлгүлимилирини өзгәртидиғанлиғини испатлайду.
27 Шуниң билән Гидеон өз хизмәтчилиридин он адәмни елип берип, Пәрвәрдигарниң өзигә ейтқинидәк қилди; лекин у атисиниң өйидикиләрдин вә шәһәр адәмлиридин қорққини үчүн, у бу ишни күндүзи қилмай, кечиси қилди. 28 Әтиси сәһәрдә шәһәр хәлқи қопуп қариса, мана, Баал қурбангаһи өрүветилгән, униң йенидики Ашәраһ бути кесиветилгән еди вә йеңи ясалған қурбангаһниң үстидә иккинчи буқа қурбанлиқ қилинған еди. 29 Буни көрүп улар бир-биригә: — Бу ишни ким қилғанду? — дейишти. Улар сүрүштүривиди, буни Йоашниң оғли Гидеонниң қилғанлиғи мәлум болди. 30 Шуниң үчүн шәһәрниң адәмлири Йоашқа: — Оғлуңни чиқирип бәргин! У Баал қурбангаһини өрүп, униң йенидики Ашәраһни кесивәткини үчүн өлтүрүлсун! — деди.
31 Бирақ Йоаш өзигә қаршилишишқа турған көпчиликкә җавап берип: — Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр? Силәр уни қутқузмақчиму? Кимки униң тоғрисида дәвалашса әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун! Әгәр Баал дәрвәқә бир худа болса, ундақта униң қурбангаһини бириси өрүвәткини үчүн, у шу адәм билән өзи дәвалашсун! — деди.«Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр?» — яки «Силәр Баал үчүн җәң қилмақчимусиләр?». «...әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!» — яки «...мошу әтигәндила қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!».
32 Бу сәвәптин атиси Гидеонни «Йәруббаал» дәп атиди, чүнки атиси: «У Баалниң қурбангаһини өрүвәткини үчүн, Баал өзи униң билән дәвалашсун!» дегән еди.«Бу сәвәптин атиси...» — ибраний тилида «Бу сәвәптин у...» яки «Бу сәвәптин улар...». «Йәруббаал» — бу исимниң мәнаси: «Баалниң өзи униң билән җәң қилсун!» (яки «дәвалашсун!»).
33 Амма Мидиян, Амаләкләр вә мәшриқтикиләрниң һәммиси жиғилип, Иордан дәриясидин өтүп Йизрәәл җилғисида чедирлирини тикишти. 34 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Гидеонниң үстигә чүшти; у канай челивиди, Абиезәр җәмәтидикиләр жиғилип униң кәйнидин әгишип маңди. 35 Андин у әлчиләрни Манассәһниң зиминиға берип, у йәрни айлинип келишкә әвәтивиди, Манассәһләр жиғилип униңға әгишип кәлди. У Аширларға, Зәбулунларға вә Нафталиларға әлчи әвәтивиди, уларму униң алдиға чиқишти.
 
Гидеонниң Худадин икки қетим аламәт сориши
36 Гидеон Худаға: — Әгәр Сән һәқиқәтән ейтқиниңдәк мениң қолум билән Исраилни қутқузидиған болсаң, 37 Ундақта мана, мән хаманға бир парчә қой териси қоюп қойимән; әгәр пәқәт териниң үстигила шәбнәм чүшүп, чөрисидики йәрләрниң һәммиси қуруқ турса, мән Өзүң ейтқиниңдәк мениң қолум арқилиқ Исраилни қутқузмақчи болғиниңни билимән, — деди.
38 Иш дәрвәқә шундақ болди. Әтиси сәһәрдә Гидеон қопуп, жуңни сиқивиди, лиқ бир пиялә шәбнәм сүйи чиқти.
39 Андин Гидеон Худаға йәнә: Ғәзивиңни маңа қозғимиғайсән, мән пәқәт мошу бир қетимла дәймән! Сәндин өтүнәй, мән пәқәт йәнә бу қетим бу терә билән синап бақай; илтиҗа қилимәнки, әнди бу қетим пәқәт терә қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкәй, — деди.Яр. 18:32
40 Бу кечисиму Худа шундақ қилди; дәрвәқә пәқәт терила қуруқ болуп, чөрисидики йәрниң һәммисигә шәбнәм чүшкән еди.
 
 

6:2 «қорам ташлардин панаһ җайларни ясиди» — яки «қорғанлардин панаһ җайларни ясиди». Ибраний тилида «истиһкамлиқ җайлардин панаһ җайларни ясиди».

6:10 2Пад. 17:35, 38

6:11 «... шарап көлчиги ичидә буғдай тепивататти» — шарап көчлигидә буғдай тепиш толиму қолайсиз, әлвәттә; бу Гидеонниң Мидиянийлардин қорққанлиғини көрситиду.

6:14 1Сам. 12:11; Ибр. 11:32

6:19 «бир әфаһ» — 22 литр. Ашлиқ аз болған күнләрдә намрат бир аилә үчүн бу наһайити чоң бир һәдийә-қурбанлиқ болатти.

6:23 «Хатирҗәм болғин» — ибраний тилида «Шалом еләйкум!» (Саламуәләйкум). Ибраний тилида мәнаси адәттә «саңа аман-саламәтлик болғай!».

6:24 «Яһвәһ-шалом» — буниң мәнаси: «Пәрвәрдигар хатирҗәмликтур».

6:25 «Сән атаңниң буқиси вә йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән атаңниң яш буқисини, йәни униң йәттә яшлиқ иккинчи буқисини елип,...». «Баал қурбангаһини өрүп...» — Баалға аталған қурбангаһ бәк чоң болса керәк. Икки буқа бәлким қурбангаһни тартип өрүш үчүн керәк болуши мүмкин. «...униң йенидики Ашәраһ бутини кесивәткин» — ««Ашәраһ»лар тоғрилиқ 2:13 вә изаһатини көрүң.

6:26 «...мошу қорғанниң үстигә...» — яки «...қорам тешиниң үстигә...» «бәлгүләнгән рәсим бойичә» — «Қан.» 25:6-7ни көрүң. «өзүң кесивәткән Ашәраһниң парчилирини отун қилип қалап, уни көйдүрмә қурбанлиқ қилғин» — 2:5 вә изаһатини көрүң. Пәрвәрдигарниң пәриштиси яки Пәрвәрдигар Өзи мөмин бәндилиригә көрүнгән йәрләрдә, у қурбангаһлар вә қурбанлиқлар тоғрисидики бекиткән бәлгүлимиләр бәзидә башқичә болуши мүмкин. Гәрчә шу йәр Пәрвәрдигар Исраилларға қурбанлиқ қилиш үчүн рәсмий бекиткән җай болмисиму, шундақла Гидеон өзи каһин болмисиму, Худа бәрибир өзи бекиткән бәлгүлимилиригә өзи егидур; униң Гидеонға қилған бу әмирлири өзиниң шундақ пәвқулъаддә җиддий әһвалларда гаһи вақитларда өз бәлгүлимилирини өзгәртидиғанлиғини испатлайду.

6:31 «Силәр Баал үчүн дәвалашмақчимусиләр?» — яки «Силәр Баал үчүн җәң қилмақчимусиләр?». «...әтигә қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!» — яки «...мошу әтигәндила қалмай өлүмгә мәһкүм қилинсун!».

6:32 «Бу сәвәптин атиси...» — ибраний тилида «Бу сәвәптин у...» яки «Бу сәвәптин улар...». «Йәруббаал» — бу исимниң мәнаси: «Баалниң өзи униң билән җәң қилсун!» (яки «дәвалашсун!»).

6:39 Яр. 18:32