7
Худаниң Гидеонни икки қетим синиши вә хатирҗәм қилиши
1 Йәруббаал (йәни Гидеон) вә өзигә қошулған һәммә хәлиқ әтиси сәһәр қопуп, Һарод дегән булақниң йениға берип чедир тикти. Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса униң шимал тәрипидә, Морәһ егизлигиниң йенидики җилғида еди. 2 Әнди Пәрвәрдигар Гидеонға: — Саңа әгәшкән хәлиқниң сани интайин көп, шуңа Мән Мидиянийларни уларниң қолиға тапшуралмаймән. Болмиса Исраил: «Өзимизни өзимизниң қоли қутқузди» дәп махтинип кетиши мүмкин. 3 Шуниң үчүн сән әнди хәлиққә: «Кимләр қорқуп титрәк басқан болса, улар Гилеад теғидин йенип кәтсун» дәп җакалиғин — деди.
Шуниң билән хәлиқниң арисидин жигирмә икки миң киши қайтип кетип, пәқәт он миңила қелип қалди.■Қан. 20:8
4 Пәрвәрдигар Гидеонға йәнә: — Хәлиқниң сани йәнила интайин көп; әнди сән буларни суниң левигә елип кәлгин. У йәрдә Мән уларни сән үчүн синақтин өткүзәй; Мән кимни көрситип: «У сән билән барсун десәм», у сән билән барсун; лекин Мән кимни көрситип: «У сән билән бармисун» десәм, у сән билән бармисун, — деди.
5 Шуниң билән Гидеон хәлиқни суниң левигә елип кәлди. Пәрвәрдигар униңға: — Кимки ишт су ичкәндәк тили билән ялап су ичсә, уларни айрим бир тәрәптә турғузғин; һәм кимки тизлинип туруп су ичсә, уларниму айрим бир тәрәптә турғузғин, — деди.
6 Шундақ болдики, очумини ағзиға тәккүзүп ялап су ичкәнләрдин үч йүзи чиқти. Қалғанларниң һәммиси тизлинип туруп су ичти. 7 Андин Пәрвәрдигар Гидеонға: — Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән; лекин қалған хәлиқ болса һәммиси өз җайиға йенип кәтсун, — деди.□«Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән...» — бу синашниң әһмийити бәлким кимниң җәң тәрәпкә ойғақ туруватқанлиғини көрситиши мүмкин. Су ичкәндә тизлинип йүзини суға тиқип ичкәнләр хәтәргә анчә сәгәк болмиса керәк. Бу ишлар тоғрилиқ башқа хил чүшәнчләрму бар.
8 Шуниң билән бу үч йүз адәм озуқ-түлүк вә канайлирини қолиға елишти; Гидеон Исраилниң қалған барлиқ адәмлирини өз чедириға қайтуруветип, пәқәт шу үч йүз адәмни елип қалди. Әнди Мидиянийларниң ләшкәргаһи болса уларниң төвән тәрипидики җилғида еди.
9 Шу кечиси шундақ болдики, Пәрвәрдигар униңға: — Сән қопуп ләшкәргаһқа чүшкин, чүнки Мән уни сениң қолуңға тапшурдум; 10 әгәр сән чүшүштин қорқсаң, өз хизмәткариң Пураһни биллә елип ләшкәргаһқа чүшкин. 11 Сән уларниң немә дейишиватқинини аңлайсән, андин сән ләшкәргаһқа һуҗум қилип чүшүшкә җүръәт қилалайсән, деди.
Буни аңлап у хизмәткари Пураһни елип ләшкәргаһниң четидики әскәрләрниң йениға барди. □«җүръәт қилалайсән» — ибраний тилида «қолуң күчләндүрүлиду». 12 Мана Мидиян, Амаләк вә барлиқ мәшриқтикиләр чекәткиләрдәк көп болуп, җилғиниң бойиға йейилған еди; уларниң төгилири көплигидин деңиз саһилидики қумдәк һәдди-һесапсиз еди.■ Һак. 6:3, 5, 33
13 Гидеон барғанда, мана, у йәрдә бириси һәмраһиға көргән чүшини сөзләп беривататти: — Мана, мән бир чүш көрдум, чүшүмдә мана, бир арпа тоғичи Мидиянниң ләшкәргаһиға домулап чүшүптудәк; у чедирға келип соқулуптидәк, шуниң билән чедир өрулүп, дүм көмтүрүлүп кетипту — дәвататти.
14 Униң һәмраһи җававән тәбир берип: — Буниң мәнаси шуки, у тоғач Йоашниң оғли, Исраиллиқ адәм Гидеонниң қиличидин башқа нәрсә әмәстур; Худа Мидиян вә униң барлиқ қошунини униң қолиға тапшурупту, деди.
15 Шундақ болдики, Гидеон бу чүшни вә униң берилгән тәбирини аңлап, сәҗдә қилди. Андин у Исраилниң ләшкәргаһиға йенип келип: — Қопуңлар, Пәрвәрдигар Мидиянниң ләшкәргаһини қолуңларға тапшурди, — деди.
Гидеонниң ғәлибә қилиши
16 Шуниң билән у бу үч йүз адәмни үч гуруппиға бөлүп, һәммисиниң қолиға бирдин канай билән бирдин қуруқ комзәкни бәрди; һәр бир комзәк ичидә бирдин мәшъәл қоюлди.
17 У уларға: — Силәр маңа қарап, мениң қилғинимдәк қилиңлар. Мана, мән ләшкәргаһниң қешиға барғанда, немә қилсам, силәрму шуни қилиңлар; 18 мән вә мән билән һәмраһ болуп маңған барлиқ адәмләр канай чалсақ, силәрму ләшкәргаһниң чөрисидә туруп канай челиңлар вә: «Пәрвәрдигар үчүн һәм Гидеон үчүн!» дәп товлаңлар, — деди.
19 Кейинки йерим кечилик күзәтниң башлинишида, күзәтчиләр йеңидин алмашқанда, Гидеон вә униң билән биллә болған йүз адәм ләшкәргаһниң қешиға кәлди; андин улар канай челип қоллиридики комзәкләрни чақти. 20 Шу һаман үч гуруппидикиләрниң һәммиси канай челип, комзәкләрни чеқип, сол қоллирида мәшъәлләрни тутуп, оң қоллирида канайларни елип: — Пәрвәрдигарға вә Гидеонға аталған қилич! — дәп товлашқиничә, 21 уларниң һәр бири ләшкәргаһниң әтрапида, өз җайида турушти; яв қошуни тәрәп-тәрәпкә петирап, вақирап-җақириған пети қачқили турди. 22 Бу үч йүз адәм канай чалғанда, Пәрвәрдигар пүткүл ләшкәргаһтики яв ләшкәрлирини бир-бирини қиличлашқа селип қойди, шуниң билән яв қошуни Зерәраһқа баридиған йолдики Бәйт-Шиттаһ тәрәпкә қачти; улар Таббатниң йенидики Абәл-Мәһолаһниң чегарисиғичә қачти.■ Зәб. 82:10-11
23 Андин Нафтали, Ашир вә пүткүл Манассәһниң қәбилилиридин Исраиллар чақирип келинди вә улар Мидиянийларни қоғлиди.
24 Шуниң билән Гидеон Әфраим пүткүл тағлиғини арилап келишкә әлчиләрни әвәтип Әфраимларға: — «Силәр чүшүп Мидиянийларға һуҗум қилиңлар, Бәйт-Бараһқичә, шундақла Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егиләп, уларни тосувелиңлар», деди. Шуниң билән Әфраимниң һәммә адәмлири жиғилип, Бәйт-Бараһқичә вә Иордан дәриясиғичә барлиқ еқин кечиклирини егилиди. 25 Улар Мидиянниң Орәб вә Зәәб дегән икки әмрини тутувалди; Орәбни улар «Орәб қорам теши» үстидә, Зәәбни «Зәәб шарап көлчиги»дә өлтүрди, Мидиянийларни қоғлап берип, Орәб вә Зәәбниң башлирини елип, Иордан дәриясиниң у тәрипигә Гидеонниң қешиға кәлди.■Зәб. 82:12-13; Йәш. 10:26
□7:7 «Мән мошу суни ялап ичкән үч йүз адәмниң қоли билән силәрни қутқузуп, Мидиянни сениң қолуңға тапшуримән...» — бу синашниң әһмийити бәлким кимниң җәң тәрәпкә ойғақ туруватқанлиғини көрситиши мүмкин. Су ичкәндә тизлинип йүзини суға тиқип ичкәнләр хәтәргә анчә сәгәк болмиса керәк. Бу ишлар тоғрилиқ башқа хил чүшәнчләрму бар.
□7:11 «җүръәт қилалайсән» — ибраний тилида «қолуң күчләндүрүлиду».
■7:25 Зәб. 82:12-13; Йәш. 10:26