8
(Кейин, Әфраимлар униңға: — Сән немишкә бизгә шундақ муамилә қилисән, Мидиянийлар билән соқушқа чиққанда, бизни чақирмидиңғу, дәп униң билән қаттиқ дейишип кәтти.Һак. 12:1 У уларға җававән: — Мениң қилғанлиримни қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? Әфраимниң үзүмләрни пасаңдиғини, Абиеәзәрләрниң үзүм үзгинидин артуқ әмәсму? Худа Мидиянниң әмирлири Орәб билән Зәәбни қолуңларға тапшурған йәрдә, мениң қолумдин кәлгинини қандақму силәрниң қилғиниңларға тәңләштүргили болсун? — деди. Шундақ девиди, уларниң униңға болған аччиғи янди).«уларниң униңға болған аччиғи янди» — ибраний тилида «униңға қарап уларниң роһлири тиничландурулди».
Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди. У вә өзигә һәмраһ болған үч йүз адәм һерип кәткән болсиму, улар йәнила Мидиянийларни қоғлап дәриядин өтти. «Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди... дәриядин өтти» — 1-3-айәттә хатириләнгән вақиәләр (Әфраимларниң Гидеонларға аччиқлиниши) 4-21-айәтләрдә хатириләнгән вақиәләрдин кейин болған болса керәк. Гидеон Суккот шәһиридикиләргә: — Маңа һәмраһ болуп кәлгән кишиләргә нан бәрсәңлар, чүнки улар һерип-чарчап кәтти. Биз Мидиянниң икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани қоғлап кетип баримиз, — деди.
Лекин Суккотниң чоңлири җавап берип: — Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?! Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?! — деди.«Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?!» — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири һазир сениң қолуңға чүштиму?!». «Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?!» — уларниң нан бәрмәслик сәвәви бәлким шуки, биз нан бәргәндин кейин Гидеон мәғлуп болса (униң аран үч йүз адими бар еди), Мидиянийлар қайтип келип биздин өч алиду, дәп қорққан яки болмиса уларниң Мидиянийлар билән иттипақи болса керәк.
Гидеон: — Хәп! Шундақ болғини үчүн Пәрвәрдигар Зәбаһ вә Залмуннани мениң қолумға тапшурғанда, әтлириңларни чөлдики янтақ вә шоха билән хаманда тепимән, — деди.
Гидеон у йәрдин Пәнуәлгә берип, у йәрдики адәмләргиму шундақ девиди, Пәнуәлдики кишиләрму униңға Суккоттикиләрдәк җавап бәрди. У Пәнуәлдикиләргә: — Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә, бу мунариңларни өрүветимән, — деди.«Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә...» — ибраний тилида «Мән аман-течлиқ елип йенип кәлгинимдә...».
10 У чағда Зәбаһ вә Залмунна Каркор дегән җайда еди; улар билән маңған қошунда он бәш миңчә ләшкәр бар еди. Булар болса мәшриқлиқләрниң пүткүл қошунидин қелип қалғанлири еди, чүнки улардин қилич тутқанлиридин бир йүз жигирмә миңи өлтүрүлгән еди. 11  Гидеон болса Нобаһ вә Йогбихаһниң шәрқидики көчмәнләр йоли билән чиқип Мидиянниң ләшкәргаһиға һуҗум қилип, уларни тар мар қилди; чүнки ләшкәргаһтикиләр толиму әндишсиз турған еди. «... шәрқидики көчмәнләр йоли...» — ибраний тилида «... шәрқидики чедирларда турғучилар йоли». Шу йәр Мидиянийларниң зимини ичидә еди. 12 Зәбаһ вә Залмунна қечип кәтти; Гидеон кәйнидин қоғлап берип, Мидиянниң бу икки падишаси Зәбаһ вә Залмуннани тутувалди; у пүткүл ләшкәргаһтикиләрни алақзадә қилип тирипирән қиливәтти.Зәб. 82:12-13
13 Андин Йоашниң оғли Гидеон Һәрәс давинидин өтүп, җәңдин қайтип кәлди. 14 У Суккотлуқ бир яш жигитни тутувелип, униңдин сүрүштә қиливиди, жигит униңға Суккотниң чоңлири вә ақсақаллириниң исимлирини йезип бәрди. Улар җәмий болуп йәтмиш йәттә адәм еди. 15 Андин Гидеон Суккотниң адәмлириниң қешиға йетип барғанда: — Силәр мени заңлиқ қилип: «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму? Биз сениң билән биллә маңған мошу һарғин адәмлириңгә нан берәмдуқ?» дегән едиңлар! Мана, у Зәбаһ вә Залмунна дегәнләр! — деди.«Зәбаһ вә Залмунна» — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири».
16 Шуни дәп у шәһәрниң ақсақаллирини тутуп келип, чөлдики янтақ билән шохиларни елип келип, улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди.«... улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди» — яки «...улар билән Суккотниң адәмлирини «хаманда тәпти»». Уларни өлтүргән болуши мүмкин (17-айәтниму көрүң).
17 Андин у Пәнуәлниң мунарини өрүп, шәһәрдики адәмләрни өлтүрди.
18 Гидеон Зәбаһ вә Залмуннани сорақ қилип: — Силәр иккиңлар Таборда өлтүргән адәмләр қандақ адәмләр еди? — дәп соривиди, улар җавап берип: — Улар саңа интайин охшайтти; уларниң һәр бири шаһзадидәк еди, — деди.
19 У буни аңлап: — Улар мениң бир туққанлиримдур, биз бир аниниң оғуллиримиз. Пәрвәрдигарниң һаяти билән қәсәм қилимәнки, силәр әйни вақитта уларни тирик қойған болсаңлар, мән силәрни һәргиз өлтүрмәйттим, — деди;
20 шуниң билән у чоң оғли Йәтәргә: — Сән қопуп буларни өлтүргин, — деди. Лекин оғул кичик болғачқа қорқуп, қиличини суғурмиди.
21 Шуниң билән Зәбаһ вә Залмунна: — Сән өзүң қопуп бизни өлтүргин; чүнки адәм қандақ болса күчиму шундақ болиду, — деди. Шундақ девиди, Гидеон қопуп Зәбаһ вә Залмуннани өлтүрди. У төгилириниң бойнидики һилал ай шәкиллик безәкләрни еливалди.Зәб. 82:12-13
 
Гидеонниң падиша болушни рәт қилиши вә бутпәрәслик йолиға кириши
22 Андин Исраиллар Гидеонға: — Сән бизни Мидиянниң қолидин қутқузған екәнсән, өзүң бизгә падиша болғин; оғлуң вә оғлуңниң оғлиму бизниң үстимизгә һөкүм сүрсун, — деди.
23 Амма Гидеон уларға җавап берип: — Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән, оғлумму үстүңләргә сәлтәнәт қилмайду; бәлки Пәрвәрдигар Өзи үстүңләргә сәлтәнәт қилиду, деди.«Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән» — Исраилниң тәливи (22-айәт): «Сән Гидеон бизгә падиша болғайсән» дегәнликтур. Гидеон уларға һакимлиқ қилғини билән уларниң тәливини қәтъий рәт қилиду («Кириш сөз»имизни, «Самуил (1)» 8- вә 12-бап вә «Самуил (1)»дики «Қошумчә сөз»имизниму көрүң).
24 Андин Гидеон уларға йәнә: — Силәргә пәқәт бирла илтимасим бар: — Һәр бириңлар өз олҗаңлардин һалқа-зериләрни маңа бериңлар, деди (Мидиянлар Исмаиллардин болғачқа, һәр бири алтун зирә-һалқиларни тақайтти).
25 Улар җававән: — Беришкә разимиз, дәп йәргә бир йепинчини селип, һәр бири униң үстигә олҗисидин зирә-һалқиларни елип ташлиди. 26 У сорап жиққан алтун зириләрниң еғирлиғи бир миң йәттә йүз шәкәл алтун еди, буниңдин башқа Мидиян падишалири өзигә асқан һилал ай шәкиллик буюмлар, зуннар, учисиға кийгән сөсүн егинләр вә төгиләрниң бойниға асқан алтун зәнҗирләрму бар еди.«1700 шәкәл» — алтун болса бәлким 20 килограмчә келәтти.
27 Гидеон бу нәрсиләрдин бир әфод яситип, өз шәһири Офраһта қоюп қойди. Нәтиҗидә, пүткүл Исраил уни издәп бузуқчилиқ қилди. Буниң билән бу нәрсә Гидеон вә униң пүтүн аилисигә бир тор-қапқан болди.«әфод» — әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:6-30 вә изаһатлирини көрүң. Муса пәйғәмбәр Исраилларға бекиткән қанун бойичә пүткүл Исраил үчүн пәқәт бирла әфод болуши керәк; униң үстигә пәқәт Баш каһинла уни тақиши керәк еди. «...пүткүл Исраил әфодни издәп бузуқчилиқ қилди» — Муса пәйғәмбәр бекиткән қанун бойичә «әфод» арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол соралайтти. Лекин Гидеон ясиған бу әфод Худа бекиткән әфод әмәс вә каһинларниң йетәкчилиги астида ишлитилгән әмәс. Нәтиҗидә Гидеон вә аилисидикиләр шу әфод арқилиқ һоқуқини чәктин ашуруп жүргүзгән вә Исраиллар әфодқа бут сүпитидә чоқунуп кәткән охшайду.
«Бузуқчилиқ» — Худа алдида һәр қандақ бутпәрәслик «роһий бузуқлуқ» яки «роһий паһишивазлиқ» дәп һесаплиниду.
28 Мидиянийлар шу тәриқидә Исраилларниң алдида бойсундурулуп, иккинчи баш көтирәлмиди; зимин Гидеонниң күнлиридә қириқ жилғичә тинич-арамлиқ тапти.
29 Йоашниң оғли Йәруббаал қайтип берип, өз өйидә олтарди. 30 Гидеонниң аяллири көп болғачқа, униң пуштидин йәтмиш оғул төрәлди. 31 Шәкәмдә униң бир кенизигиму бар еди; у униңға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди.«...у Гидеонға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди» — қизиқ бир йери шуки, Гидеон падиша болушни рәт қилғини билән падишадәк көп аяллиқ болған вә Шәкәмдики кенизигидин туғулған оғлиға «мениң атам падишадур» («Абимәләк») дәп исим қойған.
32 Йоашниң оғли Гидеон узун өмүр көрүп, қерип аләмдин өтти. У Абиезәрләргә тәвә болған Офраһда, өз атиси Йоашниң қәбригә дәпнә қилинди.
33 Гидеон өлгәндин кейин Исраиллар кәйнигә йенип, Баал бутлириға әгишип бузуқчилиқ қилди вә «Баал-Берит»ни өзлириниң илаһи қилип бекитти. 34 Шундақ қилип Исраиллар өзлирини әтрапидики барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузған өз Худаси Пәрвәрдигарни унтуди 35 вә шуниңдәк Гидеонниң Исраилға қилған һәммә яхшилиқлирини һеч әслимәй, Йәруббаал (йәни Гидеон)ниң җәмәтигә һеч бир меһриванлиқ көрсәтмиди.
 
 

8:1 Һак. 12:1

8:3 «уларниң униңға болған аччиғи янди» — ибраний тилида «униңға қарап уларниң роһлири тиничландурулди».

8:4 «Әнди Гидеон Иордан дәриясиниң бойиға йетип кәлди... дәриядин өтти» — 1-3-айәттә хатириләнгән вақиәләр (Әфраимларниң Гидеонларға аччиқлиниши) 4-21-айәтләрдә хатириләнгән вақиәләрдин кейин болған болса керәк.

8:6 «Зәбаһ вә Залмунна һазир сениң қолуңға чүштиму?!» — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири һазир сениң қолуңға чүштиму?!». «Биз сениң мошу ләшкәрлириңгә нан берәмдуқ?!» — уларниң нан бәрмәслик сәвәви бәлким шуки, биз нан бәргәндин кейин Гидеон мәғлуп болса (униң аран үч йүз адими бар еди), Мидиянийлар қайтип келип биздин өч алиду, дәп қорққан яки болмиса уларниң Мидиянийлар билән иттипақи болса керәк.

8:9 «Мән ғәлибә билән йенип кәлгинимдә...» — ибраний тилида «Мән аман-течлиқ елип йенип кәлгинимдә...».

8:11 «... шәрқидики көчмәнләр йоли...» — ибраний тилида «... шәрқидики чедирларда турғучилар йоли». Шу йәр Мидиянийларниң зимини ичидә еди.

8:12 Зәб. 82:12-13

8:15 «Зәбаһ вә Залмунна» — ибраний тилида «Зәбаһ вә Залмуннаниң алқанлири».

8:16 «... улар билән Суккотниң адәмлирини уруп әдивини бәрди» — яки «...улар билән Суккотниң адәмлирини «хаманда тәпти»». Уларни өлтүргән болуши мүмкин (17-айәтниму көрүң).

8:21 Зәб. 82:12-13

8:23 «Мән үстүңләргә сәлтәнәт қилмаймән» — Исраилниң тәливи (22-айәт): «Сән Гидеон бизгә падиша болғайсән» дегәнликтур. Гидеон уларға һакимлиқ қилғини билән уларниң тәливини қәтъий рәт қилиду («Кириш сөз»имизни, «Самуил (1)» 8- вә 12-бап вә «Самуил (1)»дики «Қошумчә сөз»имизниму көрүң).

8:26 «1700 шәкәл» — алтун болса бәлким 20 килограмчә келәтти.

8:27 «әфод» — әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:6-30 вә изаһатлирини көрүң. Муса пәйғәмбәр Исраилларға бекиткән қанун бойичә пүткүл Исраил үчүн пәқәт бирла әфод болуши керәк; униң үстигә пәқәт Баш каһинла уни тақиши керәк еди. «...пүткүл Исраил әфодни издәп бузуқчилиқ қилди» — Муса пәйғәмбәр бекиткән қанун бойичә «әфод» арқилиқ Исраил хәлқи Худадин йол соралайтти. Лекин Гидеон ясиған бу әфод Худа бекиткән әфод әмәс вә каһинларниң йетәкчилиги астида ишлитилгән әмәс. Нәтиҗидә Гидеон вә аилисидикиләр шу әфод арқилиқ һоқуқини чәктин ашуруп жүргүзгән вә Исраиллар әфодқа бут сүпитидә чоқунуп кәткән охшайду. «Бузуқчилиқ» — Худа алдида һәр қандақ бутпәрәслик «роһий бузуқлуқ» яки «роһий паһишивазлиқ» дәп һесаплиниду.

8:31 «...у Гидеонға бир оғул туғуп бәрди, Гидеон униң исмини «Абимәләк» дәп қойди» — қизиқ бир йери шуки, Гидеон падиша болушни рәт қилғини билән падишадәк көп аяллиқ болған вә Шәкәмдики кенизигидин туғулған оғлиға «мениң атам падишадур» («Абимәләк») дәп исим қойған.