12
Исраилда һәсәтхорлуқ түпәйлидин җедәл пәйда болуши
Лекин Әфраимийлар болса топлишип Зафон тәрәпкә өтүп Йәфтаһқа соал қоюп: — Сән Аммонийлар билән җәң қилғили барғиниңда немишкә бизни биллә беришқа чақирмайсән? Әнди биз өйүңни өзүң билән қошуп отта көйдүрүветимиз, — деди.«...Зафон тәрәпкә өтүп...» — яки «шимал тәрәпкә өтүп...».  Һак. 8:1
Йәфтаһ уларға җавап берип: — Мән билән хәлқим Аммонийларға қарши қаттиқ җәң қиливатқанда, силәрни чақирсам, мени уларниң қолидин қутқузмидиңлар. Силәрниң келип мени қутқузмайдиғанлиғиңларни көрүп, җенимни алқинимға елип қоюп, Аммонийларға һуҗум қилишқа атландим, Пәрвәрдигар уларни қолумға тапшурди. Әнди силәр немишкә бүгүн келип маңа һуҗум қилмақчисиләр? — деди.«...һуҗум қилишқа атландим» — ибрабий тилида «...һуҗум қилишқа өттүм». Мәлум бир дәрия-өстәңдин өткән болса керәк.
Лекин Әфраимлар Гилеадларни һақарәтләп: — Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас! — деди. Шуниң билән Йәфтаһ барлиқ Гилеадтикиләрни жиғип Әфраим билән соқушти. Улар Әфраимларни уруп қирип мәғлуп қилди. «Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас!» — Гилеадлар әслидә Манассәһ қәбилисидин келип чиққан еди. Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди. Шундақ болдики, Әфраимлиқ бирәр қачқон кечиккә келип: — Мени өткили қойғин, десә Гилеадтикиләр униңдин: — Сән Әфраимийму? — дәп сорайтти. У киши «яқ» десә, «Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди» — яки «Андин Гилеадтикиләр Әфраимниң удулидики Иордан дәриясиниң кечиклирини тосувалди». улар униңға: — «Шиболәт» дегин! — дәйтти. Әгәр у киши натоғра тәләппуз қилип «сиболәт» дәп җавап берип қалса, улар уни тутуп Иордан дәриясиниң кечигиниң йенида өлтүрүветәтти. Шу тәриқидә шу вақитта қириқ икки миңчә Әфраимий өлтүрүлди.«Шиболәт» —Бу сөзниң мәнаси «еқин» яки «кәлкүн» болуп, мошу вақитларда пәқәт кечиккә йәткән адәмләрниң тәләппузини синаш үчүн ишлитилгән, халас. Рошәнки, Әфраимийлар адәттә «ш»ниң тәләппузини чиқаралмайтти. «Сиболәт» — буниң мәнаси «буғдай башиқи».
Йәфтаһ алтә жил Исраилға һаким болди. Андин Гилеадлиқ Йәфтаһ аләмдин өтүп, Гилеад шәһәрлириниң биридә дәпнә қилинди.
 
Ибзанниң һаким болуши
Униңдин кейин Бәйт-Ләһәмлик Ибзан Исраилға һаким болди. Униң оттуз оғли, оттуз қизи болуп, оттуз қизини сиртқа әргә берип, сирттин оттуз қизни оғуллириға елип бәрди. У йәттә жилғичә Исраилға һаким болди. « Ибзанниң оттуз оғли, оттуз қизи болуп...» — рошәнки, Ибзан Йәфтаһқа охшимайтти, у көп аяллиқ болған еди. 10 Андин Ибзан өлүп, Бәйт-Ләһәмдә дәпнә қилинди.
 
Елон вә Абдонниң һаким болуши
11 Униңдин кейин Зәбулун қәбилисидин болған Елон Исраилға һаким болуп, он жил Исраилда һөкүм сүрди. 12 Андин Зәбулун қәбилисидин болған Елон өлүп, Зәбулун зиминидики Айҗалон дегән җайда дәпнә қилинди.
13 Униңдин кейин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон Исраилға һаким болди. 14 Униң қириқ оғли вә оттуз нәвриси бар еди. Улар йәтмиш ешәккә минип маңатти. У Исраилға сәккиз жил һаким болди. Һак. 10:4 15 Андин Пиратонлуқ Һилләлниң оғли Абдон өлүп, Әфраим зиминида, Амаләкләрниң тағлиқ районидики Пиратон дегән җайда дәпнә қилинди.
 
 

12:1 «...Зафон тәрәпкә өтүп...» — яки «шимал тәрәпкә өтүп...».

12:1 Һак. 8:1

12:3 «...һуҗум қилишқа атландим» — ибрабий тилида «...һуҗум қилишқа өттүм». Мәлум бир дәрия-өстәңдин өткән болса керәк.

12:4 «Силәр и Гилеадлар, Әфраимниң арисида вә Манассәһниң арисида туруватқан мусапирлар, Әфраимда туруватқан қачқунсиләр, халас!» — Гилеадлар әслидә Манассәһ қәбилисидин келип чиққан еди.

12:5 «Андин Гилеадтикиләр Иордан дәриясиниң кечиклирини тосуп, Әфраимларни өткүзмиди» — яки «Андин Гилеадтикиләр Әфраимниң удулидики Иордан дәриясиниң кечиклирини тосувалди».

12:6 «Шиболәт» —Бу сөзниң мәнаси «еқин» яки «кәлкүн» болуп, мошу вақитларда пәқәт кечиккә йәткән адәмләрниң тәләппузини синаш үчүн ишлитилгән, халас. Рошәнки, Әфраимийлар адәттә «ш»ниң тәләппузини чиқаралмайтти. «Сиболәт» — буниң мәнаси «буғдай башиқи».

12:9 « Ибзанниң оттуз оғли, оттуз қизи болуп...» — рошәнки, Ибзан Йәфтаһқа охшимайтти, у көп аяллиқ болған еди.

12:14 Һак. 10:4