11
Шу чағда Гилеадлиқ Йәфтаһ дегән киши батур палван еди. У бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди. « Йәфтаһ бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди» — Йәфтаһниң атиси Гилеад Манассәһниң нәвриси Гилеад әмәс, әлвәттә («Чөл.» 26:29). Лекин у Гилеадтикиләр арисида уларниң чоңлириниң бири болса керәк.
«Гилеад» (мәниси «ташлиқ район») дегән җай хелә бурунла шу нам билән тонулған (мәсилән «Яр.» 31:21). Манассәһниң нәвриси Гилеадқа шу йәрниң намини исим қилип қойған охшайду; кейин униң әҗдатлири дәрвәқә шу районда олтирақлашти.
  Ибр. 11:32 Лекин Гилеадниң өз аяли униңға бир нәччә оғул бала туғуп бәргән еди; бу аялдин туғулған оғуллири чоң болғанда Йәфтаһни өйдин қоғлап: — Сән башқа хотундин болған оғул болғачқа, атимизниң өйидин мирасқа егә болмайсән, — деди.
Шуниң билән Йәфтаһ қериндашлиридин қечип, Тоб дегән зиминда туруп қалди. Шу йәрдә бир мунчә бекар тәләпләр Йәфтаһниң әтрапиға бир-бирләп жиғилди. Улар униң билән кирип-чиқип жүрәтти.«... чиқип-кирип жүрәтти» — ибраний тилида бу ибарә бәлким булаңчилиқ қилишқа чиқишни көрситиши мүмкин.
Амма бир нәччә вақит өткәндә Аммонийлар Исраил билән соқушқа чиқти. Аммонийлар Исраилға һуҗум қилғанда Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһни Тоб зиминидин елип кәлмәкчи болуп униң йениға барди. Улар берип Йәфтаһқа илтиҗа қилип: — Бизниң Аммонийлар билән уруш қилишимиз үчүн сән келип бизгә сәрдар болуп бәргин, — деди.
Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллириға җававән: — Силәр мени өч көрүп атамниң җәмәтидин һайдивәткән едиңларғу, әнди бешиңларға балаю-апәт чүшкәндә қандақсигә мениң қешимға келип қалдиңлар, — деди.
Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа: — Дурус, лекин сени биз билән биллә берип Аммонийларға қарши җәң қилип, Гилеадта һәммә олтириватқанларға баш болсун дәп, қешиңға кәлдуқ, — деди.
Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллиридин: — Әгәр силәр мени Аммонийлар билән соқушушқа яндуруп барғиниңларда, Пәрвәрдигар уларни мениң қолумға тапшурса, мән силәргә баш боламдимән? — дәп сориди.
10 Гилеадниң ақсақаллири Йәфтаһқа җавап берип: —Ейтқиниңдәк қилмисақ, Пәрвәрдигар Өзи аримизда гува болуп һөкүм чиқарсун! — деди.
11 Буни аңлап Йәфтаһ Гилеадниң ақсақаллири билән барди; хәлиқ уни өзлиригә һәм баш һәм сәрдар қилип тиклиди. Йәфтаһ Мизпаһға барғанда һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди.«...һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәммә ишларни Пәрвәрдигарниң алдида жүргүзәтти».
 
Йәфтаһниң тарихтин дәрс бериши
12 Андин Йәфтаһ Аммонийларниң падишасиға әлчиләрни әвәтип, униңдин: — Мениң зиминимға бесип кирип, мән билән соқушушқа мәндә немә һәққиң бар еди? — дәп сориди.
13 Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчилиригә җавап берип: — Чүнки Исраиллар Мисирдин чиқип кәлгәндә улар Арнон дәриясидин тартип шималдики Яббок еқиниғичә вә ғәриптә Иордан дәриясиғичә мениң зиминимни булап егиливалған еди. Әнди сән бу йәрләрни течлиқ билән маңа яндуруп бәр! — деди.
14 Йәфтаһ әлчиләрни Аммонийларниң падишасиниң қешиға йәнә әвәтип 15 униңға: — Йәфтаһ сөз қилип мундақ дәйду: «Исраил нә Моабниң зиминини нә Аммонниң зиминини егилимиди, Чөл. 21:13; Қан. 2:9, 19 16 бәлки улар Мисирдин чиқип кәлгәндә чөл-баяванда меңип Қизил деңиздин өтүп, андин Қадәш дегән җайға йетип кәлгән еди; 17 шу чағда Исраиллиқлар Едом падишасиниң қешиға әлчиләр әвәтип: «Зиминлиридин кесип өтүвелишқа иҗазәт бәргәйла» дәп соривиди, Едом падишаси унимиған еди. Шуниң билән улар Моаб падишасиниң қешиға илтиҗа билән әлчиләрни әвәтсә, уму қошулмиған еди. Шу сәвәптин Исраиллар Қадәштә туруп қалған; Чөл. 20:17 18 андин улар чөл-баяван билән меңип Едом зимини билән Моаб зиминини айлинип өтүп, Моаб зимининиң шәриқ тәрипидин келип, ахирида Арнон дәриясиниң шу қетида чедир тикти. Улар Моабниң чегариси ичигә кирмиди; чүнки Арнон дәрияси Моабниң чегарасидур. 19 Андин Исраил Аморийларниң падишаси Сиһонға, йәни Һәшбонниң падишасиниң қешиға әлчиләрни әвәтип: «Бизниң зиминлириниң ичидин өтүп өз җайимизға беривелишимизға иҗазәт бәргәйла» — деди.Чөл. 21:22; Қан. 2:26
20 Лекин Сиһон Исраилға ишәш қилалмай, жутидин өткили қоймиди; у бәлки хәлиқлириниң һәммисини жиғип, Җаһзаһ дегән җайға чүшүп чедиргаһ тикип, Исраил билән урушти. 21 Амма Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Сиһонни барлиқ хәлқи билән қошуп Исраилниң қолиға тапшурди, Исраиллар уларни уруп қирди. Андин Исраил шу йәрдә олтиришлиқ Аморийларниң һәммә зиминини егилиди. 22 Арнон дәриясидин тартип Яббок еқиниғичә, чөл-баявандин тартип Иордан дәриясиғичә Аморийларниң пүткүл зиминини егилиди. Қан. 2:36 23 Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар Аморийларни Өз хәлқи болған Исраилниң алдидин қоғлап чиқарди, әнди сән шу жутқа егә болмақчимусән? 24 Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу? Шуниңға охшаш Пәрвәрдигар Худайимиз алдимиздин һайдап чиқиривәткән хәлиқниң йеригә болса, бизму шуниңға егә болимиз.«Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу?» — Йәфтаһниң «илаһиң Қемош» дегини һәргизму Қемошни һәқиқәтән «бир худа» дәп етирап қилғини әмәс, әлвәттә. У пәқәт ишларни Аммонийларниң падишасиниң көзқариши бойичә баян қилиду, халас. 27-айәтни көрүң.
25 Әнди сән дәрвәқә Моабниң падишаси болған Зиппорниң оғли Балақтинму күчлүкму? У қачан Исраил билән тиркәшкән яки Исраил билән җәң қилишқа җүръәт қилған? Чөл. 22:2 26 Йәнә келип, Исраил Һәшбон вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда, Ароәр вә униңға қарашлиқ йеза-қишлақларда һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда, немишкә силәр шу йәрләрни қайтурувалмидиңлар?«Исраил Һәшбон ... һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда» — бу «300 жил»ниң қандақ һесапланғанлиғини «қошумчә сөз»имиздин көрүң.
27 Шуңа мән саңа гуна қилмидим, бәлки маңа таҗавуз қилип, яманлиқ қилғучи сән өзүңдурсән. Бирдин-бир адаләт чиқарғучи Пәрвәрдигар Өзи бүгүн Исраиллар билән Аммонийларниң оттурисида һөкүм чиқарсун!» — деди.
28 Лекин Аммонийларниң падишаси Йәфтаһниң әлчи әвәтип ейтқан сөзлирини тиңшимиди.
 
Йәфтаһниң қәсәм қилиши
29 Шу вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи Йәфтаһниң үстигә чүшүп, у қувәтлинип Гилеад билән Манассәһләрниң жутидин өтүп Гилеадтики Мизпаһқа берип, андин Гилеадтики Мизпаһдин Аммонийлар тәрәпкә маңди. 30 Шу чағда Йәфтаһ Пәрвәрдигарға қәсәм ичип: — Әгәр Сән дәрвәқә Аммонийларни қолумға тутуп бәрсәң, 31 ундақта мән Аммонийларниң қешидин теч-аман йенип кәлгинимдә, өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини Пәрвәрдигарға аталған болиду, мән уни көйдүрмә қурбанлиқ қилимән, — деди.«.... өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини...» — Йәфтаһниң мошу йәрдә көздә тутқини әслидә инсан әмәс, бәлки бирәр чарпай болса керәк.
32 Шуниң билән Йәфтаһ чиқип Аммонийлар билән соқушқили улар тәрәпкә өтти; Пәрвәрдигар уларни униң қолиға тапшурди. 33 Шуниң билән у Ароәрдин тартип Миннитқичә уларни қаттиқ уруп қирип, жигирмә шәһәрни елип, Абәл-Қерамимғичиму йетип барди. Буниң билән Аммонийлар Исраилға бойсундурулди.
34 Андин Йәфтаһ Мизпаһқа қайтип өйигә кәлгәндә өз қизи дап челип уссул ойнап униң алдиға көрүшкили чиқти. Бу униң ялғуз қизи болуп, униңдин башқа һеч оғул-қизи йоқ еди. 35 У уни көргәндә өз егинлирини житип: — Аһ, аһ, мениң қизим! Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң; чүнки мән Пәрвәрдигарға ағзимни ечип, ейтқан гепимдин йенивалалмаймән, — деди.«Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң» — ибраний тилида: «Сән мени бәк пәскә чүшүрдуң, мени паракәндә қилғучиларниң бири болуп чиқтиң».
36 Қизи униңға: — Әй ата, Пәрвәрдигарға ағзиңни ечип вәдә қилған болсаң, ағзиңдин чиққини бойичә, маңа шуни қилғин; чүнки Пәрвәрдигар сениң дүшмәнлириң болған Аммонийлардин интиқамиңни елип бәрди, — деди.
37 Андин у атисиға йәнә: — Мениң шу илтимасимни қобул көргинки, маңа икки айлиқ мөһләт бәрсәң; мән қиз достлирим билән берип тағларда жүрүп, қизлиғим үчүн матәм тутувалай, — деди.«...қизлиғим үчүн матәм тутувалай» — демәк, өй-очақсиз, пәрзәнтсиз болуп бу дуниядин кетидиғини үчүн.
38 Атиси җавап берип: — Барғин, деди. Униңға икки айлиқ мөһләт берип далаға әвәтти. У берип, қиз достлирини елип тағларға чиқип, икки айғичә өзиниң қиз пети қалғиниға аһ-зар көтирип жиғлап жүрди. 39 Шундақ болдики, у икки айдин кейин атисиниң қешиға йенип кәлгәндә, атиси униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди. Бу қиз болса һеч әр кишигә йеқинлашмиған еди. Шуниң билән Исраилда шундақ бир өрп-адәт пәйда болдики, «...атиси Йәфтаһ униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди» — Йәфтаһ өз қизини қурбанлиқ қилдиму? Яки бу сөзләрниң башқа мәнаси барму? «Қошумчә сөз»имиздә алимларниң пикирлири тоғрилиқ азрақ мулаһизә жүргүзимиз. 40 һәр жили Исраилниң қизлири өйдин чиқип Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди.«...Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди» — яки «... Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп матәм тутидиған болди».
 
 

11:1 « Йәфтаһ бир паһишә аялниң оғли болуп, Гилеадтин төрәлгән еди» — Йәфтаһниң атиси Гилеад Манассәһниң нәвриси Гилеад әмәс, әлвәттә («Чөл.» 26:29). Лекин у Гилеадтикиләр арисида уларниң чоңлириниң бири болса керәк. «Гилеад» (мәниси «ташлиқ район») дегән җай хелә бурунла шу нам билән тонулған (мәсилән «Яр.» 31:21). Манассәһниң нәвриси Гилеадқа шу йәрниң намини исим қилип қойған охшайду; кейин униң әҗдатлири дәрвәқә шу районда олтирақлашти.

11:1 Ибр. 11:32

11:3 «... чиқип-кирип жүрәтти» — ибраний тилида бу ибарә бәлким булаңчилиқ қилишқа чиқишни көрситиши мүмкин.

11:11 «...һәммә сөзлирини Пәрвәрдигарниң алдида баян қилди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәммә ишларни Пәрвәрдигарниң алдида жүргүзәтти».

11:15 Чөл. 21:13; Қан. 2:9, 19

11:17 Чөл. 20:17

11:19 Чөл. 21:22; Қан. 2:26

11:22 Қан. 2:36

11:24 «Сениң илаһиң Қемош саңа егиләткән йәргә өзүң егә болдуңғу?» — Йәфтаһниң «илаһиң Қемош» дегини һәргизму Қемошни һәқиқәтән «бир худа» дәп етирап қилғини әмәс, әлвәттә. У пәқәт ишларни Аммонийларниң падишасиниң көзқариши бойичә баян қилиду, халас. 27-айәтни көрүң.

11:25 Чөл. 22:2

11:26 «Исраил Һәшбон ... һәмдә Арнон дәриясиниң бойидики барлиқ шәһәрләрдә үч йүз жил макан тутуп олтарған вақитларда» — бу «300 жил»ниң қандақ һесапланғанлиғини «қошумчә сөз»имиздин көрүң.

11:31 «.... өйүмниң ишигидин чиқип маңа тунҗа йолуққини...» — Йәфтаһниң мошу йәрдә көздә тутқини әслидә инсан әмәс, бәлки бирәр чарпай болса керәк.

11:35 «Сән мени интайин яман һалға чүшүрдуң, мени дәрдкә чүшүргүчиләрдин бири болуп қалдиң» — ибраний тилида: «Сән мени бәк пәскә чүшүрдуң, мени паракәндә қилғучиларниң бири болуп чиқтиң».

11:37 «...қизлиғим үчүн матәм тутувалай» — демәк, өй-очақсиз, пәрзәнтсиз болуп бу дуниядин кетидиғини үчүн.

11:39 «...атиси Йәфтаһ униң үстигә қилған қәсимини беҗа кәлтүрди» — Йәфтаһ өз қизини қурбанлиқ қилдиму? Яки бу сөзләрниң башқа мәнаси барму? «Қошумчә сөз»имиздә алимларниң пикирлири тоғрилиқ азрақ мулаһизә жүргүзимиз.

11:40 «...Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп хатириләйдиған болди» — яки «... Йәфтаһниң қизини төрт күн әсләп матәм тутидиған болди».