10
Тола вә Яирниң «һаким» болуши
1 Абимәләктин кейин Иссакар қәбилисидин болған Додониң нәвриси, Пуаһниң оғли Тола дегән киши Исраилни қутқузушқа турди; у Әфраимниң тағлиридики Шамир дегән җайда туратти; 2 у Исраилға жигирмә үч жил һаким болуп аләмдин өтти вә Шамирда дәпнә қилинди.
3 Униңдин кейин Гилеадлиқ Яир турди; у Исраилға жигирмә икки жил һаким болди. 4 Униң оттуз оғли болуп, улар оттуз тәхәйгә минип жүрәтти. Улар оттуз шәһәргә егидарчилиқ қилатти; бу шәһәрләр Гилеад жутида болуп, та бүгүнгичә «Яирниң кәнтлири» дәп аталмақта. □«Яирниң кәнтлири» — яки «Һаввот-Яир». 5 Яир вапат болуп, Камонда дәпнә қилинди.
Исраилниң йәнә гунаға петиши
6 Лекин Исраиллар йәнә Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, Баал билән Ашәраһ бутлириға баш уруп, шундақла Сурийәниң илаһлири, Зидондикиләрниң илаһлири, Моабниң илаһлири, Аммонийларниң илаһлири вә Филистийләрниң илаһлириниң ибадитигә кирип, Пәрвәрдигарни ташлап, униңға ибадәттә болмиди. □«Сурийә» — ибраний тилида «Арам». ■Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1 7 Шуниң билән Пәрвәрдигарниң ғәзиви Исраилға қозғилип, уларни Филистийләрниң вә Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди. □«... Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди» — ибраний тилида «...Аммонийларниң қолиға сетип бәрди». 8 Булар болса шу жили Исраилларни қаттиқ бесип әзди; андин улар Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә Аморийларниң зиминидики Гилеадта олтиришлиқ барлиқ Исраил хәлқигә он сәккиз жилғичә зулум қилди. □«... Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә» — ибраний тилида «... Иордан дәриясиниң у тәрипидә». 9 Аммонийлар йәнә Иордан дәриясидин өтүп, Йәһуда, Бинямин вә Әфраим җәмәтигә қарши һуҗум қилди: шуниң билән пүткүл Исраил қаттиқ азапланди.
10 Шуниң билән Исраиллар Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Биз саңа гуна қилдуқ, өз Худайимизни ташлап, Баал бутлириниң қуллуғиға кирип кәттуқ, деди.
11 Пәрвәрдигар Исраилларға: — Мән силәрни мисирлиқлардин, Аморийлардин, Аммонийлардин вә Филистийләрдин қутқузған әмәсмидим? 12 Зидонийлар, Амаләкләр вә Маонлар келип силәргә зулум қилғинида, Маңа пәряд қилғиниңларда силәрни уларниң қолидин қутқузған әмәсмидим? 13 Шундақтиму, силәр йәнә Мени ташлап, ят илаһларниң қуллуғиға кирдиңлар. Мән силәрни әнди қутқузмаймән! ■Қан. 32:15; Йәр. 2:13 14 Әнди берип өзүңлар таллиған илаһларға пәряд қилиңлар, қийинчилиққа қалған чеғиңларда шулар силәрни қутқузсун, — деди.
15 Амма Исраиллар Пәрвәрдигарға ялвуруп: — Биз гуна қилдуқ! Әнди нәзириңгә немә яхши көрүнсә бизгә шундақ қилғин, бизни пәқәт мошу бир қетимла қутқузувалғайсән! — деди.
16 Шуниң билән Исраил ят илаһларни өз арисидин чиқирип ташлап, Пәрвәрдигарниң ибадитигә киришти; Пәрвәрдигар Исраилниң тартиватқан азап-оқубәтлирини көрүп, көңли йерим болди.
Ғерип адәмниң сәрдар болуши — Йәфтаһ
17 Шу вақитта Аммонийлар топлинип Гилеадта чедиргаһ тикти; Исраилларму жиғилип келип Мизпаһға чүшүп чедиргаһ тикти. 18 Гилеадтики хәлиқниң чоңлири өз ара: — Ким Аммонийлар билән соқушушқа башламчи болса, у барлиқ Гилеадттикиләргә баш болиду, деди.■Һак. 11:6, 9, 10, 11
□10:4 «Яирниң кәнтлири» — яки «Һаввот-Яир».
□10:6 «Сурийә» — ибраний тилида «Арам».
■10:6 Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1
□10:7 «... Аммонийларниң қолиға ташлап бәрди» — ибраний тилида «...Аммонийларниң қолиға сетип бәрди».
□10:8 «... Иордан дәриясиниң мәшриқ тәрипидә» — ибраний тилида «... Иордан дәриясиниң у тәрипидә».