13
Шимшонниң туғулуши
Лекин Исраиллар Пәрвәрдигарниң нәзиридә йәнә рәзил болғанни қилди; шуниң билән Пәрвәрдигар уларни қириқ жилғичә Филистийләрниң қолиға ташлап қойди. Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1; 10:6
 
Шу чағда Зореаһ дегән җайда, Дан җәмәтидин болған, Маноаһ исимлиқ бир киши бар еди. Униң аяли туғмас болуп, һеч балиси йоқ еди. Пәрвәрдигарниң Пәриштиси бу аялға аян болуп униңға: — Мана, сән туғмас болғиниң үчүн бала туғмидиң; лекин әнди сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. Амма сән сәгәк болуп, шарап яки күчлүк һарақ ичмә, һеч напак нәрсиниму йемигин. Чөл. 6:2, 3 Чүнки мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән. Бу бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип Худаға аталған «назарий» болидиғини үчүн, униң бешиға һәргиз устира селинмисун. У Исраилни Филистийләрниң қолидин қутқузуш ишини башлайду, — деди.«Назарий» — Худаниң йолиға алаһидә аталған бир киши. Улар тоғрилиқ «Чөл.» 6-бап вә изаһатларни көрүң.  Чөл. 6:5; 1Сам. 1:11
 
Аял ериниң қешиға берип, униңға: — Мана, Худаниң бир адими йенимға кәлди; униң турқи Худаниң Пәриштисидәк, интайин дәһшәтлик екән; лекин мән униңдин: «Нәдин кәлдиң» дәп соримидим, уму өз нам-шәривини маңа дәп бәрмиди. «Худаниң Пәриштисидәк» — аял көргән мошу Пәриштиниң «Худаниң пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» (демәк, Мәсиһ) дегән затниң өзи («Тәбирләр»имизни вә кейинки 16-айәтни көрүң). У маңа: — «Мана, сән һамилдар болуп бир оғул туғисән; у бала анисиниң қосиғидики чағдин тартип өлидиған күнигичә Худаға аталған бир назарий болидиған болғачқа, әнди сән шарап яки күчлүк һарақ ичмә вә һеч напак нәрсиниму йемигин» деди, — деди.
Буни аңлап Маноаһ Пәрвәрдигарға дуа қилип: — Аһ Рәббим, Сән бу йәргә әвәткән Худаниң адими бизгә йәнә келип, туғулидиған балиға немә қилишимиз керәклигини үгитип қойсун, дәп илтиҗа қилди.
Худа Маноаһниң дуасини аңлиди; аял етизлиқта олтуғинида, Худаниң Пәриштиси йәнә униң қешиға кәлди. Амма униң ери Маноаһ униң қешида йоқ еди. 10 Андин аял дәрһал жүгүрүп берип, еригә хәвәр берип: — Мана, һелиқи күни йенимға кәлгән адәм маңа йәнә көрүнди, девиди, 11 Маноаһ дәрһал қопуп аялиниң кәйнидин меңип, у адәмниң қешиға келип: — Бу аялға келип сөз қилған адәм сәнму? — дәп соривиди, у җававән: — Шундақ, мәндурмән, деди.
12 Маноаһ униңға: — Ейтқан сөзлириң беҗа кәлтүрүлгәндә, бала қайси тәриқидә чоң қилиниши керәк, у немә ишларни қилиду? — дәп сориди.
13 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Мән бу аялға ейтқан нәрсиләрниң һәммисидин у һези болуп өзини тартсун; 14 у үзүм телидин чиққан һеч қандақ нәрсидин йемисун, шарап яки күчлүк һарақ ичмисун, һеч напак нәрсиләрдин йемисун; мән униңға барлиқ әмир қилғинимни тутсун, деди.
15 Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисигә: — Илтипат қилип, кәтмәй турсила, өзлиригә бир оғлақ тәйярлайли, девиди, 16 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа җавап берип: — Сән Мени тутуп қалсаңму, Мән нениңдин йемәймән; әгәр сән бирәр көйдүрмә қурбанлиқ сунмақчи болсаң, уни Пәрвәрдигарға атап сунушуң керәк, деди (униң шундақ дейишиниң сәвәви, Маноаһ униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билмигән еди).
17 Андин Маноаһ Пәрвәрдигарниң Пәриштисидин: — Өзлириниң нам-шәриви немиду? Ейтип бәргән болсила, сөзлири әмәлгә ашурулғинида, силигә һөрмитимизни билдүрәттуқ, — деди.
18 Пәрвәрдигарниң Пәриштиси униңға җававән: — Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур, — деди.«Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур» — Маноаһ өз дуасиға җававән кәлгән Пәрвәрдигарниң Пәриштисини инсан дәп ойлайду. «Карамәт тилсимат» дегән мошу сүпәт ибраний тилида («пәлә») пәқәт Худаниң Өзини яки униң қилған ишлирини сүпәтләш үчүн ишлитилиду.
19 Шуниң билән Маноаһ оғлақ билән ашлиқ һәдийәсини елип берип уни қорам ташниң үстидә Пәрвәрдигарға атап сунди. Пәрвәрдигарниң Пәриштиси уларниң көз алдида әҗайип карамәт бир ишни қилип көрсәтти; Маноаһ вә аяли қарап турди. 20 Шундақ болдики, от ялқуни қурбангаһтин асманға көтирилгәндә, Пәрвәрдигарниң Пәриштисиму қурбангаһтин чиққан от ялқуни ичидә жуқуриға чиқип кәтти. Маноаһ билән аяли буни көрүп, өзлирини йәргә ташлап йүзлирини йәргә йеқип дүм ятти.
21 Шуниңдин кейин Пәрвәрдигарниң Пәриштиси Маноаһқа вә униң аялиға қайта көрүнмиди. Маноаһ шу вақитта униң Пәрвәрдигарниң Пәриштиси екәнлигини билди. 22 Андин Маноаһ аялиға: — Мана, биз чоқум өлимиз, чүнки биз Худани көрдуқ! — деди.Мис. 33:20; Қан. 5:26; Һак. 6:22, 23
23 Лекин аяли униңға җавап берип: — Әгәр Пәрвәрдигар бизни өлтүрүшкә лайиқ көргән болса, ундақта у көйдүрмә қурбанлиқ билән ашлиқ һәдийәни қолимиздин қобул қилмиған болатти, бу ишниму көрсәтмигән болатти вә шундақла бундақ сөзләрни бизгә ейтмиған болатти, — деди.
24 Шу иштин кейин аял бир оғул туғди, униң исмини Шимшон қойди. Бу бала өсүп, чоң болди вә Пәрвәрдигар уни бәрикәтлиди.«Шимшон» — «қуяштәк (күчлүк)» яки «рошән, парлиқ адәм».  Ибр. 11:32
25 Зореаһ билән Әштаолниң оттурисидики Маһанәһ-Данда Пәрвәрдигарниң Роһи униңға өз тәсирини көрситишкә башлиди.«Маһанәһ-Дан» — яки «Данниң баргаһи».
 
 

13:1 Һак. 2:11; 3:7; 4:1; 6:1; 10:6

13:4 Чөл. 6:2, 3

13:5 «Назарий» — Худаниң йолиға алаһидә аталған бир киши. Улар тоғрилиқ «Чөл.» 6-бап вә изаһатларни көрүң.

13:5 Чөл. 6:5; 1Сам. 1:11

13:6 «Худаниң Пәриштисидәк» — аял көргән мошу Пәриштиниң «Худаниң пәриштиси» яки «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» (демәк, Мәсиһ) дегән затниң өзи («Тәбирләр»имизни вә кейинки 16-айәтни көрүң).

13:18 «Намимни сорап қалдиңғу? Мениң намим карамәт тилсиматтур» — Маноаһ өз дуасиға җававән кәлгән Пәрвәрдигарниң Пәриштисини инсан дәп ойлайду. «Карамәт тилсимат» дегән мошу сүпәт ибраний тилида («пәлә») пәқәт Худаниң Өзини яки униң қилған ишлирини сүпәтләш үчүн ишлитилиду.

13:22 Мис. 33:20; Қан. 5:26; Һак. 6:22, 23

13:24 «Шимшон» — «қуяштәк (күчлүк)» яки «рошән, парлиқ адәм».

13:24 Ибр. 11:32

13:25 «Маһанәһ-Дан» — яки «Данниң баргаһи».