14
Шимшонниң Филистий бир қизни әмригә алмақчи болуши
Бир вақитта, Шимшон Тимнаһқа чүшүп, у йәрдә бир қизни көрди; у Филистий қизлиридин бири еди. «Тимнаһ» — яки «Тимнатаһ». У шу йәрдин чиқип ата-анисиниң йениға қайтип: — Мән Тимнаһда Филистий қизлиридин бирини көрдүм, уни маңа хотунлуққа елип бериңлар, — деди.
Бирақ ата-аниси униңға: — Қериндашлириңниң қизлириниң ичидә яки бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин саңа бир қиз чиқмасму? Немишкә хәтнисиз болған Филистийләрниң қешиға берип, улардин хотун алмақчи болисән? — деди; амма Шимшон атисиға: — Уни маңа елип бәргин, чүнки у маңа бәк яқти, — деди.«бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин...» — ибраний тилида «мениң пүткүл қовмим арисидин...».
Униң ата-аниси бу ишниң Пәрвәрдигар тәрипидин болғинини билмиди. Чүнки Филистийләр шу чағда Исраил үстидин һөкүм сүрүп турған болғачқа, У Филистийләргә тақабил турушқа пурсәт яратмақчи еди.«...яратмақчи еди» — ибраний тилидики мошу сөз адәттә «издимәкчи еди» дегәнни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, Худаниң Роһи Шимшонни тезрәк Филистийләргә һуҗум қилишқа қозғиғини билән, лекин у Худаниң Роһиниң шу түрткисигә техичә етивар қилмайвататти.
Әнди Шимшон ата-аниси билән Тимнаһқа чүшти; улар Тимнаһдики үзүмзарлиқларға йетип кәлгәндә, мана бир яш шир һөкиригән пети униңға етилди. Шуан Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, у қолида һеч немә болмиған һаләттә ширни тутуп, уни оғлақни житқандәк житип титма-титма қиливәтти. Лекин у бу ишни ата-анисиға демиди. «Лекин Шимшон бу ишни ата-анисиға демиди» — Шимшон «назарий» болғачқа, һеч қандақ үзүмдин болған нәрсини йемәслиги керәк еди. Шуңа Шимшон үзүмзарлиқ билән маңмай, ата-анисидин айрилип маңған болса керәк. Лекин ата-аниси «назарий» болмиғачқа үзүмзарлиқтин удул өтсә болатти. Шу сәвәптин Шимшонниң ата-аниси униң ширни өлтүргинини билмиди. Андин у Тимнаһқа чүшүп, у қиз билән параңлашти, у қиз Шимшонға бәк ярап кәтти.
Бирмәзгилдин кейин у қизни елип келиш үчүн қайта барғанда, ширниң өлүгини көрүп бақай дәп йолдин бурулуп қаривиди, мана ширниң искилитиниң ичидә бир топ һәсәл һәрилири билән һәсәл туратти. У һәсәлдин очумиға елип йәп маңди; ата-анисиниң йениға кәлгәндә, уларғиму бәрди, уларму йеди, лекин өзиниң һәсәлни ширниң искилитиниң ичидин елип кәлгинини уларға демиди. 10 Униң атиси униңға һәмраһ болуп чүшүп қизниң өйигә кәлди, у йәрдә Шимшон бир зияпәт бәрди, чүнки бурундинла той қилидиған жигитләр шундақ қилидиған рәсм-қаидә бар еди. 11 Улар Шимшонни көрүп, униңға һәмраһ болушқа оттуз жигитни тепип кәлди; улар униңға һәмраһ болди. «...оттуз жигитни тепип кәлди» — шимшунниң тойида униңға һәмраһ болушқа чақирған болса керәк. 12 Шимшон уларға: — Мән силәрдин бир тепишмақ сорай, әгәр силәр зиярәт қилинидиған йәттә күн ичидә униң мәнасини маңа дәп берәлисәңлар, мән силәргә оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин беримән; 13 әгәр уни йешип берәлмисәңлар, силәр маңа оттуз данә канап көйнәк билән оттуз жүрүш егин бериңлар, — деди. Улар униңға: — Мақул, ундақ болса тепишмиқиңни ейтқин, қени аңлайли, — деди.
14 У уларға: — Йейилидиғини йегүчиниң ичидин чиқти; татлиқ күчтүңгүрниң ичидин чиқти, бу немә? — деди. Улар үч күнгичә бу тепишмақни тапалмиди. 15 Йәттинчи күни шундақ болдики, улар Шимшонниң аялиниң қешиға берип: — Сән ериңни алдап-сийлап, тепишмақниң мәнасини бизгә ейтип беришкә мақул қилғин; болмиса сени атаңниң өйи билән қошуп көйдүрүветимиз. Силәр бизни йоқсул қилишқа бу йәргә чақирғанму?! — деди.«йәттинчи күни...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «төртинчи күни...» дейилиду.
16 Шимшонниң аяли униң алдида жиғлап туруп: — Сән маңа өч, мени пәқәт сөймәйсән; сән мениң қовмимниң балилиридин бир тепишмақни соридиң, амма маңа мәнасини ейтип бәрмидиң, дәп жиғлиғили турди. Шимшон униңға җававән: — Мана, мән уни ата-анамғиму дәп бәрмигән турсам, саңа дәп берәмдим? — деди.
17 Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди. Шундақ болдики, йәттинчи күни болғанда аяли уни қистап турувалғачқа, униңға тепишмақниң мәнасини ейтип бәрди. Андин аял берип өз хәлқиниң адәмлиригә тепишмақниң мәнасини дәп бәрди. «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди» — яки «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнлүк зияпәтниң қалған вақтида у униңға (Шимшонға) ешиливелип жиғлапла турди». 18 Шуниң билән йәттинчи күни күн патмаста, шәһәрниң адәмлири униңға җавап берип: — Һәсәлдинму татлиғи барму? Ширдинму күчтүңгүри барму? — деди.
У уларға җавап берип: — Әгәр силәр мениң иниким билән йәр ағдурмиған болсаңлар, тепишмиқимни һәргиз тапалмайттиңлар! — деди.
19 У вақитта Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшти; у Ашкелонға чүшүп, Ашкелондикиләрдин оттуз кишини өлтүрүп, улардин олҗа елип, олҗидин егинләрни елип келип, тепишмақниң мәнасини йешип бәргәнләргә бәрди. Шуниңдәк Шимшонниң ғәзиви келип, ата-анисиниң өйигә йенип кәтти.«Ашкелон» — Филистийләрниң чоң бир шәһири.
20 Андин Шимшонниң аяли Шимшонниң һәмраһлиридин қолдаш болған жигиткә тәвә қилинди.«қолдаш болған жигиткә...» — яки «өзигә ағинә қилған жигиткә».
 
 

14:1 «Тимнаһ» — яки «Тимнатаһ».

14:3 «бизниң пүткүл қовмимизниң арисидин...» — ибраний тилида «мениң пүткүл қовмим арисидин...».

14:4 «...яратмақчи еди» — ибраний тилидики мошу сөз адәттә «издимәкчи еди» дегәнни билдүриду. Мүмкинчилиги барки, Худаниң Роһи Шимшонни тезрәк Филистийләргә һуҗум қилишқа қозғиғини билән, лекин у Худаниң Роһиниң шу түрткисигә техичә етивар қилмайвататти.

14:6 «Лекин Шимшон бу ишни ата-анисиға демиди» — Шимшон «назарий» болғачқа, һеч қандақ үзүмдин болған нәрсини йемәслиги керәк еди. Шуңа Шимшон үзүмзарлиқ билән маңмай, ата-анисидин айрилип маңған болса керәк. Лекин ата-аниси «назарий» болмиғачқа үзүмзарлиқтин удул өтсә болатти. Шу сәвәптин Шимшонниң ата-аниси униң ширни өлтүргинини билмиди.

14:11 «...оттуз жигитни тепип кәлди» — шимшунниң тойида униңға һәмраһ болушқа чақирған болса керәк.

14:15 «йәттинчи күни...» — бәзи кона көчүрмиләрдә «төртинчи күни...» дейилиду.

14:17 «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнидә у ериниң алдида жиғлапла жүрди» — яки «Зияпәт өткүзүлгән йәттә күнлүк зияпәтниң қалған вақтида у униңға (Шимшонға) ешиливелип жиғлапла турди».

14:19 «Ашкелон» — Филистийләрниң чоң бир шәһири.

14:20 «қолдаш болған жигиткә...» — яки «өзигә ағинә қилған жигиткә».