15
Шимшонниң Филистийләр билән қаршилишишқа башлиши
Амма бир нәччә вақит өтүп буғдай оруш мәзгили кәлгәндә шундақ болдики, Шимшон бир оғлақни елип өз аялиниң өйигә берип: «Мән хотунумниң қешиға униң һуҗрисиға киримән» деди. Лекин аялиниң атиси уни ичкиригә киришигә йол қоймиди. Қейинатиси униңға: — Мән һәқиқәтән сизни униңға мутләқ өч болуп кәтти, дәп ойлидим; шуңа мән уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим. Һалбуки, униң кичик сиңлиси униңдин техиму чирайлиққу? Униң орниға шуни алған болсиңиз! — деди.«...уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим» — яки «уни синиң ағинәңгә беривәткән едим».
Амма Шимшон уларға: — Әнди мән бу қетим Филистийләргә зиян йәткүзсәм, маңа гуна болмайду! — деди.
Шуни дәп Шимшон берип үч йүз чилбөрини тутуп келип, отқашларни тәйярлап, чилбөриләрни җүпләп қуйруқлирини бир-биригә четип, икки қуйриқиниң оттурисиға бирдин отқашни асти; «үч йүз чилбөрә» — бәзи тәрҗимиләрдә «үч йүз түлкә» дейилиду. Лекин чилбөриләр топ болуп жүргәчкә, азрақ гөшни йәмчүк қилиш билән уларни тутивелиш түлкиләрни тутувелиштин көп асан болиду. отқашларға от йеқип чилбөриләрни елип берип, Филистийләрниң етиздики ормиған зираәтлиригә қоюп бәрди. Шуниң билән у дога-дога өнчиләрни, орулмиған зираәтләрни, шундақла зәйтун бағлириниму көйдүрүвәтти. «етиздики ормиған зираәтлири» — ибраний тилида «етиздики өрә турған зираәтлири» — демәк, пишай дәп қалған зираәтләр. Филистийләр буни көрүп: Буни ким қилди, — дәп сориса, хәлиқ җавап берип: — Тимнаһлиқ адәмниң күйоғли Шимшон қилди; қейинатиси униң аялини униң қолдишиға беривәткини үчүн шундақ қилди, — деди. Шуниң билән Филистийләр чиқип, у аял билән атисини отта көйдүрүвәтти.
Шимшон уларға: — Силәр шундақ қилғиниңлар үчүн, мән силәрдин интиқам алмай болди қилмаймән, — деди.
Шуниң билән Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти; андин у берип Етам қорам тешиниң өңкиридә турди.«Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти» — ибраний тилида «Шимшон уларни янпаш вә пачақлириға уруп, уларни өлтүрүвәтти».
У вақитта Филистийләр чиқип, Йәһуда жутида чедир тикип, Леһи дегән җайда йейилди. «Леһи дегән җайда йейилди» — яки «Леһи дегән җайда җәңгә сәп түзди». 10 Йәһудалар болса: — Немишкә бизгә һуҗум қилмақчи болисиләр? — девиди, улар җавап берип: — Биз Шимшонни тутуп бағлап, у бизгә қандақ қилған болса, бизму униңға шундақ қилимиз, дәп чиқтуқ, — деди.
11 Шуниң билән Йәһуда жутидики үч миң киши Етам қорам тешиниң өңкиригә чүшүп, Шимшонға: — Сән Филистийләрниң үстимиздин һөкүм сүрүватқинини билмәмсән? Шуни билип туруп, сән немишкә бизгә шундақ қилдиң? — деди. У уларға: — Улар маңа қилғандәк, мәнму уларға қилдим, дәп җавап бәрди.
12 Улар униңға: — Биз сени бағлап Филистийләрниң қолиға тапшуруп бериш үчүн кәлдуқ, девиди, Шимшон уларға: — «Биз өзимиз саңа һуҗум қилип өлтүрмәймиз», дәп маңа қәсәм қилиңлар, деди.
13 Улар униңға: — Сени өлтүрмәймиз; пәқәт сени чиң бағлап, уларниң қолиға тапшуруп беримиз; һәргиз өлүмгә мәһкүм қилмаймиз, дәп җавап бәрди. Шуни дәп улар икки йеңи арғамча билән уни бағлап, қорам ташниң үстидин елип маңди. 14 У Леһигә кәлгәндә, Филистийләр вақирашқиничә униң алдиға жүгүрүшүп кәлди. Амма Пәрвәрдигарниң Роһи униң үстигә чүшүп, қоллирини бағлиған арғамчилар от туташқан кәндир жиптәк үзүлүп, түгүчләр қоллиридин йешилип кәтти. 15 Андин у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп, қолини узитипла елип, униң билән миң адәмни уруп өлтүрди.«у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп...» — кона сүйәк болған болса, чүрүклигидин асанла сунуп кәткән болатти.
16 Шимшон: —
«Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән адәмләрни өлтүрүп,
Уларни дога-дога қиливәттим,
Ешәкниң бир еңәк сүйиги билән миң адәмни өлтүрдүм!» — деди.«Уларни дога-дога қиливәттим» — яки «Уларни икки дога қиливәттим». Бу шеирдин қариғанда, Шимшон икки яки униңдин көп қетим Филистийләр билән соқушқан болуши мүмкин.
17 Буларни дәп ешәкниң еңәк сүйигини ташливәтти. Шуниңдәк у шу җайға «Рамот-Леһи» дәп нам қойди.«Рамот-Леһи» — «Леһиниң егизлиги».
18 У интайин уссап Пәрвәрдигарға пәряд қилип: — Сән Өз қулуңниң қоли билән бунчә чоң нусрәтни барлиққа кәлтүрдүң, әнди мән һазир уссузлуқтин өлүп, хәтнисизләрниң қолиға чүшүп қалармәнму? — деди.1Сам. 17:26, 36; 2Сам. 1:2
19 Шуниң билән Худа леһидики азгални ярди, су униңдин урғуп чиқти. Шимшон ичип, роһи урғуп җан кирди. Бу сәвәптин бу булаққа «Ән-Һаккорә» дәп нам қоюлди; та бүгүнгичә у Леһида бар.«Ән-Һаққорә» — «пәряд көтәргүчиниң булиқи».
20 Шимшон Филистийләрниң дәвридә жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди.«Шимшон .... жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди» — Шимшонниң һаким болған вақти бәлким Абимәләк вә Йәфтаһниң һөкүм сүргән вақитлири билән замандаш болса керәк; у Пәләстинниң ғәрбидә, улар шәриқ вә шималида һөкүм сүрәтти.
 
 

15:2 «...уни сизниң қолдишиңизға беривәткән едим» — яки «уни синиң ағинәңгә беривәткән едим».

15:4 «үч йүз чилбөрә» — бәзи тәрҗимиләрдә «үч йүз түлкә» дейилиду. Лекин чилбөриләр топ болуп жүргәчкә, азрақ гөшни йәмчүк қилиш билән уларни тутивелиш түлкиләрни тутувелиштин көп асан болиду.

15:5 «етиздики ормиған зираәтлири» — ибраний тилида «етиздики өрә турған зираәтлири» — демәк, пишай дәп қалған зираәтләр.

15:8 «Шимшон уларни қир-чап қилип қәтл қиливәтти» — ибраний тилида «Шимшон уларни янпаш вә пачақлириға уруп, уларни өлтүрүвәтти».

15:9 «Леһи дегән җайда йейилди» — яки «Леһи дегән җайда җәңгә сәп түзди».

15:15 «у ешәкниң йеңи бир еңәк сүйигини көрүп...» — кона сүйәк болған болса, чүрүклигидин асанла сунуп кәткән болатти.

15:16 «Уларни дога-дога қиливәттим» — яки «Уларни икки дога қиливәттим». Бу шеирдин қариғанда, Шимшон икки яки униңдин көп қетим Филистийләр билән соқушқан болуши мүмкин.

15:17 «Рамот-Леһи» — «Леһиниң егизлиги».

15:18 1Сам. 17:26, 36; 2Сам. 1:2

15:19 «Ән-Һаққорә» — «пәряд көтәргүчиниң булиқи».

15:20 «Шимшон .... жигирмә жилғичә Исраилға һаким болди» — Шимшонниң һаким болған вақти бәлким Абимәләк вә Йәфтаһниң һөкүм сүргән вақитлири билән замандаш болса керәк; у Пәләстинниң ғәрбидә, улар шәриқ вә шималида һөкүм сүрәтти.