16
Шимшонниң мәғлуп болуши
Андин Шимшон Газаға барди, у у йәрдә бир паһишә аялни көрүп, кирип униң билән йеқинчилиқ қилди. Лекин Газалиқлар бирисиниң: — Шимшон бу йәргә кәлди, дегинини аңлап, шәһәрни қоршап, кечичә шәһәрниң қовуқида үн чиқармай марап турди вә: Әтә таң йоруғанда уни өлтүримиз, — дейишти.
Шимшон йерим кечигичә ятти; андин орнидин туруп шәһәр қовуқиниң икки қанитини тутуп, уни икки кешики вә балдақ-тақиқи билән қошуп, бирақла қомуруп, өшнисигә артип Һебронниң удулидики таққа елип чиқип кәтти.«Һебронниң удулидики тағ» — бәлким Газадин 40 километер жирақлиқта еди.
Кейин у Сорәк җилғисида олтиришлиқ Дилилаһ исимлиқ бир аялни көрүп, униңға ашиқ болуп қалди. Буни билип Филистийләрниң әмирлири у аялниң қешиға берип униңға: — Сән уни алдап, униң күчтүңгүрлүгиниң зади нәдин болғанлиғини колап сорап, бизниң қандақ қилсақ уни йеңәләйдиғанлиғимизни, уни бағлап бойсундуралайдиғанлиғимизни ейтип бәрсәң, биз һәр биримиз саңа бир миң бир йүз күмүч тәңгә беримиз, — деди.
Шуниң билән Дилилаһ Шимшондин: — Сән күчтүңгүрлүгүңниң зади нәдин болғанлиғини, шундақла қандақ қилғанда сени бағлап бойсундурғили болидиғанлиғини ейтип бәргин! — деди.
Шимшон униңға җававән: — Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.«Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса...» — Шимшон назарий болғачқа, «йеңи я киричлири» әслидә өлүк һайванниң җәситидин елинидиғини үчүн униңға нисбәтән «напак» һесаплинатти. Униң гепи ялған болғини билән, һәқиқәткә йеқин еди; униң күчтүңгүрлүги униң назарий болғанлиғидин болған. Униң «йеңи» (башқилар ишләтмигән) дейишиниң сәвәви «Бириси мени шундақ йеңи киричләр билән бағлиса, киричләрниң мени напак қилиш тәсири азрақ болиду» дәп ойлиғинидин болса керәк.
Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричини елип келип, бу аялға беривиди, у бу киричләр билән уни бағлап қойди (Дилилаһ бир нәччә адәмни һуҗрида пайлап турушқа йошуруп қойған еди). У Шимшонға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди.
У қопуп киричләрни чигә шойна отта көйүп үзүлүп кәткәндәк үзүвәтти. Шуниң билән униң күчтүңгүрлигиниң сири ашкариланмиди.
10 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! Әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди.«Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! ....» — рошәнки, «пайлап олтарғучилар» бағлаш усулиниң нәтиҗисини күтүп өзлири йошурунған йәрдин чиқмиди. Шимшон өйдә Дилилаһ билән иккимизла бар, дәп ойлайду.
11 У җавап берип: — Адәмләр мени һеч ишләтмигән йеңи арғамча билән бағлиса, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
12 Шуниң билән Дилилаһ йеңи арғамча елип келип, уни бағлап: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди (әслидә бир нәччә адәм һуҗрида йошурунуп, уни пайлап турушқан еди). Лекин Шимшон өз қолидики арғамчиларни жипни үзгәндәк үзүп ташлиди.
13 Буни көрүп Дилилаһ Шимшонға: — Сән һазирғичә мени алдапсән, маңа ялған ейтипсән; әнди маңа сени немә билән бағлиса болидиғанлиғини ейтип бәргин, — деди. У җавап берип: — Сән мениң бешимдики йәттә өрүм чачни дукандики өрүш жип билән қошуп өрүп қойсаңла болиду, — деди.«дукандики өрүш жип билән» — яки «дукандики тәг жипи билән», йәни тоқулмиларниң бойиға тартилған жипи билән.
14 Шуниң билән Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп, қозуққа бағлап қоюп униңға: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — деди. Шимшон уйқидин ойғинип, өрүш жип билән қозуқни бирақла тартип юливәтти.«Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп...» — мошу сөзләрни кона грек нусхисидин алдуқ.
15 Андин аял униңға: — Маңа көңлүң йоқ туруп, қандақсигә саңа ашиқ болдум, дәйсән? Сән мени үч қетим алдап, күчтүңгүрлүгүңниң нәдин болғанлиғини маңа ейтип бәрмидиңғу, — деди.
16 Униң һәр күни сөзлири билән уни қисташлири вә ялвурушлири билән Шимшонниң өлгидәк ичи пушти вә шундақ болдики, 17 у көңлидики сирини қоймай униңға ашкарә қилип: — Мән анамниң қосиғидики чағдин тартип Худаға атилип назарий болғиним үчүн, бешимға һәргиз устира селинип бақмиған; әгәр мениң чечим чүшүрүветилсә, күчүм мәндин кетип, мән аҗизлап башқа адәмләрдәк болуп қалимән, — деди.
18 Дилилаһ униң өзигә көңлидики һәммә сирини дәп бәргинини көрүп, Филистийләрниң әмирлирини чарқирип келишкә адәм маңдуруп: — «Бу қетим силәр йәнә бир чиқиңлар, чүнки Шимшон көңлидики һәммә сирни маңа ашкарә қилди» деди. Шуниң билән Филистийләрниң әмирлири қоллириға күмүчләрни елип, униң қешиға чиқти.
19 Андин Дилилаһ уни өз янпишиға ятқузуп, ухлитип қоюп, бир адәмни чақирип кирип униң бешидики йәттә өрүм чачни чүшүрүвәтти; шундақ қилип у Шимшонниң бозәк қилинишини башлиғучи болди. Шимшон күчидин кәткән еди. 20 У: — Әй Шимшон, Филистийләр сени тутқили кәлди! — девиди, у уйқидин ойғинип: — Мән орнумдин туруп, илгәрки бир қанчә қетимқидәк, бошинип кетимән, дәп ойлиди. Лекин у Пәрвәрдигарниң өзидин кәткинини билмәйтти. 21 Шуниң билән, Филистийләр уни тутувелип, көзлирини оюп, Газаға елип чүшүп, уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди.«уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди» — ун тартиш адәттә аял кишиниң иши еди.
22 Лекин бешидики чүшүрүветилгән чечи йәнә өсүшкә башлиди.
 
Шимшонниң шәрәплик һалда өлүши вә дәпнә қилиниши
23 Кейин, Филистийләрниң әмирлири өз илаһи болған Дагон үчүн чоң бир қурбанлиқ өткүзүшкә һәм тәбрикләп шатлинишқа жиғилди. Чүнки улар: — Мана, илаһимиз дүшминимиз болған Шимшонни қолимизға тапшуруп бәрди, — дейишти.
24 Хәлиқ Шимшонни көргәндә, өз илаһини даңлап: — Илаһимиз болса, жутимизни вәйран қилғучини, адәмлиримизни көп өлтүргән дүшминимизни қолимизға чүшүрүп бәрди! — дейишти.
25 Улар таза шат-хурамлиқ кәйпигә чөмүп: — Шимшон кәлтүрүлсун, у бизгә бир оюн көрситип бәрсун, дейишти; улар Шимшонни зиндандин елип чиқти. У уларниң алдида оюн көрсәтти. Әнди улар уни икки түврүкниң оттурисида тохтитип қойған еди. 26 Шуниң билән Шимшон қолини тутуп турған жигиткә: — Мени қоювәт, өйни көтирип турған түврүкләрни силап, уларға йөлинивалғили қойғайсән, — деди.
27 У чағда өй әр-аяллар билән лиқ толған еди, Филистийләрниң әмирлириниң һәммисиму шу йәрдә еди; өгүздиму Шимшонниң көрситиватқан оюнини көрүватқан тәхминән үч миңчә әр-аял бар еди.
28 Шимшон Пәрвәрдигарға нида қилип: — Әй Рәб Пәрвәрдигар, мени яд қилип пәқәт мошу бир қетим маңа күч ата қилғайсән; и Худа, шуниң билән икки көзүмниң интиқамини Филистийләрдин бир йолила алғузғайсән! — деди.Ибр. 11:32
29 Шимшон шуларни дәп өйни көтирип турған оттуридики икки түврүкни тутувалди; бирини оң қоли билән, йәнә бирини сол қоли билән тутуп, уларға тайинип турди.
30 Андин: «Филистийләр билән бирликтә өлүп кәтсәм!» дәп бәдинини егип күчини жиғип иттиривиди, өй өрүлүп, у йәрдики әмирләр билән барлиқ хәлиқниң үстигә чүшти. Буниң билән өз өлүми билән өлтүргән адәмләр униң тирик вақтида өлтүргәнлиридин көп болди. 31 Андин кейин униң қериндашлири вә атисиниң барлиқ җәмәти чүшүп, уни көтирип, Зореаһ билән Әштаолниң оттурисиға елип берип, атиси Маноаһниң қәбридә дәпнә қилди. У жигирмә жил Исраилға һаким болған еди.
 
 

16:3 «Һебронниң удулидики тағ» — бәлким Газадин 40 километер жирақлиқта еди.

16:7 «Адәмләр мени йәттә тал қурутулмиған йеңи я киричи билән бағлиса...» — Шимшон назарий болғачқа, «йеңи я киричлири» әслидә өлүк һайванниң җәситидин елинидиғини үчүн униңға нисбәтән «напак» һесаплинатти. Униң гепи ялған болғини билән, һәқиқәткә йеқин еди; униң күчтүңгүрлүги униң назарий болғанлиғидин болған. Униң «йеңи» (башқилар ишләтмигән) дейишиниң сәвәви «Бириси мени шундақ йеңи киричләр билән бағлиса, киричләрниң мени напак қилиш тәсири азрақ болиду» дәп ойлиғинидин болса керәк.

16:10 «Мана, сән мени алдап, маңа ялған ейтипсән! ....» — рошәнки, «пайлап олтарғучилар» бағлаш усулиниң нәтиҗисини күтүп өзлири йошурунған йәрдин чиқмиди. Шимшон өйдә Дилилаһ билән иккимизла бар, дәп ойлайду.

16:13 «дукандики өрүш жип билән» — яки «дукандики тәг жипи билән», йәни тоқулмиларниң бойиға тартилған жипи билән.

16:14 «Шимшон ухлиғанда у униң бешидики йәттә тал чачни өрүш жип билән қошуп өрүп...» — мошу сөзләрни кона грек нусхисидин алдуқ.

16:21 «уни мис зәнҗирләр билән бағлап, зинданда ун тартишқа салди» — ун тартиш адәттә аял кишиниң иши еди.

16:28 Ибр. 11:32