17
Исраилларниң бутпәрәслик йолиға кириши
Әфраимниң тағлирида Микаһ исимлиқ бир киши бар еди. У анисиға: — Сениң һелиқи бир миң бир йүз күмүч тәңгәң оғрилап кетилгән еди; сән тәңгиләрни қарғидиң вә буни маңа дәп бәрдиң. Мана, күмүч мәндә, уни мән алғандим, девиди, аниси: — Әй оғлум, Пәрвәрдигар сени бәрикәтлигәй!, — деди.«...тәңгиләрни қарғидиң...» — қарғашниң мәзмуни бәлким «Бу пул бәрикәтлик болмисун, алғучи кишигә палакәт чүшүрсун» дегәндәк болса керәк. «...вә буни маңа дәп бәрдиң» — ибраний тилида: «...вә мениң қулақлиримға сөзлидиң».
Микаһ бу бир миң бир йүз күмүч тәңгини анисиға яндуруп бәрди. Аниси: — Мән әслидә бу пулни сән оғлумни дәп Пәрвәрдигарға беғишлап, униң билән ойма бут вә қуйма бут ясашқа ативәткән едим; әнди йәнила саңа берәй, деди.
Лекин Микаһ күмүчни анисиға қайтуруп бәрди; аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти; улар Микаһниң өйигә қоюп қоюлди. «...аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти...» — мошу сөздин қариғанда, аписи нийитидин йенип, пулниң бир қисмини өзидә қалдурған еди. Микаһ дегән бу киши әслидә бир бутхана пәйда қилған, шуниңдәк өзигә бир әфод билән бир нәччә «тәрафим»ни ясиған еди; андин өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди.«әфод» — «әфод» тоғрилиқ 8:27 вә изаһатини көрүң. «Әфод» әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:5-30 вә изаһатлирини көрүң. «тәрафим» — ибраний тилидики сөз болуп, «өй бутлири» дегәнни билдүриду. Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. «... өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди.
Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти.«Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти» — мошу сөзләр, шүбһисизки, Худаниң вақти кәлгәндә Исраилға Өзи падиша тайинлаш мәхситидә болғанлиғини көрситиду.  Һак. 18:1; 21:25
 
Микаһниң бир Лавийни «каһин болуш»қа яллиши
Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәмдә Лавий қәбилисидин болған бир жигит бар еди; у шу йәрдә мусапир болуп туруп қалған еди. «Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәм» — Бәйт-Ләһәм Лавийларға бекитилгән шәһәрләрдин әмәс еди. Бу кишиниң шу йәргә немигә барғини ениқ әмәс. Бу жигит бир җай тепип турай дәп, Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәм шәһиридин чиқти. У сәпәр қилип, Әфраим тағлиғиға, Микаһниң өйигә келип чүшти. Микаһ униңдин: — Қәйәрдин кәлдиң, дәп соривиди, у униңға җававән: — Мән Йәһудаларниң жутидики Бәйт-Ләһәмлик бир Лавиймән, бир җай тепип турай дәп чиқтим, — деди.
10 Микаһ униңға: — Ундақ болса мән билән туруп, маңа һәм ата һәм каһин болуп бәргин; мән саңа һәр жили он күмүч тәңгә, бир жүрүш егин вә күндилик йемәк-ичмикиңни берәй, — деди. Буни аңлап Лавий киши униңкигә кирди.
11 Лавий у киши билән турушқа рази болди; жигит шу кишигә өз оғуллиридин биридәк болуп қалди. 12 Андин Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди. Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди.«Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди» — ибраний тилида: «Микаһ бу Лавий кишиниң қолини толдурди». Бу сөз мошу йәрдә икки бислиқтур — (1) у Микаһниң қолини мәхсус каһинлиқ вәзиписи билән «толдурди» вә (2) (һәҗвий җәһәттин) пул билән толдурди. «Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди; башқа Лавийларниң каһин болуш һоқуқи йоқтур, әлвәттә.
13 Андин Микаһ: — Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән, — деди.«Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән» — демисәкму, бу сөзләр пүтүнләй хурапий бир көзқараш, әлвәттә. 18-бапта сөзләрниң хаталиғи чиқип туриду.
 
 

17:2 «...тәңгиләрни қарғидиң...» — қарғашниң мәзмуни бәлким «Бу пул бәрикәтлик болмисун, алғучи кишигә палакәт чүшүрсун» дегәндәк болса керәк. «...вә буни маңа дәп бәрдиң» — ибраний тилида: «...вә мениң қулақлиримға сөзлидиң».

17:4 «...аниси униңдин икки йүз күмүч тәңгини елип бир зәргәргә берип, бир ойма бут билән бир қуйма бут ясатти...» — мошу сөздин қариғанда, аписи нийитидин йенип, пулниң бир қисмини өзидә қалдурған еди.

17:5 «әфод» — «әфод» тоғрилиқ 8:27 вә изаһатини көрүң. «Әфод» әслидә баш каһин кийидиған алаһидә бир хил кийим еди. У тоғрилиқ «Мис.» 28:5-30 вә изаһатлирини көрүң. «тәрафим» — ибраний тилидики сөз болуп, «өй бутлири» дегәнни билдүриду. Бу бутлар қолда көтәргидәк кичик болуп, адәттә күмүчтин ясилатти. Қедимки вақитлардики бәзи бутпәрәс җәмийәтләрдә «тәрафим»ға егә болған адәм өйниң барлиқ тәәллуқатиниң егиси, ғоҗайини дәп һесаплинатти. «... өз оғуллиридин бирини каһинлиққа мәхсус тайинлап, уни өзигә каһин қилди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди.

17:6 «Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; һәр ким өз нәзиридә яхши көрүнгәнни қилатти» — мошу сөзләр, шүбһисизки, Худаниң вақти кәлгәндә Исраилға Өзи падиша тайинлаш мәхситидә болғанлиғини көрситиду.

17:6 Һак. 18:1; 21:25

17:7 «Йәһуда җәмәтиниң тәвәсидики Бәйт-Ләһәм» — Бәйт-Ләһәм Лавийларға бекитилгән шәһәрләрдин әмәс еди. Бу кишиниң шу йәргә немигә барғини ениқ әмәс.

17:12 «Микаһ бу Лавий кишини каһинлиққа мәхсус тайинлиди» — ибраний тилида: «Микаһ бу Лавий кишиниң қолини толдурди». Бу сөз мошу йәрдә икки бислиқтур — (1) у Микаһниң қолини мәхсус каһинлиқ вәзиписи билән «толдурди» вә (2) (һәҗвий җәһәттин) пул билән толдурди. «Шуниң билән Лавий жигит униңға каһин болуп, Микаһниң өйидә туруп қалди» — пәқәт Һарунниң әвлатлирила каһин болушқа һоқуқлуқ еди; башқа Лавийларниң каһин болуш һоқуқи йоқтур, әлвәттә.

17:13 «Бир Лавий киши маңа каһин болғини үчүн, Пәрвәрдигарниң маңа яхшилиқ қилидиғинини билимән» — демисәкму, бу сөзләр пүтүнләй хурапий бир көзқараш, әлвәттә. 18-бапта сөзләрниң хаталиғи чиқип туриду.