18
Дан қәбилисиниң өзлири үчүн бир мирас җайни тепиши
Шу күнләрдә Исраилда һеч падиша болмиди; шундақла шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди, чүнки шу күнгичә улар Исраил қәбилилири арисида чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди. «Шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди» — «Йәшуа» 19:40-48дә бу ишлар баян қилиниду. Шу айәтләрдин қариғанда: «чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди» дегәнниң мәнаси «...толуқ еришәлмигән еди» дегәндәк болса керәк.   Һак. 17:6; 21:25 Шуниң билән Данлар пүткүл җәмәтидин Зореаһ вә Әштаолда олтиришлиқ бәш палванни зиминни чарлап келишкә әвәтти вә уларға тапилап: — Силәр берип зиминни чарлап келиңлар, деди. Улар сәпәр қилип Әфраим тағлиқ жутиға келип Микаһниң өйигә чүшүп у йәрдә қонди. Улар Микаһниң өйиниң йенида турғинида Лавий жигитниң авазини тонуп, униң қешиға кирип униңдин: — Сени ким бу җайға елип кәлди? Бу йәрдә немә иш қилисән? Бу җайда немигә ериштиң? — дәп сориди.«Лавий жигитниң авазини тонуп...» — яки «Лавий жигитниң тәләппузини тонуп...».
У уларға җававән: — Микаһ маңа мундақ-мундақ қилип, мени яллап өзигә каһин қилди, деди.
Буни аңлап улар униңға: — Ундақ болса бизниң маңған сәпиримизниң оңушлуқ болидиған-болмайдиғанлиғини билмикимиз үчүн, Худадин сорап бәргин, — деди.
Каһин уларға: — Хатирҗәм беривериңлар. Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур, — деди.«Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур» — демәк, йолуңлар Худаниң нәзиригә яхши көрүниду.
Шуниң билән бу бәш адәм чиқип, Лаиш дегән җайға йетип кәлди. Улар у йәрдики хәлиқниң теч-аман яшаватқинини, турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини, хатирҗәмлик вә раһәт ичидә туруватқинини көрди; шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди; улар Зидонийлардин жирақта туратти, шундақла башқилар биләнму һеч қандақ барди-кәлди қилишмайтти.«турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини» — мошу шәһәр бәлким Зидонийларниң бир мустәмлигиси болған болуши мүмкин еди. «шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди» — әгәр Лаиштикиләрдин пайдилинидиған башқа бир йәрлик һакимийәт бар болса, Лаишни егиләш үчүн мошу һакимийәт биләнму соқушуш керәк болатти, әлвәттә.
Шу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уларниң үстидә номус ишларни әйипләйдиған һеч қандақ һаким йоқ еди».
Бәш палван Зореаһ вә Әштаолға өз қериндашлириниң қешиға қайтип кәлди. Қериндашлири улардин: — Немә хәвәр елип кәлдиңлар? — дәп сориди.
Улар җававән: — Биз қопуп уларға һуҗум қилайли! Чүнки биз шу зиминни чарлап кәлдуқ, мана, у интайин яхши бир жут екән. Әнди немишкә қимир қилмай җим олтирисиләр? Әнди дәрһал берип, у жутни елишқа әзмәңләрни әзмәңлар, берип һуҗум қилип зиминни егиләңлар. 10 У йәргә барғиниңларда силәр теч-аман туруватқан бир хәлиқни, һәр әтрапиға созулған кәң-азатә бир зиминни көрисиләр! Худа у йәрни силәрниң қолуңларға тапшурғандур. У жутта йәр йүзидә тепилидиған барлиқ нәрсиләрдин һеч бири кам әмәс, деди.
11 Шуниң билән Данларниң җәмәтидин алтә йүз адәм җәңгә қураллинип, Зореаһ вә Әштаолдин чиқип маңди. 12 Улар Йәһуда жутидики Кириат-Йеарим дегән җайға берип, чедир тикти (шуңа бу җай таки бүгүнгичә «Данниң ләшкәргаһи» дәп аталмақта; у Кириат-Йеаримниң арқа тәрипигә җайлашқан еди). «Данниң ләшкәргаһи» — ибраний тилида «Маһанәһ-Дан». «арқа тәрипи» — бу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси «ғәрип тәрипи».  Һак. 13:25 13 Андин улар у йәрдин Әфраим тағлиқ райониға берип, Микаһниң өйигә йетип кәлди.
14 Лаиш жутиға чарлаш үчүн барған бәш киши өз қериндашлириға: — Биләмсиләр? Бу өйдә бир әфод тони, бир нәччә тәрафим бутлири, бир ойма мәбуд вә қуйма мәбуд бардур! Әнди қандақ қилишиңлар керәклигини ойлишиңлар! — деди.«тәрафим бутлири» — 17:5дики изаһатни көрүң.
15 Улар бурулуп Лавий жигитниң өйигә (Микаһқа тәвә өйгә) кирип униңдин һал сориди. 16 Дан қәбилисидин болған җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши дәрваза алдида туруп турди. 17 У зиминни чарлашқа барған бәш адәм бутханиға кирип, ойма бут, әфод тони, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиқти. Каһин җәң қураллирини көтәргән алтә йүз киши билән биллә дәрвазида туратти. 18 Бу бәш адәм Микаһниң өйигә кирип ойма бут, әфод тонини, тәрафим бутлири вә қуйма бутни елип чиққанда каһин улардин: — Бу немә қилғиниңлар?! — дәп сориди.
19 Улар униңға: — Үн чиқармай, ағзиңни қолуң билән етип, биз билән меңип, бизгә һәм ата һәм каһин болуп бәргин. Сениң пәқәт бир адәмниң өйидикиләргә каһин болғиниң яхшиму, яки Исраилниң бир җәмәти болған пүтүн бир қәбилигә каһин болғиниң яхшиму? — деди.
20 Шундақ девиди, каһинниң көңли хуш болуп, әфод, тәрафим бутлири вә ойма мәбудни елип хәлиқниң арисиға кирип турди. 21 Андин улар бурулуп, у йәрдин кәтти; улар балилири вә чарпайларни вә жүк-тақлириниң һәммисини алдида маңдурувәткән еди. 22 Микаһниң өйидин хелә жирақлиғанда Микаһниң өйиниң әтрапидики хәлиқләр жиғилип, Данларға қоғлап йетишти. 23 Улар Данларни товлап чақирди, Данлар бурулуп Микаһқа: — Саңа немә болди, бунчивила көп хәлиқни жиғип келип немә қилмақчисән?! — деди.
24 У җавап берип: — Силәр мән ясатқан мәбудларни каһиним билән қошуп алдиңлар, андин кәттиңлар! Маңа йәнә немә қалди?! Шундақ туруқлуқ силәр техи: «Саңа немә болди?» — дәватисиләрғу! — деди.
25 Данлар униңға: — Үнүңни чиқарма, болмиса аччиғи яман кишиләр сени тутувелип, сени вә аиләңдикиләрни җанлиридин җуда қилмисун, йәнә, — деди.
26 Буларни дәп Данлар өз йолиға маңди; Микаһ уларниң өзидин күчлүк екәнлигини көрүп, йенип өз өйигә кәтти.
27 Улар Микаһ ясатқузған нәрсиләр вә униң каһинини елип, Лаишқа һуҗум қилди; у йәрдики хәлиқ теч-аман вә хатирҗәм туруватқан еди; улар уларни қиличлап қирип, шәһәрни отта көйдүрүвәтти. 28 Шәһәрни қутқузғидәк һеч адәм чиқимиди; чүнки бу шәһәр Зидондин жирақта еди, хәлқи һеч ким билән барди-кәлди қилишмайтти. Шәһәр Бәйт-Рәһобниң йенидики җилғида еди. Данлар шәһәрни қайтидин қуруп, олтирақлашти. 29 Улар бу шәһәргә Исраилниң оғуллиридин болған, өз атиси Данниң исмини қоюп Дан дәп атиди. Илгири у шәһәрниң нами Лаиш еди.Йә. 19:47
30 Данлар шу йәрдә бу ойма бутни өзлиригә тиклиди; Мусаниң оғли Гәршомниң әвлади Йонатан вә униң оғуллири болса шу зиминниң хәлқи сүргүн болушқа елип кетилгән күнгичә Данларниң қәбилисигә каһин болуп турған еди. «Гәрсомниң әвлади» — ибраний тилида «Гәрсомниң оғли». 31 Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда, Данлар өзлири үчүн тиклигән, Микаһ ясатқузған ойма мәбуд Данда турғузулди.«Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда» — Шилоһ шәһири муқәддәс чедир тунҗа тикләнгән җай еди («Йә.» 18:10, 19:51, «1Сам.» 3:1ни көрүң). Сулайман падиша ибадәтханини Йерусалимда қуруштин илгири (қайси вақит екәнлиги бизкә намәлум) Шилоһ ибадәт соруни сүпитидә ишлитилмәй ташливетилгән еди («Йәр.» 7:12ни көрүң).

18:1 «Шу күнләрдә Данларниң қәбилиси өзлиригә олтирақлишиш үчүн җай издәватқан еди» — «Йәшуа» 19:40-48дә бу ишлар баян қилиниду. Шу айәтләрдин қариғанда: «чәк ташлинип бекитилгән мирас зиминға еришмигән еди» дегәнниң мәнаси «...толуқ еришәлмигән еди» дегәндәк болса керәк.

18:1 Һак. 17:6; 21:25

18:3 «Лавий жигитниң авазини тонуп...» — яки «Лавий жигитниң тәләппузини тонуп...».

18:6 «Маңған йолуңлар Пәрвәрдигарниң алдидидур» — демәк, йолуңлар Худаниң нәзиригә яхши көрүниду.

18:7 «турмушиниң Зидонийларниң өрп-адәтлири бойичә екәнлигини» — мошу шәһәр бәлким Зидонийларниң бир мустәмлигиси болған болуши мүмкин еди. «шу зиминда уларни хар қилғучи һеч қандақ һоқуқдар йоқ еди» — әгәр Лаиштикиләрдин пайдилинидиған башқа бир йәрлик һакимийәт бар болса, Лаишни егиләш үчүн мошу һакимийәт биләнму соқушуш керәк болатти, әлвәттә. Шу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси: «уларниң үстидә номус ишларни әйипләйдиған һеч қандақ һаким йоқ еди».

18:12 «Данниң ләшкәргаһи» — ибраний тилида «Маһанәһ-Дан». «арқа тәрипи» — бу сөзниң башқа бир хил тәрҗимиси «ғәрип тәрипи».

18:12 Һак. 13:25

18:14 «тәрафим бутлири» — 17:5дики изаһатни көрүң.

18:29 Йә. 19:47

18:30 «Гәрсомниң әвлади» — ибраний тилида «Гәрсомниң оғли».

18:31 «Худаниң өйи Шилоһда турған барлиқ вақитларда» — Шилоһ шәһири муқәддәс чедир тунҗа тикләнгән җай еди («Йә.» 18:10, 19:51, «1Сам.» 3:1ни көрүң). Сулайман падиша ибадәтханини Йерусалимда қуруштин илгири (қайси вақит екәнлиги бизкә намәлум) Шилоһ ибадәт соруни сүпитидә ишлитилмәй ташливетилгән еди («Йәр.» 7:12ни көрүң).