31
Падишаға несиһәт
Төвәндикиләр, падиша Ләмуәлгә униң аниси арқилиқ вәһий билән кәлгән сөзләрдур; аниси бу сөзләрни униңға үгәткән: «Падиша Ләмуәл» — бәзи алимлар «Ләмуәл»ни Сулайманниң аниси Бат-Шеба униңға қойған ләқәм, дәп қарайду. Исраил үстидин һөкүм сүргүчиләр арисида «Ләмуәл» исимлиқ бир падиша бизгә намәлум. «Ләмуәл» дегәнниң мәнаси: «Худа үчүн». «вәһий билән кәлгән сөзләр» — әгәр бу бап Агурниң (30:1) сөзиниң давами болса, ундақта «вәһий билән кәлгән сөзләр» Пәрвәрдигарниң Агурниң «дил-роһиға жүклигән сөзлири»ни ң давамини көрситиду.
И оғлум, и мениң амриғим, қәсәмләр билән тилигән арзулуғум, мән саңа немә дәй?«И мениң амриғим» — ибраний тилида «И балиятқумниң балиси!». «қәсәмләр билән тилигән арзулуғум!» — ибраний тилида «И қәсәмлиримниң балиси!».
Күч-қуввитиңни аял-хотунлар тәрипигә сәрп қилмиғин;
Яки падишаларниму вәйран қилидиған ишларға берилгүчи болма!«аял-хотунлар тәрипигә» — демәк, җинсий һәвәсләргә.  Қан. 17:17
И Ләмуәл, шарап ичиш падишаларға лайиқ әмәс,
Әмирләргиму һараққа хумар болуш ярашмас.
Болмиса улар шарап ичип, муқәддәс бәлгүлимиләрни унтуп,
Бозәк бәндиләрниң һәққини астин-үстүн қиливетиши мүмкин.
Күчлүк һарақ өлгүси кәлгәнләргә, һәсрәткә чөмгәнләргә берилсун!
Улар шарапни ичип, мискинлигини унтуп,
Қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!«Улар шарапни ичип, ... қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!» — бу сөзләр кинайилик, һәҗвий болғини билән, мскинләрниң шарап ичиш сәвәвигиму һесдашлиқ билдүриду. Лекин айәт уларниң шундақ қилидиғанлиғини һәргиз тәстиқлиған әмәс. Көздә тутулғини һөкүмдарларниң еғир мәсъулийитидин ибарәттур.
Өзлири үчүн гәп қилалмайдиғанларға ағзиңни ачқин,
Һалак болай дегәнләрниң дәвасидә гәп қил.
Сүкүт қилма, улар үчүн лилла һөкүм қил,
Езилгәнләрниң вә мискинләрниң дәрдигә дәрман бол.Лав. 19:15; Қан. 1:16
 
Пәзиләтлик аял
10 |א| Пәзиләтлик аялни ким тапалайду?
Униң қиммити ләәл-яқутлардинму зор ешип чүшиду.«пәзиләтлик аялни ким тапалайду?...» — кейинки 22 айәт шеир болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш).  Пәнд. 12:4
11 |ב| Ериниң көңли униңға тайинип хатирҗәм туриду,
У болғачқа ериниң алған олҗиси кам әмәстур!
12 |ג| У өмүр бойи еригә вападар болуп яхшилиқ қилиду,
Уни зиянға учратмайду.
13 |ד| У қой жуңи вә кәндир тепип,
Өз қоли билән җан дәп әҗир қилиду.
14 |ה| У сода кемилиригә охшаш,
Аилини беқиштики озуқ-түлүкләрни жирақ җайлардин тошуйду.
15 |ו| Таң йорумаста у орнидин туриду,
Аилисидикиләргә йемәклик тәйярлайду,
Хизмәткар-дедәкләргә несивисини тәқсим қилиду.«... несивисини тәқсим қилиду» — яки «... ишни тәқсим қилиду».
16 |ז| У бир парчә етизни өзи көрүп алиду;
Қоли билән жиққан дарамәттин у бир үзүмзар бена қилиду.
17 |ח| Ишқа қарап у белини күч билән бағлар,
Биләклирини күчләндүрәр;
18 |ט| Өз ишиниң пайдилиқлиғиға көзи йетәр,
Кечичә чириғини өчүрмәй иш қилар.
19 |י| У қоллири билән чақни чөрәр,
Бармақлири жип урчуқини тутар.
20 |כ| Аҗизларға ярдәм қолини узитар;
Һаҗәтмәнләргә қоллирини созар.
21 |ל| Қар яққанда у аилиси тоғрилиқ әндишә қилмайду,
Өйидикиләрниң һәммисигә қизил кийимләр кийдүрүлгән.
22 |מ| Кариват япқучлирини өзи тоқуйду;
Өзиниң кийим-кечәклири канап вә сөсүн рәхттиндур.
23 |נ| Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар;
Шу йәрдә у жуттики ақсақаллар қатаридин орун алиду.«Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар» — кона өрп-адәтләр бойичә, жуттики ақсақаллар шәһәр дәрвазида жиғин ечип сот қилатти.
24 |ס| У нәпис канаптин кийим-кечәк тикип уни сатиду;
Бәлвағларни тикип содигәрләрни тәминләйду.
25 |ע| Кийими күч-қудрәт вә иззәт-һөрмәттур;
У келәчәккә үмүт билән күлүп қарайду.
26 |פ| Ағзини ачсила, дана сөз қилиду,
Тилида меһриванә несиһәтләр бар.
27 |צ| Аилисидики ишлардин дайим хәвәр алиду,
Бекарға нан йемәйду.
28 |ק| Пәрзәнтлири орнидин туруп униңға бәхит-бәрикәт тиләйду;
Ериму мубарәкләп уни махтап: —
29 |ר| «Пәзиләт билән яшиған аяллар көптур,
Бирақ сән уларниң һәммисидинму ешип чүшисән» — дәйду.
30 |ש| Гөзәллик сеһри алдамчидур,
Һөсн-җамалму пәқәт бир көпүк, халас,
Пәқәт Пәрвәрдигардин қорқидиған аялла махтилиду!
31 |ת| У өз меһнитиниң мевилиридин бәһримән болсун!
Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!«Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!» — жуқуриқи изаһатта дейилгәндәк, шәһәр дәрвазилири ақсақаллар олтиридиған орун болуп, җәмийәтниң әң жуқури дәриҗисини билдүриду.

31:1 «Падиша Ләмуәл» — бәзи алимлар «Ләмуәл»ни Сулайманниң аниси Бат-Шеба униңға қойған ләқәм, дәп қарайду. Исраил үстидин һөкүм сүргүчиләр арисида «Ләмуәл» исимлиқ бир падиша бизгә намәлум. «Ләмуәл» дегәнниң мәнаси: «Худа үчүн». «вәһий билән кәлгән сөзләр» — әгәр бу бап Агурниң (30:1) сөзиниң давами болса, ундақта «вәһий билән кәлгән сөзләр» Пәрвәрдигарниң Агурниң «дил-роһиға жүклигән сөзлири»ни ң давамини көрситиду.

31:2 «И мениң амриғим» — ибраний тилида «И балиятқумниң балиси!». «қәсәмләр билән тилигән арзулуғум!» — ибраний тилида «И қәсәмлиримниң балиси!».

31:3 «аял-хотунлар тәрипигә» — демәк, җинсий һәвәсләргә.

31:3 Қан. 17:17

31:7 «Улар шарапни ичип, ... қайтидин дәрд-әлимини есигә кәлтүрмисун!» — бу сөзләр кинайилик, һәҗвий болғини билән, мскинләрниң шарап ичиш сәвәвигиму һесдашлиқ билдүриду. Лекин айәт уларниң шундақ қилидиғанлиғини һәргиз тәстиқлиған әмәс. Көздә тутулғини һөкүмдарларниң еғир мәсъулийитидин ибарәттур.

31:9 Лав. 19:15; Қан. 1:16

31:10 «пәзиләтлик аялни ким тапалайду?...» — кейинки 22 айәт шеир болуп, ибраний тилида алаһидә шәкилгә егә. Ибраний йезиғида 22 һәрип бар. Бу 22 айәтниң һәр бири ибраний елипбә тәртивигә асасән башлиниду (мәсилән, уйғур тили болса, а-, ә-, б- қатарлиқ һәрипләр билән башланғанға охшаш).

31:10 Пәнд. 12:4

31:15 «... несивисини тәқсим қилиду» — яки «... ишни тәқсим қилиду».

31:23 «Ериниң шәһәр дәрвазилирида абройи бар» — кона өрп-адәтләр бойичә, жуттики ақсақаллар шәһәр дәрвазида жиғин ечип сот қилатти.

31:31 «Әҗирлири уни дәрвазиларда һөрмәт-шөһрәткә ериштүрсун!» — жуқуриқи изаһатта дейилгәндәк, шәһәр дәрвазилири ақсақаллар олтиридиған орун болуп, җәмийәтниң әң жуқури дәриҗисини билдүриду.