5
Итаәтсизлик қурбанлиғи, йәни «итаәтсизликни тиләш қурбанлиғи»
Әгәр бириси мәлум ишқа гувачи болуп, шундақла униңға қәсәм буйрулғинида көргини яки билгинидин мәлумат бәрмисә, ундақта у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду. Әгәр бириси өзи билмәй напак бир нәрсигә тегип кәтсә — мәйли у напак бир һайванниң җәсити болсун, мәйли напак бир чарпайниң җәсити болсун, яки напак бир өмилигүчи һайванниң җәсити болсун, мошундақ нәрсигә тегип кәтсә уму напак санилип гунакар һесаплиниду; һаг. 2:13; 2Кор. 6:17 әгәр шуниңдәк бириси өзи туймай мәлум кишиниң адәмни напак қилидиған һәр қандақ ниҗаситигә тегип кәтсә, шундақла у буни билип йәтсә, ундақта у гунакар һесаплиниду. Әгәр бириси аңсиз рәвиштә яман яки яхши бир ишни қилай дәп қәсәм қилип салса (кишиләр һәртүрлүк иш тоғрисида аңсиз рәвиштә қәсәм қилиши мүмкин), шундақла у буни тонуп йәтсә, у бу ишлар түпәйлидин гунакар һесаплиниду.
Бириси жуқуриқи һәр қайси ишларда мән гунакар болдум дәп билсә, у өз гунайини «мән мундақ гуна қилдим» дәп иқрар қилсун; андин өзи садир қилған гунайиниң кафарити үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға «итаәтсизликни тилигүчи қурбанлиқ» сүпитидә ушшақ малдин сағлиқ вә я бир чиши өшкини гуна қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; андин каһин уни гунайидин пакландурушқа униң үчүн кафарәт кәлтүрсун.
 
Әгәр у қойлардин қурбанлиқ қилишқа қурби йәтмисә, у қилған итаәтсизлиги үчүн икки пахтәк яки икки бачкини елип келип, бирини гуна қурбанлиғи үчүн, йәнә бирини көйдүрмә қурбанлиқ үчүн Пәрвәрдигарниң алдиға сунсун. Лав. 12:8; Луқа 2:24 У буларни каһинниң қешиға кәлтүргәндә, каһин авал гуна қурбанлиғиға тәйярланғанни қурбанлиқ қилип бойнини үзмәй, бешиға йеқин җайидин толғисун, лекин бешини бойнидин үзүвәтмисун; «каһин авал гуна қурбанкиқиға ...» — ибраний тилида «у аввак гуна қурбанкиқиға..».  Лав. 1:15 андин гуна қурбанлиғиниң қенидин азғина елип қурбангаһниң темиға чачсун; қалған қени болса қурбангаһниң түвигә сиқип чиқирилсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду.
10 Амма иккинчисини болса бекитилгән бәлгүлимә бойичә көйдүрмә қурбанлиқ қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң қилған гунайи үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу гуна униңдин кәчүрүлиду.Лав. 1:15
11 Әгәр икки пахтәк яки икки бачкини кәлтүрүшкә қурби йәтмисә, ундақта гуна қилған киши гуна қурбанлиғи үчүн есил ундин бир әфаһниң ондин бирини кәлтүрсун; бу гуна қурбанлиғи болғачқа у униң үстигә зәйтун мейи қуймисун яки үстигә һеч қандақ мәстики салмисун; чүнки у гуна қурбанлиғи болиду. «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр. 12 У уни каһинниң қешиға кәлтүрсун вә каһин буниңдин сунғучиниң «ядлиниш үлүши» сүпитидә бир чаңгал елип, шуни Пәрвәрдигарға атап отта сунулған қурбанлиқларға қошуп, қурбангаһниң үстидә көйдүрсун. Буниң өзи гуна қурбанлиғи болиду. Лав. 2:2; 4:35 13 Бу йол билән у шу гуналардин қайсисини қилған болса, каһин униң үчүн кафарәт кәлтүриду. Ашлиқ һәдийәләрдикигә охшаш қалған қисми каһинға тәвә болиду.Лав. 2:3
14 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип мундақ деди: —
15 Бириси билмәй Пәрвәрдигарға аталған муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән итаәтсизлик қилип гуна өткүзсә, ундақта у Пәрвәрдигарниң алдиға ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; шу итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң баһасини сән муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги бойичә күмүч шәкәлгә тохтатқин. «сән... тохтатқин» — бу айәттики әмир Муса пәйғәмбәрнгә ейтилған; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шунңғиму ейтилиду. «шәкәл» — күмүчниң өлчими болуп, адәттә 11.4 грамға баравәр болуши мүмкин. «Муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп муқәддәс җайда сақланған, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәм бирлиги болса керәк. «...ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; шу итаәтсизлик қурбанлиғи ... өлчәм бирлиги бойичә күмүч шәкәлгә тохтатқин» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «...ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун яки итаәтсизлик қурбанлиғиниң орниға сән каһин муқәддәс җайдики күмүч шәкәлниң бирлиги бойичә тохтатқан баһа бойичә күмүч шәкәл кәлтүрисун».  Мис. 30:13; Лав. 27:2-27. 16 Андин шу киши муқәддәс нәрсиләргә нисбәтән өткүзгән хаталиғидин болған зиянни толдурсун, шундақла зиянниң бәштин бири бойичә қошуп каһинға төләм төлисун. Бу йол билән каһин итаәтсизлик қурбанлиғи болған қочқарниң вастиси билән униң үчүн кафарәт кәлтүриду; шу гуна униңдин кәчүрүлиду.«... хаталиғидин болған зиянни толдурсун, шундақла зиянниң бәштин бири бойичә қошуп каһинға төләм төлисун» — мошу айәтләрдики «зиян» әслидә кәлтүрүш керәк болған бир қурбанлиқ яки һәдийәниң қиммитини яки напак һаләттә булғап қойған муқәддәс нәрсиләрниң қиммитини көрсәтсә керәк. Ундақ гуна қилған киши: (1) беҗирим бир қочқар елип келиду; (2) каһин шу қочқарға баһа қойиду; (3) қочқарниң баһаси зияндин кам болса шу киши толдуриду; (4) униңдин башқа зиянға бәштин бирини қошуп төләйду.
17 Әгәр бириси билмәй Пәрвәрдигарниң «қилма» дегән һәр қандақ әмирлириниң бирәрисигә хилаплиқ қилип, гунакар болған болса у қәбиһлигиниң җазасиға тартилиду; 18 шундақ болса, у ушшақ малдин сән тохтатқан қиммәттә беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун. Бу йол билән каһин униң билмәй өткүзгән итаәтсизлиги үчүн кафарәт кәлтүриду вә шу итаәтсизлик гунайи униңдин кәчүрүлиду.
19 Бу итаәтсизлик қурбанлиғи болиду; чүнки у дәрһәқиқәт Пәрвәрдигарниң алдида итаәтсизлик қилған.
 
 

5:2 һаг. 2:13; 2Кор. 6:17

5:7 Лав. 12:8; Луқа 2:24

5:8 «каһин авал гуна қурбанкиқиға ...» — ибраний тилида «у аввак гуна қурбанкиқиға..».

5:8 Лав. 1:15

5:10 Лав. 1:15

5:11 «бир әфаһ» — тәхминән 2 күрә яки 22 литр.

5:12 Лав. 2:2; 4:35

5:13 Лав. 2:3

5:15 «сән... тохтатқин» — бу айәттики әмир Муса пәйғәмбәрнгә ейтилған; шүбһисизки, униңдин кейин қайси каһин мәсъул болса шунңғиму ейтилиду. «шәкәл» — күмүчниң өлчими болуп, адәттә 11.4 грамға баравәр болуши мүмкин. «Муқәддәс җайдики шәкәлниң өлчәм бирлиги» шүбһисизки, пүткүл әл үчүн өзгәрмәс өлчәм болсун дәп муқәддәс җайда сақланған, муқим бекитилгән бир нәччә хил өлчәм бирлиги болса керәк. «...ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип кәлтүрсун; шу итаәтсизлик қурбанлиғи ... өлчәм бирлиги бойичә күмүч шәкәлгә тохтатқин» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «...ушшақ малдин беҗирим бир қочқарни итаәтсизлик қурбанлиғи қилип сунсун яки итаәтсизлик қурбанлиғиниң орниға сән каһин муқәддәс җайдики күмүч шәкәлниң бирлиги бойичә тохтатқан баһа бойичә күмүч шәкәл кәлтүрисун».

5:15 Мис. 30:13; Лав. 27:2-27.

5:16 «... хаталиғидин болған зиянни толдурсун, шундақла зиянниң бәштин бири бойичә қошуп каһинға төләм төлисун» — мошу айәтләрдики «зиян» әслидә кәлтүрүш керәк болған бир қурбанлиқ яки һәдийәниң қиммитини яки напак һаләттә булғап қойған муқәддәс нәрсиләрниң қиммитини көрсәтсә керәк. Ундақ гуна қилған киши: (1) беҗирим бир қочқар елип келиду; (2) каһин шу қочқарға баһа қойиду; (3) қочқарниң баһаси зияндин кам болса шу киши толдуриду; (4) униңдин башқа зиянға бәштин бирини қошуп төләйду.