148
148-күй •••• Пүткүл аләм, Пәрвәрдигарни улуқлаңлар! 
  1 Һәмдусана!  
Пәрвәрдигарни асманлардин мәдһийиләңлар;  
Жуқири җайларда Уни мәдһийиләңлар; ◘Луқа 2:14; Вәһ. 5:13   
 2 Уни мәдһийиләңлар, барлиқ пәриштилири;  
Уни мәдһийиләңлар, барлиқ қошунлири!   
 3 Уни мәдһийиләңлар, и қуяш һәм ай,  
Уни мәдһийиләңлар, һәммә парлақ юлтузлар;   
 4 Уни мәдһийиләңлар, асманларниң асманлири,  
Асмандин жуқури җайлашқан сулар!   
 5 Булар Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй;  
Чүнки У буйруған һаман, улар яратилғандур; ◘Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9   
 6 У уларни әбәдил-әбәткичә турғузди;  
Улар үчүн вақти өтмәйдиған бәлгүлимини буйруған. ◘Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25   
 7 Пәрвәрдигарни зиминдин мәдһийиләңлар,  
Деңиздики барлиқ әҗдиһалар, деңизниң барлиқ тәглири;   
 8 От, мөлдүз, қар, туман,  
Униң сөзигә әмәл қилидиған җудунлуқ шамал;   
 9 Тағлар һәм барлиқ дөңләр,  
Мевилик дәрәқләр, барлиқ кедир дәрәқлири,   
 10 Явайи һайванлар, барлиқ мал-варанлар,  
Өмилигүчиләр һәм учар-қанатлар;   
 11 Җаһан падишалири вә барлиқ қовмлар,  
Әмирләр һәм йәр йүзидики барлиқ һаким-сотчилар;   
 12 Һәм жигитләр һәм қизлар,  
Бовайлар вә яшлар, —   
 13 Һәммиси Пәрвәрдигарниң намини мәдһийилигәй;  
Чүнки пәқәтла Униң нами алийдур;  
Униң һәйвити йәр һәм асмандин үстүн туриду. ◘Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4   
 14 Һәм У Өз хәлқиниң мүңгүзини,  
Йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийисини егиз көтәргүзгән;  
Улар Исраил балилири,  
Өзигә йеқин бир хәлиқтур!  
Һәмдусана! ◼«Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.  ◘Зәб. 131:17   
◘148:5 Яр. 1:6-31; Зәб. 32:6, 9
◘148:6 Аюп 14:5,13; 26:10; 38:33; Зәб. 103:5; 118:91; Йәр. 31:35; 33:25
◘148:13 Пәнд. 18:10; Йәш. 12:4
◼148:14 «Өз хәлқиниң мүңгүзини, йәни барлиқ муқәддәс бәндилириниң мәдһийиси...» — Тәвратта «мүңгүз» адәттә адәмниң нам-шөһрити яки һоқуқини билдүриду. Бу айәттә у Исраилниң Худаға болған мәдһийилирини билдүриду. Бу айәттики «көтириш» адәмниң қоли билән көтириш әмәс, бәлки Худа уларниң мәдһийә авазлирини көтиришини билдүриду.